“уста ашпәз” мусабиқисидә уйғурларниң еғир вәзийити тилға елинди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2021.07.13
“уста ашпәз” мусабиқисидә уйғурларниң еғир вәзийити тилға елинди (Солдин оңға) түркийәлик даңлиқ ашпәз сомәр сивриоғлу, мәһмәт ялчинқая әпәнди вә тонулған италийәлик ашпәз данило занна әпәнди. 2021-Йили 12-июл. “уста ашпәз” программисидин сүрәткә елинған.
RFA/Erkin Tarim

Уйғур мәсилисиниң хәлқаралишишиға әгишип, даңлиқ сиясийонлар, язғучилар, шаирлар, сәнәтчиләр, рәссамлар арқа-арқидин һәр хил йоллар билән баянатлар елан қилип, хитайниң уйғурларға қарита елип бериватқан бесим сияситини әйибләш билән бирликтә уйғурларниң һәққаний дәвасини қоллайдиғанлиқини җакарлимақта. Йеқинда түркийәдә әң көп көрүрмини бар телевизийә программилиридин “уста ашпәз” намлиқ тамақ етиш мусабиқисиниң риясәтчиси даңлиқ уста ашпәз, көп сандики даңлиқ ашханиниң хоҗайини сомәр сивриоғлу уйғурларниң һәқлиқ дәвасини қоллайдиғанлиқини билдүрди.

12-Июл күни ахшам нәқ мәйдандин тарқитилған программида бурҗу өнал исимлик ашпәз аял мусабиқигә уйғурларниң кава мантиси билән қатнашқан болуп, у, тамақ баһалиғучиларниң яхши баһасиға еришип, ачқучлуқ мусабиқигә қатнишиш һәққигә еришти.

Бурҗу өнал ханим бир қанчә милләтниң тамиқини бирләштүрүп әткән тамаққа уйғурларниң кава мантисини қойғанлиқини, кава мантисини яхши көридиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “бу тамаққа мантиниму қойдум. Бу, уйғур мантиси, ичидә һәсәл кависи бар, уйғурларниң һекайисини оттуриға қояй дедим”.

Уйғурларниң кава мантиси билән мусабиқигә қатнашқан бурҗу өнал ханим. 2021-Йили 12-июл. “уста ашпәз” программисидин сүрәткә елинған.
Уйғурларниң кава мантиси билән мусабиқигә қатнашқан бурҗу өнал ханим. 2021-Йили 12-июл. “уста ашпәз” программисидин сүрәткә елинған.

Арқидин мәзкур программа риясәтчиси, тамақниң тәмини тетип баһалаш һәйити әзаси сомәр сивриоғлу уйғурларни тилға елип мундақ деди: “һәә, шундақ уйғур түрклири растинила узун йиллардин буян җапалиқ күрәш елип бериватиду. Уйғур түрклиригә салам вә еһтирамимни билдүримән, уйғур райониниң тинчлиқ вә раһәтликкә еришишини үмид қилимән”.

“уста ашпәз “программисиниң баһалаш һәйәт әзаси мәһмәт ялчинқая әпәндиму сомәр сивриоғлуниң дегәнлирини тәстиқлап мундақ деди: “растинила уйғурлар узун замандин буян күрәш қиливатиду “.

“мастер чеф түркей” йәни “түркийә уста ашпизи “намлиқ ашпәзлик мусабиқиси тунҗи қетим әнглийәдә башланған болуп, һазир дунядики 18 дөләттә бар икән. Түркийәгә 2011-йилида киргән болуп 2018-йилидин тартип “қанал-8” телевизийәсидә нәқ мәйдандин тарқитилмақта. Бу, түркийәдә әң көп көрүрмини бар мусабиқә болуп, мәзкур программиға дуняда тонулған италийәлик ашпәз данило занна, түркийәлик даңлиқ ашпәз сомәр сивриоғлу билән мәмәт ялчинқая әпәнди риясәтчилик қилмақта.

Түркийәдә әң көп киши, болупму яшлар қизиқип көридиған бундақ бир телевизийә программисида уйғур мәсилисиниң тилға елинишини қандақ чүшинишимиз керәк? бу һәқтә зияритимизни қобул қилған шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики рәиси һидайәтулла оғузхан әпәнди буниң шәрқий түркистан дәвасиниң түркийәдә зорайғанлиқиниң ипадиси икәнликини оттуриға қойиду.

Қаһраман мараштики сүтчү имам университети диний илимләр факултетиниң магистир аспиранти ипархан уйғур ханим бу хил т в программилирини он милйонлиған адәмниң көридиғанлиқини, буниңда уйғур мантисиниң көрситилиши вә уйғурларниң тилға елинишиниң уйғур мәдәнийити билән уйғурларниң һазирқи еғир вәзийитиниң тонулуши икәнликини баян қилди.

“уста ашпәз “тамақ етиш мусабиқисиниң мәстанилиридин түркийә дөләтлик радийо-телевизийә идариси мухбири миркамил қәшқәрли әпәнди, бу мусабиқидә сомәр сивриоғлуниң уйғур дәвасини тилға елишиниң әһмийитиниң тәсәввур қилғили болмайдиған дәриҗидә зор икәнликини оттуриға қойди.

Уйғурлар бай тамақ мәдәнийитигә игә бир милләт болсиму тамақлири дуняда дегәндәк билинмәйду. Буларни дуняға тонутуш үчүн немиләрни қилиш керәк? кастамону университети магистир аспиранти субинур нури ханим бу һәқтә көз қаришини биз билән ортақлашти.

Бу мусабиқидә кава мантиси тәйярлап ачқучлуқ мусабиқигә талланған бурҗу өнал ханим бу йил 35 яшқа киргән болуп, 13 йешидин тартип тамақ етишкә қизиқидикән. У әслидә түркийәниң диярбақир шәһиридә туғулған болуп, истанбулда чоң болған. Бурҗу өнал ханим япон тамиқи билән шуғуллинидиған болуп, асия дөләтлири тамақлири билән түрк тамақлирини бирләштүрүп, йеңи тамақ түрлири иҗат қилидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.