Қазақистанлиқ боксчи һезим избақи: “америкада өз хәлқимни тонутқанлиқимдин хушалмән”

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2019.08.29
Boks-chempiyoni-hezim-izbaqi.jpg Қазақистанлиқ уйғур боксчи һезим избақи(солда). 2019-Йили авғуст, алмута.
RFA/Oyghan

Йеқиндин буян қазақистанниң иҗтимаий таратқулирида қазақистанлиқ тәнһәрикәтчи һезим избақиниң америкаға берип, бокс мусабиқисидә чемпийон болғанлиқи һәққидә учурлар тарқилишқа башлиған иди. Хәвәрләргә қариғанда, у оклахома штатиниң брокен аррав шәһиридә өткүзүлгән еғир дәриҗидики боксчилар мусабиқисигә қатнишип, йәкмуйәк елишишта армонт самерсни йәңгән. Һезим избақи алмута вилайитиниң уйғурлар зич олтурақлашқан челәк йезисидин болуп, шу йәрдә оқуп, мәшиқләнгән.

Биз һезим избақиниң өткән күни америкадин қайтип кәлгәнликини билип, униң билән алақиләштуқ. Һезим избақи зияритимизни қобул қилип, өзиниң бокс тәнһәрикәтчиси болуп йетилиш тарихини мундақ дәп чүшәндүрди: “мениң акам тәнһәрикәткә барғандин кейин, униң арқисидин мәнму униң тренери малик хәйруллинға бардим. Кейин алмутаға һемит тохтахунофқа берип, кикбоксиң, йәни әркин муштлишиштин һунгарийәдә өткүзүлгән мусабиқидә 3-орунни елип кәлдим. Кейин акамниң арқисидин бардим”.

Игилишимизчә, һезим турсун оғли избақи 1994-йили алмута вилайитиниң челәк йезисида туғулуп, шу йезидики абдулла розибақийеф намидики оттура мәктәпни тамамлиған. У кичикидин тартип бокс, кикбоксиң вә тәнһәрикәтниң башқа түрлири бойичә чениққан вә җумһурийәт бойичә бир қатар мусабиқиләргә қатнишип, чемпийон аталған. Һезим избақи қазақистан җумһурийитиниң тәнһәрикәт маһири атиқиниң намзати, көп тәрәплимилик челишиш бойичә қазақистанниң хизмәт көрсәткән тәнһәрикәт маһири.

Һезим избақи сөзини давамлаштуруп, йәнә мундақ деди; “америкадики мусабиқигә украина, русийә, өзбекистан, америка вә мексика боксчилири қатнашти. Мән қазақистанда туруватқанлиқтин өзүмни қазақистанниң пуқраси сүпитидә уйғурлардин биринчи болуп қазақистанни кәспий мәйданда көтүргинимгә хушалмән. Иккинчидин, өзүмниң уйғур хәлқимни тонутқанлиқимдин хушалмән.”

Радийомиз зияритини қобул қилған, һазир челәк йезисида яшаватқан төт балиниң аниси турсунай һәдә мундақ деди: “чоң оғлум әзизму кичикидин боксқа барған. Униң тренери малик хайруллин уни мусабиқиләргә елип барди. Униңға инимиз шавкәт һамийлиқ қилип, америкаға әвәтти.”

Турсунай һәдә кичик оғли һезимниңму һәм оқуп, һәм бокс билән шуғуллинип үлгүргәнликини билдүрди. “кичикини мән ойлимиған. У оқушларни пүттүрүп, мәнму акамға охшаш болимән дәп, мәшиқләргә барди. Уму мусабиқиләргә қатнишип йүрди. Униң америкаға берип, мусабиқигә қатнишиш армини бар иди. Һезимни һазир көрүп, хушал болуватимән.”

Биз һезимниң тренери, “фрее спариң” бирләшмисиниң президенти, қазақистанниң хизмәт көрсәткән тренери, чамбашчилиқ вә бокс бойичә хәлқара тәнһәрикәт маһири һемит тохтахуноф билән сөһбәтләштуқ. У мундақ деди: “һезимни алди билән кикбоксиңда тәйярлидуқ. У юқири дәриҗиләргә йәтти. Иккимиз сөзлишип, кәспий боксни алдуқ. Башта көрүп бақтуқ. Қарисақ, яхши маңди. Шуниң билән америка билән келишимләр түздуқ. Һезим укимиз яхши нәтиҗиләрни көрситип келиватиду.”

Һемит тохтахунофниң ейтишичә, һазир қазақистанда уйғурлардин бокс бойичә көплигән яшлар йетилип чиқиватқан икән. У әзиз избақи вә дилмурат миҗитофтин көп үмид күтидиғанлиқини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.