Хитай 'үрүмчи қанлиқ вәқәси' дә тутулған уйғурларни сотлаш ишиниң 8 ‏ - ай ичидә башлинидиғанлиқини елан қилди

Хитай 5‏ - июлдики "үрүмчи вәқәси"дә тутқун қилинған уйғурларни сотлаш ишиниң 8 ‏ - айниң оттурилирида башлинидиғанлиқини елан қилди.
Мухбиримиз әркин
2009.07.31

Ингилиз тилидики "җуңго" гезитиниң пайтәхт үрүмчидики исмини ашкарилашни халимайдиған сақчи вә сот даирилиридин нәқил кәлтүрүп хәвәр қилишичә, даириләр"қолға елинғанлардин пәқәт бир қисим кишиләрниң җазалинидиғанлиқи вә сот қилинидиғанлиқи"ни билдүргән. Лекин даириләр қанчә кишиниң сотлинидиғанлиқини яки қолға елинғанлардин қанчә кишиниң қоюп берилгәнликини тилға алмиған.

Хитай һөкүмити бу қетимқи вәқәдә 1800 дәк адәмниң қолға елинғанлиқи, 197 адәмниң өлгәнлики вә 1700 дин артуқ адәмниң яриланғанлиқини елан қилған иди. Лекин уйғурларниң рәһбири рабийә қадир ханим чаршәнбә күни японийидә ахбарат елан қилиш йиғини чақирип, өлгән вә из дерәксиз йоқалғанларниң 10 миңға йетидиғанлиқини җакарлиған.

Вәзийәтттин хәвәрдар йәрлик амминиң инкас қилишичә, даириләр вәқәдә оқ тегип дохтурханиға ятқузулған уйғур яридарларни башқа җайға йөткәп кәткән. Уларниң қәйәргә йөткәп кетилгәнлики вә тәқдириниң қандақ болғанлиқидин һичкимниң хәвири йоқ икән. Хитай һөкүмити болса пәйшәнбә күни 10 миң уйғурниң из ‏ - дерәксиз йоқалғанлиқини рәт қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.