Лагер шаһитлири: “уйғур аяллири ирқий қирғинчилиқниң нишани қилинмақта”
2025.03.07

Хитай компартийә һөкүмити қурулғандин буян хитай дөлитидә әр-аялларниң һоқуқта баравәр икәнлики вә аяллар һоқуқиниң қоғдилип келиватқанлиқини базарға салмақта. Бу йилму “8-март хәлқара аяллар байрими” мунасивити билән елан қилған хәвәрлиридә, хитай дөлитидә аялларниң һәқ-һоқуқлириниң толуқ капаләткә игә икәнлики кәң тәшвиқ қилинған.
Хитайниң шинхуа агентлиқи, хәлқ тори, мәркизи телевизийәси қатарлиқ һөкүмәт таратқулириниң 2025-йили 3-ай кириши билән бәргән хәвәрлиридә хитайда аяллар әң яхши һаләттә қоғдиливатқанлиқи һәққидики хәвәрләр көпәйгән. Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң тәшвиқат канийи болған “тәңритағ” тори, “шинҗаң гезити”, “шинҗаң телевизийәси” қатарлиқларниң 6- вә 7-март күнлиридики санлирида йәнә, аталмиш “шинҗаңдики һәр милләт аяллириниң һәқ-һоқуқлириниң капаләткә игә қилинғанлиқи”, һәр қайси саһәләрдә хизмәт пурсәтлиригә еришикән аталмиш “азсанлиқ милләт аяллири” ниң җәмийәт тәрәққиятиға һәссә қошуп, иқтисадий үнүм яратқанлиқи, өзиниң хизмәт орунлирида өз кәспидә нәтиҗә қазанған “төһпикар аяллар” вә “милләт иттипақлиқиниң үлгиси” болуп баһаланған аяллар, 5-марттин башлап бейҗиңда ечиливатқан “хәлқ қурултийи” вә “сиясий кеңәш” йиғининиң вәкиллири болуп, хитай компартийәсиниң хитайлаштуруш сияситини ақлап, тәшвиқат обйекти болуп келиватқан уссулчи дилнар абдулла, аталмиш қәдимки әсәрләр тәтқиқатчиси мунәввәргә охшаш аталмиш “нәмунилик аяллар” һәққидики мәдһийә хәвәрлири кәң йәр алған.
Һалбуки радийомиз зияритини қобул қилған муһаҗирәттики аял лагер шаһитлиридин америкадики турсунай зиявудун, зумрәт давут вә голландийәдики қәлбинур сидиқ ханимларниң билдүрүшичә, хитай һөкүмитиниң аяллар һоқуқи һәққидики һәрқандақ тәшвиқати “әң чоң ялғанчилиқ” болуп, хитай һөкүмранлиқида яшаватқан аялларниң һәқ-һоқуқлири үзлүксиз дәпсәндә қилинмақта, болупму уйғур аяллири хитай һөкүмитиниң уйғурларни нишан қилған “ирқий қирғинчилиқ” сияситиниң әң еғир зиянкәшликигә учраватқан қурбанлар” икән.
Турсунай зиявудун ханимниң билдүрүшичә, у дәл 8-март күни тутқун қилинип лагерға қамалған. Шу сәвәбтин хитай һөкүмитиниң җаза лагерида һаятидики әң еғир зулум вә хорлуқларни баштин кәчүргән болуп, шуңа “8-март аяллар байрими” униң үчүн әң қараңғу күн икән.
Униң тәкитлишичә, униңға охшаш зулум чәккән уйғур аяллири һечқачан хитай һөкүмитиниң “аялларниң һәқ-һоқуқлирини қоғдидуқ” дегән ялған тәшвиқатлириға ишәнмәйдикән.
Голландийәдики қәлбинур сидиқ ханим, өзиниң 2017-2018-йиллири үрүмчидики мәлум аяллар лагерида оқутқучи болуп ишләватқан мәзгилдә, уйғур аяллири учриған хорлуқ вә зулумларни нәқил елип, һәтта лагерда қийнақта өлүп кәткән уйғур аяллириниң җәситиниң хитай сақчилириниң назаритидә елип меңилғиниға шаһит болғанлиқини билдүрди.
Қәлбинур сидиқ ханимниң билдүрүшичә, 2017-йили дуняға ашкариланған уйғурларни нишан қилған зор көләмлик лагер тутқунидин буян ирқий қирғинчилиқ сиясити давам қиливатқан уйғур елидә, уйғур аяллириниң әң әқәллий кишилик һәқ-һоқуқлири дәпсәндә болмақта, ирқий қирғинчилиққа учраватқан уйғурлар үчүн ейтқанда, уйғур аяллири бу зулумда әң еғир бәдәл төләватқан қурбанлар икән.
Америкадики лагер шаһитлиридин зумрәт давут ханимниң әслимә қилишичә, 2017-2018-йиллири уйғур диярида әвҗигә чиққан “қайта тәрбийәләш мәркәзлири” намидики, уйғурларни нишан қилған кәң көләмлик лагерларға соланған уйғур аяллириниң зор көпчилики, аталмиш пиланлиқ туғутқа хилаплиқ қилип, көп пәрзәнтлик болғанлиқи үчүн җәриманә төлигән, намаз оқуған, балилириға диний тәлим бәргәнләр икән. Һәтта бәзилири той қилғандин кейин әслидики нопуси бар йәрдә турмай башқа юртқа кәткән дегәндәк баһаниларда тутқун қилинғанлар икән.
Зумрәт давут ханим йәнә өзи хитайниң довйин қатарлиқ иҗтимаий таратқулиридин көчүрүп тарқатқан син көрүнүшлирини нәқил елип, буларда уйғур қиз-аяллириниң хитай әрлири билән мәҗбурий той қиливатқанлиқи, уйғур аяллириниң аилиси вә балилиридин айриветилип хитай завут-фабрикилирида мәҗбурий ишләватқанлиқи, һәтта пүтүн дуня мусулманлири роза тутуватқан рамизан мәзгилидә әрлири билән бирликтә өстәң чепиш, етиз-ериқларни вә парникларни тазилаштәк еғир җисманий әмгәкләрдә езиливатқанлиқи намаян болидиғанлиқини билдүрди. У, уйғур аяллириниң һәқ-һоқуқлири хитай тәшвиқатлирида дейилгәндәк қоғдилиш әмәс, бәлки әң еғир бастуруш, зулум вә хорлуқларға давамлиқ учраватқанлиқини тәкитлиди.
Уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқ вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқан хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлиридин америкадики “коммунизм қурбанлири” хатирә фондиниң тәтқиқатчиси адриян зенз қатарлиқ мутәхәссисләр уйғур вәзийити һәққидики доклатлири вә кишилик һоқуқ органлирида бәргән гуваһлиқлирида, хитайниң йиллардин буян уйғурларға йүргүзүп кәлгән ирқий қирғинчилиқида уйғур қиз-аяллириниң әң еғир бәдәл төлигүчиләр болғанлиқини көп қетим тәкитлигәниди.
Юқиридики аваз улинишидин тәпсилатини аңлайсиләр.