“японийә асия либерал демократик иттипақи кеңиши” дә лексийә: “ ‛5-июл вәқәси‚ ‛вәқә‚ яки ‛топилаң‚ әмәс, бәлки ‛қирғинчилиқ‚ тур! ”

Вашингтондин мухбиримиз шадийә тәйярлиди
2024.07.19
yaponiye-01-1024 Японийә “асия либерал демократик иттипақи кеңиши” ниң тәшкиллишидә елип берилған “үрүмчи вәқәсидин һазирғичә: хитайниң уйғур қирғинчилиқи” намлиқ муһакимә йиғининиң көрүнүши. 2024-Йили 14-июл, токйо
Facebook/@Ilham Mahmut

Японийә “асия либерал демократик иттипақи кеңиши” ниң тәшкиллишидә елип берилған “үрүмчи вәқәсидин һазирғичә: хитайниң уйғур қирғинчилиқи” намлиқ муһакимидә, хитай һөкүмити “топилаң” дәп тәбир бәргән 2009-йилидики үрүмчи “5-июл вәқәси” ниң маһийәттә “қирғинчилиқ” икәнлики тәкитләнгән.

“асия либерал демократик иттипақи кеңиши” ториниң 14-июлдики хәвиридин қариғанда, мәзкур кеңәшниң муавин рәиси, японийә уйғур җәмийитиниң сабиқ рәиси илһам мәхмут, хитайниң уйғур елидә “5-июл қирғинчилиқи” дин тартип һазирғичә йүргүзүп келиватқан юқири бесимлиқ зораванлиқ сиясәтлири һәққидә мәхсус лексийә бәргән.

Японийә “асия либерал демократик иттипақи кеңиши” даимий һәйитиниң мудири, обзорчи вә сиясий паалийәтчи миура котаро (Miora Kotaro) әпәнди бу лексийәгә риясәтчилик қилған. У лексийә башлиништин бурун қилған сөзидә мундақ дегән: “японийә битәрәп орунда турғанлиқи түпәйлидин 2009-йилидики “үрүмчи вәқәси”, японийәдики нурғун таратқуларда “үрүмчи топилиңи” дейилип кәлгән. Һалбуки, “топилаң” дегән бу аталғу хитай һөкүмити қолланған “ибарә” дур. Уйғурларниң мәйданидин елип ейтқанда, бу вәқә маһийәттә “уйғур қирғинчилиқидур.”

Илһам мәхмут әпәнди йеқинқи йиллардин буян, хитай даирилириниң уйғурларға йүргүзүватқан “ирқий қирғинчилиқ” җинайәтлирини йошуруш үчүн түрлүк сахта тәшвиқат паалийәтлирини елип бериватқанлиқини, шуниң үчүн японийәдә уйғур мәсилисини тонутуш вә күнтәртиптә тутуп турушниң муһимлиқини тәкитлиди. У, бу қетимлиқ лексийәниң әһмийити һәққидә өз қаришини билдүрүп өтти.

 “асия либерал демократик иттипақи кеңиши” торидики учурларға қариғанда, илһам мәхмут мәзкур лексийәсидә, хитайниң йеқинқи 15 йилдин буян уйғурларға елип барған етник қирғинчилиқи, аталмиш ‛ислам вәһимиси‚ ни баһанә қилип йүргүзгән райондики юқири бесимлиқ бастуруш сиясити, шундақла кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири һәққидә мәлумат бәргән. У хитай һөкүмитиниң аталмиш “террорлуққа қарши туруш” намида уйғур елидә елип бериватқан бир қатар бастуруш һәрикәтлири вә “диний ашқунлуқ” ни баһанә қилип йүргүзүватқан кәң көләмлик ирқий қирғинчилиқ сиясити һәққидә тәпсилий тохталған.

Миура котаро әпәнди мәзкур муһакимидә қилған сөзидә, буниңдин 15 йил бурун “26-июн шавгүән вәқәси” сәвәбидин келип чиққан чиққан “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң хитай һөкүмитиниң уйғур сияситидики бурулуш нуқтиси болғанлиқини әскәрткән. У, бу вәқәдин кейин хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаритилған омумйүзлүк бастуруш вә ирқий қирғинчилиқ сияситиниң системилиқ түс алғанлиқини тәкитлигән.

Миура котаро әпәнди елхәт арқилиқ радийомизға йоллиған җавабида мундақ дегән:

“мениңчә, нөвәттә японийәдики кишиләрниң уйғур мәсилисигә болған тонушини давамлиқ ашуруш керәк дәп ойлаймән. Әлвәттә, бу җәһәттә ‛японийә уйғур җәмийити‚ му нурғун хизмәтләрни қиливатиду. Бизниң җәмийитимизму уйғурлар мәсилиси һәққидә охшимиған нуқтидин учур-мәлумат тарқитип, торда синлиқ лексийә вә доклатларни елан қиливатимиз. Мәсилән, бу қетимлиқ лексийәдә илһам әпәнди уйғур мусапирлири тоғрилиқ тохталғанда, оттура шәрқтики әрәб дөләтлири вә түркийәгә болған тәнқид-әйибләшлирини наһайити күчлүк шәкилдә оттуриға қойди. Гәрчә униң бу пикиргә нисбәтән охшимиған қараштикиләр мәвҗут болсиму, әмма у бу мәсилини дадиллиқ билән оттуриға қойди, дәп қараймән.”

“асия либерал демократик иттипақи кеңиши” ториниң бу һәқтики хәвиридә, илһам мәхмут бир мусулман болуш сүпити билән хәлқарадики мусулман җамаити вә ислам дөләтлириниң коммунист хитай билән интайин йеқин “достанә” мунасивәттә болуватқанлиқини қаттиқ тәнқид қилғанлиқи, шундақла униң нөвәттә мәвҗут болуватқан бу реал мәсилигә көз юммаслиқ керәкликини тәкитлигәнлики әскәртилгән.

Миура котаро әпәнди радийомизға йоллиған җаваб хетидә йәнә, бир қетимлиқ лексийәниң үнүминиң қанчилик болушидин қәтийнәзәр, бу хилдики лексийә вә муһакимә паалийәтлирини изчил давамлаштурушниң әһмийити һәққидә дегән: “японийәдә ‛изчил давамлаштуруш-күч‚ дәйдиған бир сөз бар. Шуңа бизниң нөвәттә уйғур мәсилиси һәққидики авазимизни вә мәйданимизни давамлиқ тарқитиштин башқа амалимиз йоқ. Дуня һазир украина, ғәззәдики уруш вә америкадики пирезидент сайлими қатарлиқ қизиқ темиларға диққәт қилмақта. Ениқини ейтқанда, японийәдиму нурғун кишиләр дөләт ичидики сиясий давалғуш вә чекиниш мәсилисигә бәкрәк көңүл бөлиду. Гәрчә улар уйғурларни өз ичигә алған чәт әлләрдики кишилик һоқуқ мәсилисигә һесдашлиқ қилсиму, әмма японийә һөкүмитиниң буни әмәлдә көрситиш яки бу һәқтә очуқ позитсийә билдүрүш дәриҗиси йәнила төвән. Шуңлашқа мушуниңға охшаш учурларни давамлиқ тарқитиш, японийә һөкүмити вә сиясәтчилиригә болған мураҗиәтлиримизни күчәйтишимиз керәк. Шуни етирап қилишимиз керәкки, бу һәрикәтләр йәнила аҗиз вә йетәрлик әмәс, әлвәттә! ”

 “үрүмчи вәқәсидин һазирғичә: хитай һөкүмитиниң уйғур қирғинчилиқи” намлиқ мәзкур лексийәдә “асия либерал демократик иттипақи кеңиши” ниң рәиси пема гялпо (Pema Gyalpo) сөз қилип, хитай һөкүмитиниң уйғур мусулманлири үстидә йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқи вә инсанийәткә қарши җинайәтлириниң һелиһәм давамлишиватқанлиқини қаттиқ әйиблигән. Бу қетимлиқ лексийәгә мәзкур кеңәшниң кона вә йеңи әзалири, токйодики уйғурлар билән уйғурларни қоллап келиватқан японийәликләр иштирак қилған. Бу лексийәгә йәнә узун йиллардин өзиниң уйғур әдәбияти вә мәдәнийити һәққидики тәтқиқатлири билән уйғурларни японийәдә тонутушта бир кишилик һәссисини қошуп келиватқан, “ғәзәпләнгән уйғур роһи”, “уйғур шеирийәт тарихи”  қатарлиқ китабларниң аптори хагита рейко (Hagita Reiko) ханимму қәдәм тәшрип қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.