“аяллар байрими” күни токйо шәһәр мәркизидә уйғур аяллириниң еғир вәзийити тонуштурулған

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2025.03.11
uyghur-ayallirining-eghir-weziyiti-tokyo-1 “8-март хәлқара аяллар байрими” күнидә, японийә уйғур җәмийитиниң уюштуруши билән японийә пайтәхти токйода өткүзүлгән намайишта хатирә сүрәт. 2025-Йили 8-март.
RFA/Erkin Tarim

“8-март хәлқара аяллар байрими” күнидә, японийә уйғур җәмийитиниң уюштуруши билән японийә пайтәхти токйода көплигән дөләтләрниң аммиви тәшкилат мәсуллири қатнашқан мухбирларни күтүвелиш йиғини вә намайиш паалийити өткүзүлгән.

Мәзкур паалийәткә уйғурлардин сирт, украина, белорусийә, иран, берма, камбоджа, шундақла тибәт, җәнубий моңғулийә, хоңкоң, тәйвән, хитай демократчилири вә шималий корейәниң вәкиллири болуп көплигән дөләтләрниң аммиви тәшкилат вәкиллири иштирак қилған.

Игилишимизчә, мәзкур паалийәт, хитай, иран вә шималий корейә қатарлиқ мустәбит дөләтләрниң өз хәлқигә қарита елип бериватқан бесим сияситиниң, болупму хитайниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқ сиясити вә бәзи дөләтләрдә давамлишиватқан уруш җәрянида зиянкәшликкә учриған аялларниң азаб-оқубәтлиригә дуняниң диққитини тартиш мәқсәт қилинған икән.

Дуня уйғур қурултийиниң шәрқий асия ишлириға мәсул вәкили савутҗан мәмәт әпәнди японийә пайтәхти токйода өткүзүлгән намайишта сөзлимәктә. 2025-Йили 8-март.
Дуня уйғур қурултийиниң шәрқий асия ишлириға мәсул вәкили савутҗан мәмәт әпәнди японийә пайтәхти токйода өткүзүлгән намайишта сөзлимәктә. 2025-Йили 8-март.
RFA/Erkin Tarim

Намайишчилар 8-март күни, японийә пайтәхти токйониң шинҗюку бекити алдида мухбирларға мәлумат бәргән. Арқидин японийә уйғур җәмийитиниң башқуруш һәйити әзаси, дуня уйғур қурултийиниң шәрқий асия ишлириға мәсул вәкили савутҗан мәмәт әпәнди мәзкур паалийәттә сөз қилған. У, уйғур аяллири учраватқан җисманий вә җинсий зораванлиққа қарши пүтүн дуняни орнидин дәс турушқа чақирған.

Савутҗан мәмәт әпәнди зияритимизни қобул қилип, паалийәтниң мәқсити вә нишани тоғрисида тәпсилий мәлумат бәрди. У, мундақ деди: “мән бизниң җәмийәткә вакалитән бу паалийәткә қатнаштим. Мән намайишта сөзлигән сөзүмдә, гәрчә хитай 20 йилниң алдида бейҗиңда хәлқара аяллар йиғинини ачқан, хитайниң қанунлиридиму ханим-қизларниң һәқ-һоқуқлириниң қоғдилидиғанлиқи көрситилгән болсиму, лекин шәрқий түркистанда уйғур аяллириниң һәқ-һоқуқиниң наһайити еғир дәпсәндә қилиниватқанлиқи, көплигән уйғур аяллириниң лагерларда қийин-қистақ астида икәнлики, мәҗбурий туғмас қилиниватқанлиқи, хитай әрләр билән мәҗбурий той қилишқа зорлиниватқанлиқи қатарлиқ мәсилиләрни оттуриға қойдум. Йәни уйғур аяллар оқ-зәмбирәксиз вә ис-түтәксиз бир урушниң астида қийниливатқанлиқини оттуриға қойдум.”

Дуня уйғур қурултийиниң шәрқий асия ишлириға мәсул вәкили савутҗан мәмәт әпәнди японийә пайтәхти токйода өткүзүлгән намайишта сөзлимәктә. 2025-Йили 8-март.
Дуня уйғур қурултийиниң шәрқий асия ишлириға мәсул вәкили савутҗан мәмәт әпәнди японийә пайтәхти токйода өткүзүлгән намайишта сөзлимәктә. 2025-Йили 8-март.
RFA/Erkin Tarim

Савутҗан мәмәт әпәндиниң билдүрүшичә, бу паалийәткә һәр милләт хәлқидин болуп 80 әтрапида киши иштирак қилған болуп, һәммиси қоллириға өз дөләтлири вә милләтлириниң байрақлирини көтүрүп шоарлар товлашқан. Бу җәрянда японийә ахбаратлириму нәқ мәйданға келип уларни зиярәт қилған. Униң ейтишичә, бу паалийәт уйғур мәсилиси японийә мәтбуатлириниң күнтәртипидин чүшүп қеливатқан бир әһвал астида, ахбаратларниң диққитини қаттиқ езиливатқан уйғур ханим-қизлириниң мәсилисигә тартиш үчүн яхши бир пурсәт болған.

Японийә уйғур җәмийитиниң рәиси әхмәт летип әпәндиму бу һәқтә телефон зияритимизни қобул қилип, “8-март хәлқара аяллар байрими” мунасивити билән узун йиллардин буян нурғун дөләтләрдин кәлгән кишиләрниң бу паалийәтни давамлаштуруп келиватқанлиқини, буниң уйғурларни пәқәт билмәйдиған кишиләргә уйғурларни тонуштуруш үчүн пайдилиқ болуватқанлиқини билдүрди.

Чәт әлдики һәр қайси аммиви тәшкилатлар узун йиллардин буян һәрхил сиясий вә иҗтимаий паалийәтләр арқилиқ, өз авазни дуняға аңлитишқа тиришип кәлмәктә. японийә уйғур җәмийитиму барлиқ пурсәтләрдин пайдилинип, уйғурларниң еғир вәзийитини тонуштуруп кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.