Берюсселда “уйғурларниң авази” намлиқ рәсим көргәзмиси өткүзүлүп, уйғур “ирқий қирғинчилиқи” тонуштурулди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2022.06.30
Берюсселда “уйғурларниң авази” намлиқ рәсим көргәзмиси өткүзүлүп,  уйғур “ирқий қирғинчилиқи”  тонуштурулди Берюсселда өткүзүлгән “уйғурларниң авази” намлиқ рәсим көргәзмиси, 2022 - йил 29- июн
Social Media/ World Uyghur Congress

26-Июндин 29-июн күнигичә белгийә пайтәхти берюсселниң шәһәр мәркизидә чоң чедир қурулуп, рәсим көргәзмиси ечилған. Көргәзмидә хитайниң җаза лагерлири вә уйғурлар үстидин елип бериватқан бастуруш һәрикәтлири мәзмун қилинған рәсим вә һөҗҗәтләр көрситилип, хитайниң уйғур дияридики йоқури бесимлиқ зулумлири паш қилинған.

Шиветсарийәдики америка әлчиханисиниң қоллап-қуввәтлиши билән дуня уйғур қурултийи уюштурған бу паалийәткә явропа парламентидики “уйғур достлуқ гурупписи” ниң рәиси, парламент әзаси рафаел глукман (Rafael Gluckmann) әпәнди, явропа парламентиниң муавин рәиси һәйди һавтала (Heidi Hautala) ханимниң орунбасари қатарлиқ муһим шәхисләр қатнашқан вә уйғурларни қоллайдиғанлиқини ипадиләшкән. Рәсим көргәзмиси ахирлишиш алдида д у қ яшлар комитетиниң рәиси әркин зунун әпәнди зияритимизни қобул қилип бу һәқтә мәлумат бәрди.

290641980_5558611744173604_2452359796720177929_n (1).jpg

У мундақ деди: “үч күн давамлашқан рәсим көргәзмисни явро парламенти <уйғур достлуқ гуруписи> ниң рәиси рафаел глукман әпәнди, явропа парламентиниң муавин рәиси һәйди һавтала ханимниң орунбасари қатарлиқ муһим шәхисләр келип көрди вә бизгә мәдәт бәрди. Булардин сирт түркләрниң явропадики әң чоң аммивий тәшкилатлиридин бири болған <миллий гөрүш> тәшкилатиниң рәиси өзҗан әпәнди германийәдин алаһидә келип көргәзмимизни айлинип көрди һәмдә бизгә болған һесдашлиқини билдүрди. Рәсим көргәзмимиз явропа парламенти бинасиниң йенидики мәйданда болғачқа, үч күн җәрянида явропа парламентидики көп қисим кишиләр екискурсийә қилип, уйғурларға һесдашлиқ қилидиғанлиқини ипадиләшти. Мәнчә, бу наһайити үнүмлик бир паалийәт болди.”

Дуня уйғур қурултийи аяллар комитетиниң мудири зумрәтай әркин ханим   “уйғурларниң авази” намлиқ көргәзминиң мәзмуни тоғрисида мәлумат берип мундақ деди: “көргәзмә 4 темидин тәркиб тапқан. Биринчиси, мәҗбурий әмгәк; иккинчиси, хитайниң пиланлиқ туғут сияситиниң уйғурларға кәлтүргән зиянкәшлики; үчинчиси, җаза лагерлири; төтинчиси, аяллар дучар болуватқан қирғинчилиқтур. Көргәзмидә мушу төт мәзмунни асас қилған 30 парчидин көп рәсимгә тәпсилий чүшәндүрүш  берилип көрситилди. Бу паалийәт гәрчә ахирлашқан болсиму, лекин бу рәсимләрни бундин кейинки паалийәтлиримиздиму ишләтмәкчимиз.”

Amerika Elchixanisi qollighan.jpeg

Игилишимизчә, хитайниң б д т ни алдаш үчүн йиллардин буян түрлүк чариләргә мураҗиәт қилип кәлгәнлики мәлум. Шундақ болушиға қаримай, җаза лагерлири мәсилиси 2018-йили 8-айниң 10-күни б д т да өткүзүлгән 93-нөвәтлик ирқий айримичилиққа қарши туруш йиғинида етирап қилинип дуняға җакарланғандин кейин, д у қ җаза лагерлири мәсилисини һөҗҗәтләр билән дуня җамаәтчиликигә испатлап көрситишкә алаһидә әһмийәт бәргән. 2021-Йили америка әлчиханисиниң маддий ярдими астида “уйғурларниң авази” намида көргәзмә ечиш хизмити  башланған. Зумрәтай әркин ханим бу һәқтә мәлумат бәрди.

Белгийә уйғур җәмийитиниң рәиси абдуллам имәроф әпәнди берюсселда өткүзүлгән бу паалийәтниң мувәппиқийәтлик болғанлиқини, көп сандики парламент әзаси, аммивий тәшкилат мәсуллири вә хәлқ аммисиниң бу көргәзмини екискурсийә қилғанлиқини әскәртип өтти. 

Бу қетимқи паалийәтни белгийә уйғур җәмийити алаһидә қоллиған. Әркин зунун әпәнди зияритимиз җәрянида бу паалийәтни қоллап-қуввәтлигән, һәр даим өзлириниң йенида турған уйғур қериндашларға рәһмәт ейтидиғанлиқини тәкитлиди.

“уйғурларниң авази” намлиқ көргәзмә шиветсарийәдики америка әлчиханисиниң қоллиши билән өткән йили җәнвәдики бирләшкән дөләтләр тәшкилати бинасиниң алдида өткүзүлгән болуп, кейинки айларда германийә пайтәхти берлин, чехийә пайтәхти прага, шундақла германийәниң миюнхен шәһәрлиридиму өткүзүлгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.