Үрүмчи йеңишәһәр районида хитай аһалилири қамалға қарши наразилиқ намайиши өткүзгән
2022.11.07
Иҗтимаий таратқулардин мәлум болушичә, уйғур елида давам қиливатқан қамал тәдбирлири бир қисим хитай аһалилириниңму наразилиқини қозғиған. Тордики бир син учурида көрситилишичә, үрүмчиниң йеңишәһәр райондики бир қисим хитай аһалилири мәзкур тәвәликтики лийүшән йолида чоң бир намайиш өткүзгән. Бина вә кочидики тосақларни һалқип өткән намайишчилар, қамал сәвәблик дуч кәлгән турмуш қийинчилиқлири үстидин шикайәт қилишқан.
Мухбиримизниң үрүмчигә қарита елип баррған телефон зиярәтлири давамида, мәзкур тәвәликтә намайиш болғанлиқи дәлилләнди.
Уйғур елида илгири-ахири болуп 3 айдин артуқ вақиттин бери давам қиливатқан юқум қамали, районда ирқий қирғинчилиққа учраватқан йәрлик аһалиләрни дәсләпки икки һәптдила өз һалидин қахшаш вә зарлашқа мәҗбурлиған иди. Әң йеқинқи учурлардин мәлум болушичә, йеқинқи күнләргә кәлгәндә, қамал елип кәлгән қейинчилиқларға хитай аһалилиридин бир қисимлириму бәрдашлиқ берәлмигән. Торда “тик-ток” тин тарқалған бир учурдин мәлум болушичә, 2 -ноябир күни үрүмчиниң йеңишәһәр район лийүшән йолда наразилиқ намайиши йүз бәргән. Намайишчилар өзлири қамалған өй, бина вә қоролардин чиқип, лийүшән йолиға топланған вә вәзипә иҗра қиливатқан хадимлар билән такалашқан, шундақла хадимларниң тосақлирини бөсүп өтүп йүрүш қилған.
Телефонимизни қобул қилған үрүмчи мидоң районлуқ сақчиханиниң бир хадимидин үрүмчидә 2-ноябир күни йүз бәргән намайиш һәққидә мәлумат сориғинимизда, у намайишниң өз тәвәликидә әмәс, йеңишәһәр районида йүз бәргәнликини ашкарилиди. Биз униңдин қайси сақчиханиниң бу һәқтә мәлумат берәләйдиғанлиқини соридуқ. У лийүшән йоли тәвә болған тийәнҗин сақчиханисиниң бу иштин хәвири барлиқини ейтти.
Йеңишәһәр йолдики йинчүән йоли сақчиханисиниң хадими намайишқа қанчилик киши қатнашқанлиқи вә қандақ тәләпләрни қойғанлиқи һәққидики соалимизға җавабән, бу учурларниң “дөләт мәхпийәтлики” гә ятидиғанлиқини билдүрүп, җавап беришни рәт қилди.
Хитайниң қамал тәдбирлиригә әң дәсләп наразилиқ билдүрүп кочиға чиққанлар ғулҗа шәһәр қаридөң аһалилири иди. Әйни чағда алақидар сақчи хадимлири қаридөңдә шу күни намайишқа қатнашқанларниң тутулғанлиқини дәлиллигән иди. Үрүмчи лийүшән йолидики намайишқа қанчилик киши қатнашқанлиқини сориғинимизда, сай йоли (хетән) йоли сақчиханисиниң бир хадими, “қатнашқан кишиләр бәк көп, бәк көп” дәп җавап бәрди. Әмма у қанчилик кишиниң тутқун қилинғанлиқини сориғинимизда, бу һәқтә техи йиғин ечилмиғанлиқини билдүрүп, алақидар орунлардин мәлумат елишимизни тәвсийә қилди. Биз мәзкур сақчи хадимидин қамал сәвәблик намайиш қилғанларниң җазаланған яки җазаланмайдиғанлиқини сориғинимизда, у: “қатнашқан киши қанчилик болушидин қәтийнәзәр, қамални бөсүп кочиға чиқип намайиш қилиш — қанунсизлиқ” дәп җаваб бәрди. Әмма у йәнила қанчилик кишиниң тутулғанлиқи һәққидә мәлумат бәрмиди.
Тордики инкаслардин мәлум болушичә, хитай аһалилири бу намайиш һәққидики син учурини бәс-бәстә тарқитип, өзлириниң наразилиқ авазлирини улғайтишқа тиришқан. Бүгүн хитайниң рәсмий ахбаратлирида, бир қисим хитай аһалилириниң “өсәк сөз тарқатқанлиқи” үчүм җазаланғанлиқи хәвәр қилиинди. Әмма буларниң мана мушу лийүшән йолидики намайиш билән алақисиниң бар-йоқлуқи мәлум әмәс.
Икки айниң алдида ғулҗа қаридоңдики аһалиләр өткүзгән намайишта җәмий 617 кишиниң тутқун қилинғанлиқи мәлум болған иди.