Әхмәтҗан қасим: “уйғур дәвасиға қетилиш таллаш әмәс бәлки мәҗбурийәт”
2023.07.19
Уйғурлар тарихтин буян түрлүк сәвәбләр түпәйлидин өзлириниң ана вәтинидин дуняниң һәр қайси җайлириға көчкән. Мәлум болушичә, уйғурларниң оттура асиядики дөләтләргә көчүп олтурақлишиши хели узун тарихқа игә, әмма уйғурларниң ғәрб әллиридә олтурақлишиш тарихи башқа милләттин болған көчмәнләргә қариғанда анчә узун әмәс. Шундақ болушиға қаримай, уйғурлар ғәрб әллиридики көп қатламлиқ мәдәнийәттә түрлүк шәкилләрдә өзиниң мәвҗутлуқини намаян қилип кәлмәктә.
Шиветсийәлик уйғур қизи гүлһаят мирзаәһмәт йеқинда шиветсийәниң таләт (TALET) намлиқ радийо программисида уйғур хәлқи дучар болуватқан ирқий қирғинчилиқ вә униң өзигә елип кәлгән роһий җараһәтлири, вәтининиң һөрлүкигә, мустәқиллиқиға болған тәлпүнүшлирини шивет хәлқигә аңлатқан.
Гүлһаят мирзаәһмәт бу һәқтә радийомизға сөз қилип, бу қетимлиқ радийо программисида өзигә қойған тәлипини орунлиғанлиқини, йәни “уйғурларниң әһвалини дуняға аңлатқанлиқини билдүрди.
Игилишимизчә, өзлири чоң болған дөләтниң тилида уйғурларниң әһвалини җанлиқ шәкилдә аңлитиватқан гүлһаятқа охшаш яшлар барғансери көпәйгән. Голландийәдә чоң болған әхмәтҗан қасимму ашу уйғур давасиниң алдинқи сепигә қетиливатқан яшларниң бири болуп, алдинқи һәптә голландийәниң ләйдин университети (Universiteit Leiden) да уйғурларниң нөвәттики вәзийити һәққидә лексийә бәргән.
Биз бу мунасивәт билән, муһаҗирәттә яшаватқан һәмдә уйғур мәсилисигә дуняниң диққитини тартишқа тиришиватқан гүлһаят, әхмәтҗанға охшаш уйғур яшлирини бүгүнки сөһбәт программимизға тәклип қилдуқ. Улар, дуняниң һәр қайси җайлирида яшаватқан уйғур яшлириниң уйғур дәвасиға қетилишиниң “таллаш” әмәс бәлки, “мәҗбурийәт” икәнликини билдүрүшти.
Сөһбитимизниң тәпсилатини юқиридики улиништин аңлиғайсиләр.