Җанан гүллү ханим: “уйғур аяллириниң һәқ-һоқуқини қоғдашқа алаһидә көңүл бөлимиз”
2023.11.17
Түркийәдики әң чоң аммиви тәшкилатлардин бири һесаблинидиған түркийә аяллар тәшкилатлири бирлики рәиси җанан гүллү ханим уйғур ханим-қизлириниң һәқ-һоқуқини қоғдашқа алаһидә көңүл бөлидиғанлиқини тәкитлиди.
1976-Йили қурулған түркийәдики әң чоң аяллар тәшкилати болған түркийә аяллар тәшкилатлири бирлики рәиси җанан гүллү ханим америкадики “уйғур һәрикити тәшкилати” ниң мудири рошән аббас, уйғур тәтқиқат мәркизи мудири абдулһаким идрис әпәндиләрни тәклип қилип, уйғурларниң болупму уйғур ханим-қизлириниң һазирқи еғир вәзийити тоғрисида доклат бериш йиғини өткүзди. Мәзкур доклат бериш йиғиниға әнқәрәдики чанқая районлуқ һөкүмәтниң муавин рәиси гүлсүн бор ханим вә көп санда аял тәшкилатлириниң мәсуллири иштирак қилди.
Доклат бериш йиғини башлиништин бурун “һәдәм нәдә? ” намлиқ һөҗҗәтлик филим көрситилди. Арқидин рошән аббас ханим доклат бәрди. У, мундақ деди: “һазир уйғурлар ирқий қирғинчилиққа учраватиду. Буниңда әң көп зиян көрүватқанлар ханим-қизлардур. Уйғур ханим-қизлириниң бәдини уруш мәйданиға айлинип қалди. Улар мәҗбурий һалда туғмас қилиниватиду. Җаза лагерлирида, түрмиләрдә таҗавузға учраватиду. Әрлири лагерға елип кетилгән аялларниң йениға хитай әрләр орунлаштурулуватиду. Шуңа буларниң балдуррақ қутулуши үчүн силәрдәк аял тәшкилатлириниң ярдәм қилишиға еһтияҗимиз бар. ”
Арқидин абдулһаким идрис сөз қилди. У, мундақ деди: “рошән оттуриға қойғандәк хитай уйғурларниң аилә қурулмисиға зиянкәшлик қиливатиду. Өй дегән гәп дада вә ана дегән гәп. Биз шәрқий түркистанлиқ уйғурлар болуш сүпитимиз билән 75 йилдин буян хитай зулуми астида яшаватимиз. Хитай уйғур анилардин балилирини мәҗбур тартивеливатиду, момилиримизниң нәврилирини тартивеливатиду. Уйғур аилиләргә хитай әрләрни җайлаштуруватиду, уйғур қизларни хитай әрләр билән той қилишқа мәҗбурлаватиду. Хитай һөкүмитиниң бундақ адәм қелипидин чиққан сиясәт елип бериши, уйғурларни пүтүнләй хитайлаштуруш үчүндур. Шуңа сиз башта түркийәдики барлиқ аяллар тәшкилатлири вә аял сиясәтчиләрниң уйғурлар мәсилисигә болупму уйғур ханим-қизлириниң ечинишлиқ вәзийәттин қутулуп чиқиши үчүн күч чиқиришини илтимас қилимән. ”
Арқидин түркийә аяллар тәшкилатлири бирлики рәиси җанан гүллү сөз қилип, уйғур ханим-қизлириниң мәсилилирини техиму кәң аммиға йәткүзүш үчүн қоллиридин кәлгәнни қилидиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “бүгүн тар даиридики достлар билән бу паалийәтни өткүздуқ. Бундин кейин техиму кәң хәлқ аммисиға буни аңлитиш үчүн силәр билән болған һәмкарлиқимизни давамлаштуримиз. Түркийә аяллар тәшкилатлири бирлики барлиқ ханим-қизларниң һәқ вә һоқуқини қоғдаш үчүн қурулған аммиви тәшкилат. Биз бу мәсилидә аммиви тәшкилатларниң күчигә ишинимиз. Мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрүш үчүн тәшкилатлар билән болған һәмкарлиқни күчәйтиш наһайити муһим. Биз бундин кейин уйғурларниң пәрядини дуня җамаәтчиликигә аңлитиш үчүн қолимиздин кәлгәнни қилимиз. ”
Йиғин ахирлашқандин кейин җанан гүллү ханим мухбирларниң соалиға җаваб бәрди. У: “түркийә парламентидики бәзи сиясий партийәләр 4 қетим шәрқий түркистандики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини тәкшүрүш комитети қуруш тоғрисида қарар лайиһәси сунған болсиму рәт қилинди. Сиз түркийәдики әң күчлүк аяллар тәшкилатиниң рәиси бу һәқтә парламентқа бесим ишлитәмсиз? ” дегән соалға мундақ җаваб бәрди: “бәк яхши бир соал. Түркийә парламентиниң һазирқи қурулмисидин бу һәқтә нәтиҗә чиқишини күтүш бир хиялдур. Һазир түркийә парламентида бир кишиниң сөзи өтиду. У киши дегән қанунлар мақуллуқтин өтиду. Мәнчә һазир түркийәдә аммиви тәшкилатлар наһайити муһим. Биз уйғурларниң бу еғир вәзийитини техиму кәң аммиға аңлатмақчимиз. ”
Җанан гүллү бундин кейин уйғур ханим-қизларниң һәқ вә һоқуқини қоғдаш паалийитигә әһмийәт беридиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “биз аяллар тәшкилатлири бирлики болуш сүпитимиз билән қилалмайдиған ишларни қилимиз демидуқ. Қәлбимиздики инсаний сөйгү вә кишилик һәқ-һоқуққа һөрмәт қилиш туйғуси урғуп турмақта. Шуңа биз уйғурларниң һәқ-һоқуқини қоғдаш вә уларниң пәрядини дуняға аңлитишқа тиришимиз. Буларни қилған вақтимизда бәзи кишиләр вә ахбарат органлириниң һуҗумиға учришимиз мумкин. Бу йәрдә қилишқа тегишлик иш дурус йол тутуп, езилгән мәзлум уйғур хәлқиниң йенида болушимиздур. Биз уйғур һәрикити тәшкилати билән болған һәмкарлиқимизни техиму күчәйтимиз. ”
Йиғинға иштирак қилған төрә аяллар уюшмисиниң рәиси айфәр ханимға микрофонимизни узаттуқ. У, мундақ деди: “мәнчә уйғурлар дучар болуватқан бу адәм қелипидин чиққан зулумни дуня җамаәтчиликигә яхши аңлитишимиз керәк. Болупму биз түркийәдики аяллар тәшкилати һәмкарлишип чоң паалийәтләрни уюштурушимиз керәк. Биз бурун шәрқий түркистандики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики тоғрисида бәзи паалийәтләрни елип барғанидуқ. Бундин кейинму бу хил паалийәтлиримизни техиму кәң-көләмдә өткүзимиз. ”
Түркийә аяллар тәшкилатлири бирлики 1976-йили қурулған. Мәзкур бирликниң қурулуш мәқсити аялларни тәрәққий қилдуруш арқилиқ, җәмийәтни маддий вә мәниви җәһәттин тәрәққий қилдуруш вә бу һәқтә өзара һәмкарлиқни күчәйтиштин ибарәт икән. 47Йилдин буян паалийәт елип бериватқан мәзкур тәшкилатниң түркийәдә 180 шөбиси, америка, японийә, канада, гиретсийә вә әзәрбәйҗан қатарлиқ 13 дөләттә вәкили бар икән. Мәзкур тәшкилатниң рәиси җанан гүллү ханим 2020-йили канаданиң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханиси тәрипидин “кишилик һоқуқ” мукапатиға, 2021-йили америка қошма штатлири ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин “хәлқара җәсур аял” мукапатиға лайиқ көрүлгән.