Шәрқий түркистан дәваси сепидики пешқәдәм зат хизирбәк ғәйрәтулла истанбулда вапат болди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2022.04.08
Шәрқий түркистан дәваси сепидики пешқәдәм зат хизирбәк ғәйрәтулла истанбулда вапат болди Шәрқий түркистанниң даваси йолида бир өмүр күрәш қилған пешқәдәм қазақ паалийәтчи, тонулған язғучи хизирбәк ғәйрәтулла әпәндиниң җиназа намизи. 2022-Йили 7-апрел, истанбул.
RFA/Arslan

Шәрқий түркистанниң даваси йолида бир өмүр күрәш қилған пешқәдәм қазақ паалийәтчи, тонулған язғучи хизирбәк ғәйрәтулла 2022-йили 4-айниң 6-күни истанбулда 82 йешида вапат болди.

Мәрһумниң җиназа намизи 4-айниң 7-күни истанбулниң аташәһәр өрнәк мәһәллисидики түркистан җамәсидә оқулди. Җиназа намизиға “ийи” партийәси истанбул шөбисиник рәиси буғрахан кавунҗи, зәйтинбурну шәһәр башлиқи өмәр арисой вә хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирликиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан, дуня уйғур қурултийи вәхипниң рәиси абдурешит абдулһәмит қатарлиқ кишиләр, шундақла мәрһумниң уруқ-туғқан, йеқин дост-бурадәрлири болуп көп санда киши қатнашти. Мәрһумниң җиназа намизи оқулғандин кейин, үмранийәдики коҗатәпә мазарлиқида йәрликигә қоюлди.

Шәрқий түркистанниң даваси йолида бир өмүр күрәш қилған пешқәдәм қазақ паалийәтчи, тонулған язғучи хизирбәк ғәйрәтулла әпәнди.
Шәрқий түркистанниң даваси йолида бир өмүр күрәш қилған пешқәдәм қазақ паалийәтчи, тонулған язғучи хизирбәк ғәйрәтулла әпәнди.
RFA/Arslan

Биз мәрһумниң оғли әртолкун ғәйрәтулла билән сөһбәт елип бардуқ. Әртолкун ғәйрәтулла мәрһум дадиси хизирбәк тоғрисида тохтилип, мундақ деди: “дадам 1940-йили шәрқий түркситанниң алтай вилайитидә тоғулди, яш вақтида һималая тағлирини ешип, адәмсиз чөлләр, егиз тағлар вә хәтәрлик җилғиларни атлап, нурғун җапалиқ сәпәрләрни бешидин өткүзүп түркийәгә көчүп кәлди. У түркийәгә кәлгәндин буян, түрк милләтпәрвәрләр билән бирликтә шәрқий түркистан дәваси үчүн хизмәт қилди. Униң 1977-йили язған ‛алтайдики қанлиқ күнләр‚ намлиқ китаби һөҗҗәтлик филим болуп ишләнгән иди. У 82 йиллиқ һаятиниң 70 йилини шәрқий түркистан дәвасиға беғишлиди. У һеч қачан бушап қалмиди, мән 48 яшқа кирдим, униң билән дәва йолида 33 йил биргә болуш шәрипигә ериштим, түрк дуняси вә шәрқий түркистан бир байрақдаридин айрилип қалди, худайим буйриса, у байрақни биз елип меңишқа тиришимиз вә ғәйрәт қилимиз.”

Шәрқий түркистанниң даваси йолида бир өмүр күрәш қилған пешқәдәм қазақ паалийәтчи, тонулған язғучи хизирбәк ғәйрәтулла әпәндиниң җиназа намизи кетиватқан җамаәт. 2022-Йили 7-апрел, истанбул.
Шәрқий түркистанниң даваси йолида бир өмүр күрәш қилған пешқәдәм қазақ паалийәтчи, тонулған язғучи хизирбәк ғәйрәтулла әпәндиниң җиназа намизи кетиватқан җамаәт. 2022-Йили 7-апрел, истанбул.
RFA/Arslan

Мәрһумниң күйүоғли шундақла яропа-асия түрк җәмийәтлири федератсийәсиниң рәиси исмаил җенгиз мәрһум қейинатиси хизирбәк ғәйрулланиң һаяти тоғрисида тохтилип, мундақ деди: “бүгүн тарих шехидин бир юпурмақ серилип чүшти, бүгүн қейинатамни, һәммидин бурун бир дәва адимини ахирәткә узитиватимиз. У һаятини бүйүк түркчилик дәвасиға, түркләрниң әсли юрти болған түркистанға вә туғулған юрти шәрқий түркистанға атиған бир шәхис иди. У түркийәдә ‛қазақ түрклири‚ дегән сөз болған һаман түнҗи болуп кишиләрниң әқлигә келидиған санақлиқ кишиләрниң бирси иди. У шәрқий түркистанлиқларниң түркийәгә көчүши, шәрқий түркистан мәсилиси вә осман батур тоғрисида түнҗи болуп китаб вә мақалиләрни язған һәм елан қилған шәхсләрдин бири иди.”

Исмаил җенгизниң билдүрүшичә, мәрһум һаят вақтида йиғин-сөһбәтләрдә, мурасим вә һәр хил паалийәтләрдә шәрқий түркистан мәсилиси тоғрисида лекисийәләр сөзләп, түркийәдә шәрқий түркистан мәсилисиниң тонулушида бәлгилик төһпә қошқан шәхсләрдин икән. У йәнә истанбулниң асия тәрипидики аташәһир наһийисиниң өрнәк мәһәллисигә селинған түркистан өйлири намдики 100 өй вә 500 кишилик түркистан җамәсиниң ясилишида алаһидә һәссә қошқан киши икән.

Игилишимизчә, мәрһум хизирбәк ғәйрәтулла шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийитиниң баш катипи, түркийә язғучилар җәмийитиниң әзаси, “айдинлар оҗағи” җәмийитиниң әзаси, явро-асия түрк җәмийәтләр федератсийәсиниң әзаси болуп вәзипә өтигән икән. Мәрһум хизирбәк ғәйрәтуллаһ илгири йәнә зәйтинбурну шәһәрлик һөкүмәтниң мәҗлис әзаси болуп вәзипә өтигән икән.

Мәрһумниң өйи җайлашқан бинаға чоң һәҗимлик шәрқий түркистан байриқи есилған болуп, тәзийәгә кәлгән кишиләрни мәрһумниң йеқинлири шәрқий түркистан байриқиниң алдида күтивалди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.