Қазақистандики “‛уйғур авази‚ гезитиниң муштәрилири 20 миңдин артуқ санни сақлап кәлмәктә
2024.01.16
Қазақистанда уйғур тилида чиқидиған әң чоң гезит - “уйғур авази” ниң муштәри сани 20 миңдин ешип, қазақистандики оқурмәнлири әң көп гезитләрниң бир сүпитидә орун алмақта. Бу мунасивәт билән мәзкур гезитниң баш муһәррири, қазақистан уйғур етно-мәдәнийәт мәркизий алий кеңишиниң рәиси ершат әсмәтоф әпәнди, әркин асия радийосиниң зияритини қобул қилди. У, “уйғур авази” гезити муштәрилириниң мушунчилик зор санни сақлап келишиниң сәвәбини чүшәндүрүп, буниң бир тәрәптин, кәң уйғур хәлқиниң қоллап қуввәтлишидин болса; йәнә бир тәрәптин, гезит җанкөйәрлириниң җапалиқ әмгикидин икәнликини билдүрди. У, “бу демәкки, бизниң хәлқимизниң вә миллитимизниң қоллаш күчидиндур” деди.
Мәлумки, қазақистанда уйғур тилида чиқидиған вә өзиниң узун тарихи җәряни болған мәтбуатларниң бири “уйғур авази” гезити болуп һесаблиниду. Бу гезит 1957-йилдин буян “коммунизм туғи” нами билән нәшр қилинип кәлгән болуп, совет иттипақи йимирилип қазақистан мустәқил болғандин кейин, нами “уйғур авази” ға өзгәртилгән.
Мәлуматларға қариғанда, һазир бу гезит “қазақ гезитлири бирләшмиси” гә киргән болуп, у һәптисигә бир қетим чиқидиған җумһурийәтлик җәмийәтлик-сиясий гезит болуп һесаблинидикән. Буниңдин бир йил илгири мәзкур гезитниң муштәриләр сани 16320 гә йәткән иди. Бу йил, йәни 2024-йили болса мәзкур гезитниң муштәри сани 20 миңдин ашқан.
Ершат әсмәтоф мундақ деди: “гезитимиз қазақистандики әң көп тарқилидиған гезит-журналларниң алдинқи қатариға кириду. Гезиткә бизла әмәс, башқа милләтләрму, қазақистан һөкүмитиму алаһидә һөрмәт билән қарайду. Гезитимиз муштәрилириниң көпийишидә уйғур хәлқиниң төһписи зор, мән уларниң бу роһиға, қоллап-қуввәтлишигә рәһмәт ейтимән. Гезитимиз кейинки йилларда еғир вәзийәтләргә, иқтисадий җәһәттә қийинчилиқларға дуч кәлгәчкә, гезитимизниң тарқитилишини өстүрүш мәқситидә бир аз ишларни қиливатимиз. Буниңму нәтиҗиси яман әмәс болуватиду.”
Ершат әсмәтоф “туран дуняси” җәмийәтлик фондиниң рәиси карлин мәхпирофниң гезит йенида мәхсус муштәри топлаш штаби қуруш тәклипини бәргәндә дәрру буни қоллиғанлиқини, буниң ақивитидә қазақистан бойичә 70 тин ошуқ штаб шөбилириниң қурулғанлиқини ейтти.
У йәнә мундақ деди: “бу һәрикитимизму оң нәтиҗә бәрди. Йәни бурунқи җанкөйәрлиримизниң қатариға йәниму көп адәмләр қошулуп, бизниң гезитимиз тиражи дуняни вәһимигә салған корона вируси вабаси дәвридә мисли көрүлмигән көрсәткүчкә, йәни 16 миң нусхиға йәтти. Бу йил болса йәнә шу җанкөйәрлиримизниң күчи билән гезитимиз сани 20 миңдин ашти.”
“уйғур авази” гезитиниң бу йил чиққан тунҗи санида елан қилинған “йеңи йилни 20 миңдин ошуқ муштәри билән башлидуқ” намлиқ мақалидә мундақ дейилгән: “буниңдин сәккиз йил илгири җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизи қармиқидики йигит башлири кеңишигә рәһбәрлик қилған мәрһум абдурешит мәхсутоф гезитимиз арқилиқ сәпдашлириға: “келәчәктә ‛уйғур авази‚ ниң муштәриләр санини 20 миңға йәткүзимиз” дегән шоар билән мураҗиәт қилғаниди. Баш йигит бешиниң бу мураҗиитини мәдәнийәт мәркизиниң җай-җайлардики шөбилири, юрт атилири болған мәдәнийитимиз җанкөйәрлири, ханим-қизлар, яшлар бир еғиздин қоллап-қуввәтлиди. Шу бир йиллири 11 миңға чүшүп кәткән оқурмәнлиримиз санини бирдин 20 миңға көтүрүш қийин гәп иди. Шуниңға қаримай, көп маңдуқ, издәндуқ, өгәндуқ. Мушундақ бир пәйттә, җәмийәтлик ишларда көп тәҗрибигә игә гезитимиз җанкөйәри, ‛туран дуняси‚ җәмийәтлик фондиниң мудири карлин мәхпироф гезитимиз йенида муштәри топлаш штабини қуруш тәклипини бәрди.”
Мақалидә ейтилишичә, өмлүкниң, бирликниң нәтиҗисидә “уйғур авази” гезити йеңи йилниң дәсләпки сәһиписини 20 миңдин ошуқ муштәрилири билән башлиған.
Ершат әсмәтоф мустәқил қазақистанда нопузлуқ гезитләрниң биригә айланған, уйғурларниң сөйүмлүк гезити һесабланған “уйғур авази” гезити тарихиниң 1918-йили нәшр қилинған “садаий таранчи” гезити билән чәмбәрчас бағлинидиғанлиқини тәкитлиди. У бу гезитни илгирики охшимиған йилларда мәһәммәт әзизоф, әхмәтҗан мәмәтоф, абдуллам мәшүроф, турдахун нәзәроф, йолдаш әзәматоф, мухтәрҗан җумарофқа охшаш талантлиқ журналистларниң, көрүнәрлик шәхсләрниң башқуруп кәлгәнликини баян қилди.
Ершат әсмәтоф өзиниң бу гезитни 2014-йилдин буян башқуруп кәлгәнликини, бу җәрянда гезитни мәзмун вә шәкил җәһәттин йеңилашқа, оқурмәнләр санини көпәйтишкә тиришчанлиқ көрсәткәнликини ейтип өтти..
Мәлуматларға қариғанда, “уйғур авази” ға муштәри топлашта уйғур елиға чеградаш болған, һазир йәттису вилайити тәркибигә киридиған панфилоф наһийәсиниң юрт-җамаәт вә актиплири алаһидә тиришчанлиқ көрсәткәникән.
Йәттису вилайәтлик уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси, панфилоф наһийәлик “уйғур авази” муштәрилирини топлаш штабиниң башлиқи турғанҗан зайитоф әпәнди мундақ деди: “бизниң панфилоф наһийәсидики актиплар вә юрт-җамаәт һәр йилқидәк бизниң миллий мәтбуатлиримиз ‛уйғур авази‚, ‛асия бүгүн‚, ‛или вадиси‚ гезитлиригә муштәри топлашта алаһидә паалийәтчанлиқ көрсәтти. Болупму ‛уйғур авази‚ гезитиниң бу йиллиқ муштәриләр санини 20 миңға йәткүзүш тәшәббуси аһалә арисида зор инкас қозғиди. Шуңа һәр бир мәһәллиниң йигит башлири, ханим-қизлири буниңға вақтини, күчини айимиди. Мушу гезитимизгә муштәри топлаш мәвсуми башланғандила панфилоф наһийәлик уйғур мәдәнийәт мәркизи вә униң рәиси азад гайитофниң йетәкчиликидә йиғинлар өткүзүлүп, һәр бир йигит бешиниң алдиға вәзипиләр қоюлди. Мәркәзниң башқарма әзалири һәр бир йезиға берип, хәлққә мураҗиәт қилди вә ана тилимиз, миллий мәтбуатимиз, мәдәнийитимиз тоғрилиқ тәшвиқат ишлирини тохтимай елип барди. Шуниң арқисида бизниң наһийәмиздики муштәриләр сани бу йили өткән йилға селиштурғанда йүздин ашти вә нәтиҗидә бизниң наһийә җумһурийәт бойичә алдинқи орунни игилиди. ‛уйғур авази‚ муштәриләр саниниң өсүши пүткүл хәлқимизниң хушаллиқи дәп ойлаймән.”
Әмгәкчиқазақ наһийәси алмута вилайитиниң әң чоң наһийәлириниң бири болуп һесаблиниду. Биз әнә шу наһийәниң уйғур етно-мәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари нурҗамал һәсәнова ханим билән алақилишип, у рәһбәрлик қиливатқан челәк районидики әһвал билән тонуштуқ.
Нурҗамал һәсәнова бу тәвәдики барлиқ юртларда муштәри топлаш ишлириниң алаһидә җавабкарлиқ билән йүргүзүлгәнликини оттуриға қоюп, мундақ деди: “күз ейиниң келиши биләнла челәк тәвәси уйғур етно-мәдәнийәт мәркизиниң шөбә әзалириниң башчилиқида, шундақла юртлиримизниң мәдәнийәт мәркизи рәислири, йигит башлири вә ханим-қизлар рәислири, юрт актиплири билән хәлқимиз йиғилған той-төкүнләрдә, нәзир-чирағларда елан ретидә гезитлиримизгә муштәри болушқа чақирди. Ханим-қизлиримиз вә йигит башлири билән бирликтә ичиватқан чейини қоюп, совғатларға қаримастин өйму-өй йүрүп, томурида уйғурниң қени аққан, миллий ғурури үстүн хәлқимиз арқисида һәр йилдики муштәриләр саниға қариғанда артуқи билән йезип чиқти.”
Нурҗамал һәсанова һәр үч гезиткә муштәри топлашни бу қетим артуқи билән орундиғанлиқини, һамийларниң болса гезиткә йезилиш мумкинчилики йоқ аилиләргә, мәҗруһ инсанларға, мәктәп оқуғучилириға, көп балилиқ аилиләргә ярдәм қолини созғанлиқини алаһидә тәкитлиди. У йәнә бу җәһәттә оқурмәнләрниң гезит һәққидики илтимас-тиләклирини, миннәтдарлиқини гезит рәһбәрликигә йәткүзгәнликини ейтти.
Зияритимизни қобул қилған қазақ шаири, тәрҗиман, қазақистан язғучилар вә журналистлар иттипақлириниң әзаси дәвлетбек байтурсинули әпәнди мундақ деди: “‛уйғур авази‚ қазақистанда чиқиватқан ахбарат-мәтбуат бошлуқидики бирдинбир оқурмәни бар, орни бар, абруйи бар гезит. Қазақистан җумһурийитидә 20 милйон хәлқ өмүр сүриду. Шуниң 300 миңға йеқини уйғур миллитиниң вәкиллири. Шу қандаш, тегимиз бир түркий уйғур қериндашлиримизниң бу гезитиниң муштәрилири бу йил 20 миңдин ешипту. Бу, әлвәттә, яхши көрсәткүч. Бүгүнки күндә пүткүл аләм иҗтимаий таратқуларға, телефонға кирип кәткән пәйттә қәғәздин оқуйдиған гезитниң тиражиниң 20 миңға йетиши чоң утуқ. Бу гезиттә мениң әсәрлирим уйғур тилиға тәрҗимә қилинип, елан қилинип туриду. Мән һәққидә материялларму берилди. Уйғур оқурмәнлири мени мушу гезит арқилиқ тонуди. Бу икки хәлқ – қазақ вә уйғурниң достлуқиға, һәмкарлиқиға, бирликигә, дөлитимизгә хизмәт қиливатқан бирдинбир нәшр әпкаридур. Мән гезитни тиражиниң 20 миңдин ешиши билән тәбрикләймән! қазақ-уйғур түркий хәлқлириниң бирлики, һәмкарлиқи буниңдин кейинму мустәһкәмләнсун!”
Мәлум болушичә, һазир қазақистанда юқирида аталған нәшрләрдин ташқири йәнә уйғур тилида “иҗадкар”, “интизар”, “ғунчә” журналлири чиқидикән. Улар өзлирини өзлири тәминлисә; иккинчи тәрәптин, бәзидә аһалә вә һамийларниң маддий қоллап-қуввәтлишигә еришидикән. Уларда уйғурларниң ана тили, мәдәнийити, тарихи, әдәбияти һәққидә мәлуматлар давамлиқ елан қилип турмақта.