Истанбулда һәрқайсий тәшкилатлар вәкиллири җәм болуп, нөвәттики уйғур вәзийити һәққидә музакирә елип барди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2021.06.21
Истанбулда һәрқайсий тәшкилатлар вәкиллири җәм болуп, нөвәттики уйғур вәзийити һәққидә музакирә елип барди Әнқәрәдики уйғур тәтқиқат институтиниң рәиси доктор әркин әкрәм сөз қилмақта. 2021-Йили 19-июн, түркийә.
RFA/Arslan

19‏-Июн шәнбә күни мәркизи истанбулға җайлашқан дуня уйғур қурултийи вәхпи билән уйғур һәрикити тәшкилатиниң бирликтә уюштуруши билән түркийәдики бир қисим шәрқий түркистан тәшкилатлири рәһбәрлири, ақсақаллар вә яшлар истанбулдики бир меһманханиниң йиғин залида җәм болди, шундақла уйғур мәсилиси тоғрисида музакирә елип барди.

Йиғин истиқлал маршини оқуш билән башланди. Йиғинда алди билән дуня уйғур қурултейи вәхпиниң рәиси абдулһәмид абдурешит вә уйғур һәрикити тәшкилатиниң мәсуллиридин абликим идрес әпәндиләр сөз қилди.

Йиғинда йәнә дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәнди видейо арқилиқ қатнишип, уйғурларниң нөвәттики вәзийити вә әнгилийәдә ечилған “уйғур сот коллегийәси” тоғрисида тохталди.

Долқун әйса әпәнди путүн дунядики уйғурларни вә һәрқайсий тәшкилатларни ишта бирлик вә пикирдә бирлик болушқа чақриди.

Андин уйғур академийәсиниң йеңидин сайланған рәиси доктур пәрһат қурбан тәңритағли қатарлиқ бир қанчә тәшкилатларниң мәсуллири вә паалийәтчиләр сөз қилди.

Мәркизи истанбулға җайлашқан д у қ вәхпи билән уйғур һәрикити тәшкилатиниң бирликтә уюштуруши билән елип берилған йиғинға д у қ рәиси долқун әйса әпәнди син арқилиқ қатнашти. 2021-Йили 19-июн, түркийә.

Шәрқий түркистан өлималар бирликиниң рәис вәкили мәхмутҗан дамоллам сөз қилип, уйғурлар мәсилиси бойичә елип берилидиған хизмәт-паалийәтләрдә тәшкилатлар ара һәмкарлиқта болушниң муһим әһмийәткә игә икәнликини тәкитлди.

Йиғинда йәнә шәрқий түркистан тәшкилатлар бирликиниң вәкили вә әнқәрәдики уйғур тәтқиқат иниститутиниң рәиси доктур әркин әкрәм сөз қилди.

У сөзидә уйғурларниң нөвәттики вәзийити тоғрисида тохталди вә уйғурлар мәсилисиниң хәлқаралашқанлиқини тәкитләш билән биргә нөвәттә қилишқа тегишлик муһим хизмәтләрни тилға елип өтти.

Доктур әркин әкрәм сөзидә йәнә уйғурларниң миллий кимликини қоғдап қелиш үчүн хизмәт ишләш керәкликини, шәрқий түркистан районини хәлқара күчләрниң һимайси астиға елиши үчүн тиришчанлиқ көрстиш керәкликини тәкитлиди.

Доктур әркин әкрәм сөзидә йәнә лондонда ечилған “уйғур сот коллегийәси” дә оттуриға қоюлған дәлил-испатларни пүткүл дуняға кәң тарқитиш керәкликини, хитайниң ирқий қирғинчлиқ елип бериватқан дөләт икәнлкини дәлил-испатлар билән көрситип берәләйидиған бир вәзийәтни шәкилләндүрүш зөрүрликини, буниң үчүн һәқтә бир қанчилиған китаблар ниң йезилиши керәкликини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.