Магнус фискәсйө: “хитай уйғур балилирини сан вә көләм җәһәттә тарихта көрүлүп бақмиған дәриҗидә ассимилятсийә қиливатиду”

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.08.01
Йонаһ даймонд: “хитай һөкүмитиниң уйғурларни милләт сүпитидә йоқ қилмақчи болғанлиқи ашкара болди”
Photo: RFA

Хитай һөкүмити 2017-йили уйғур елидә кәң көләмлик тутқун һәрикитини йолға қоюп, аз дегәндә икки милйон адәмни лагерларға қамиғандин кейин, нурғун балилар бир кечидила ата-ана яки йеқин уруқ-туғқанлиридин айрилип тирик йетимгә айланғаниди. Шуниң билән мас қәдәмдә хитай һөкүмәт таратқулирида аталмиш “пәриштиләр мәктипи” дегәндәк орунларниң көпләп қурулуватқанлиқи һәққидики хәвәрләр чиқишқа башлиған вә ениқлашлиримиз давамида бу аталмиш пәриштиләр мәктипиниң дәл бу тирик йетимгә айланған уйғур балилири йиғивелиниватқан йетим балилар параванлиқ орунлири ашкариланғаниди. Шундин кейин иҗтимаий таратқуларда, хитай һөкүмәт таратқулирида вә башқа мәнбәләрдин тарқалған учурлардин бундақ орунларға йиғивелинған уйғур балилириниң пүтүнләй хитай тили, хитай мәдәнийити бойичә тәрбийәлинидиғанлиқи оттуриға чиққан.

Уйғур балилириниң бу вәзийити чәт әлләрдики уйғур җамаити вә һәмдә уйғурларниң вәзийитигә йеқиндин көңүл бөлүп келиватқан чәт әллик мутәхәссисләрниң бирдәк әндишисини қозғимақта. Америка корнел университетиниң дотсенти магнус фискәсйө билән канададики мустәқил тәтқиқатчи руқийә турдуш ханим бирликтә язған “хитайдики уйғур балилириниң кәң көләмдә тутуп турулуши вә мәҗбурий ассимилятсийә қилиниши” мавзулуқ доклат дәл бу мәсилигә диққәт тартип, балиларға қаритиливатқан бу зулумни тохтитишниң чарисини қилиш мәқситидә йезип чиқилған бир доклат иди. Биз бу һәқтә магнус фискәсйө әпәндини зиярәт қилип, униң билән хитай һөкүмитиниң ятақлиқ мәктәплиригә йиғивелинған балилар һәққидә сөзләштуқ.

Магнус әпәндиниң дейишичә, балилар арқилиқ бир милләтниң кимликигә вә мәвҗутлуқиға тәһдит қилиш тарихта тунҗи қетим көрүлгән бир мәсилә болмисиму, әмма хитайниң қиливатқинини тарихтики көлими әң зор болғини, дәп ейтишқа болидикән.

Магнус фискәсйө: “әпсуски, тарихий җәрянда йүз бәргән нурғун ирқий қирғинчилиқларға қарайдиған болсақ, биз балилар вә бу балиларниң анилири болған аялларниң зәрбә нишани болғанлиқиға даир нурғун мисалларни көрәләймиз. Балилар бир милләтниң кәлгүси болғанлиқтин зулум қилғучилар балиларниң кимликини йоқитиш арқилиқ өз мәқситигә йетишни ойлайду. Хитай һөкүмитиму уйғурларға қаритиватқан ирқий қирғинчилиқиниң бир парчиси сүпитидә уйғур балилириниң кимликини йоқитишқа урунуватмақта. Әлвәттә, тарихтики мисалларға қарайдиған болсақ, балиларни ата-анисидин айрип ятақлиқ мәктәпләргә тәрбийәләшкә даир өрнәкләрни көримиз, әмма мениң тәкитләйдиғиним, дуня тарихида бу ишни хитай қилғандәк зор көләмдә қилған дөләт йоқ. Хитай һөкүмитиниң бунчә зор сандики балиларни ата-анилиридин тартивелип, мәҗбурий ассимилятсийә қилиши дуня тарихида техи көрүлүп бақмиған.”

Магнус фискәсйө әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмити тәрипидин ятақлиқ мәктәпләргә йиғивелинған балиларниң сани бир милйон әтрапида болсиму, әмма хитайниң балиларға қаритиватқан ассимилятсийә пилани пәқәт йетим балилар биләнла түгимәйдикән.

Магнус фискәсйө: “бу һәқтики бир истатистикида ятақлиқ мәктәпләрдә йетиватқан уйғур балилириниң саниниң 900 миңдин артуқлуқи тилға елинған. Бизниң тәхмин қилишимизчә, һазир алаһазәл бир қанчә милйон бала мушундақ ятақлиқ мәктәпләрдә оқуватиду. Әмма һөкүмәтниң бир йолйоруқида барлиқ балилар ятақлиқ мәктәпләргә әвәтилиду, дейилгән. Бу балилар давамлиқ шу йәрдә турамду, яки өйигә қайталамду? ата-анилири лагерға тутулмиған балилар болсиму һәптә ахирлирида өйлиригә қайталамду? бу соалларниң җаваблири һазирчә ениқ әмәс. Әмма бу йәрдә ениқ болғини, хитай һөкүмити уйғур, қазақ, қирғиз қатарлиқ милләт балилириниң һәммисини, мәйли бу балилар йетим болсун-болмисун охшашла һәммисини ятақлиқ мәктәпләрдә тәрбийәлимәктә, йәни уларни хитайчә тәрбийәлимәктә.”

Магнус әпәнди, уйғур балилири дуч келиватқан бу ассимилятсийә сиясити дуняда техи көрүлүп бақмиған сәвийәдә болсиму, бирақ униң йетәрлик диққәт қозғиялмайватқанлиқини ейтти:

“бу сан вә көләм җәһәттин қариғанда хитай һөкүмитиниң қиливатқан һәрикитиниң көлими интайин кәң. Мана мушуниң өзила бу мәсилиниң дуня диққәт қилишқа тегишлик бир мәсилә икәнликини көрситип бериду. Биз тарихтики шималий америкада қурулған ятақлиқ мәктәпләр һәққидики хәвәрләрни вә һазир русийәниң украиналиқ балиларни елип қечип тәрбийәлигәнлики һәққидики хәвәрләрни шундақ көп аңлаймизю, әмма уйғур балилириға қарита мушундақ зор көләмдә йүз бериватқанлар тоғрисидики хәвәрләрни көрмәймиз. Дуня буни билиши, уйғур балилири дуч келиватқан мислисиз көләмдики ассимилятсийә сияситини муназирә қилиши керәк.”

Магнус әпәндиниң қаришичә, уйғур балилири дуч кәлгән бу ата-анилиридин айрилип қелиш вә мәҗбурий ассимилятсийәгә учраштәк қисмәтләрниң бу балиларға вә милләттә қалдуридиған җараһәтлири интайин еғир болуши, униң тәсири һәтта нәччә әвлад давам қилиши мумкинкән. У йәнә, бу сиясәтниң тәсири пәқәт роһий җәһәттики зәрбә биләнла чәкләнмәйдиғанлиқини тәкитлиди. Биз бу һәқтики мәзмунларда кейинки пирограммимизда тәпсилий тохтилимиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.