Бу йили уйғурлар миллий дава һәрикитидә немигә еришти һәм келәчәктә немини үмид қилиду?

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2020.12.31
Бу йили уйғурлар миллий дава һәрикитидә немигә еришти һәм келәчәктә немини үмид қилиду? 5-Июл үрүмчи вәқәсигә беғишлап откән мурасимдин көрүнүш. 2019-Йил 7-июл алмута.
RFA/Oyghan

Кейинки йилларда дуня уйғур қурултийи башлиқ уйғур тәшкилатлириниң миллий дава йолида көплигән утуқларни қолға кәлтүргәнлики илгири сүрүлмәктә. Аммиви ахбарат васитилири һәмдә иҗтимаи таратқулардин мәлум болушичә, 2020-йили хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң, һоқуқ қоғдиғучиларниң, айрим мәмликәтләр вә дөләт әрбаблириниң уйғур мәсилисигә болған диққити барғансири күчәймәктикән. Ундақта, пүткүл дуня җамаәтчилики билән бирликтә 2020-йилни узитип, 2021-йил һарписида туруватқан уйғурлар өзлириниң миллий дава һәрикитидә немиләргә еришти һәмдә келәчәктә немиләрни үмид қилиду? биз бу һәқтә қазақистанда яшаватқан бир қатар уйғур паалийәтчилириниң қарашлирини игилидуқ.

Мәлумки, уйғурларниң чәт әлләрдә елип бериватқан миллий дава һәрикитигә нәзәр салидиған болсақ, бу һәрикәтниң барғансери кеңийип, күчийип, һазир хәлқарадики муһим вә җиддий мәсилиләрниң биригә айланғанлиқини көрүвелишкә болиду. Шу җүмлидин қазақистандики уйғурларму шу һәрикәткә өзлириниң төһписини қошуп кәлмәктикән.

Радийомиз зияритини қобул қилған қазақистанлиқ уйғур паалийәтчилири корона вируси вабасиниң дуняға тарқилиши сәвәбидин 2020-йилниң пүткүл инсанийәт үчүн, шу җүмлидин уйғур миллий һәрикити үчүн еғир йил болғанлиқини тәкитлиди.

Тарихчи вә сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди әпәнди мундақ деди: “долқун әйса башлиқ дуня уйғур қурултийи һәм башқиму тәшкилатлар чоң утуқларға еришти дәп хуласилисәк тоғра болиду, дәп һесаблаймән. Мәсилән, тунҗа қетим америка һөкүмити тарихий әһмийәткә игә уйғур кишилик һоқуқ сиясити бойичә қанун қобул қилди. Шундақла уйғурларға мунасивәтлик йәнә икки қанун бар. Америка һөкүмити хитайниң алий әмәлдарлирини җазалиши вә һәр хил хитайниң уйғуристандики, йәни шәрқий түркистандики ирқий қирғинчилиққа мунасивәтлик ширкәтлирини жазалиши. Шундақла америка һөкүмитиниң ‛шәрқий түркистан ислам һәрикити‚ тәшкилатини террорлуқ тәшкилатлар тизимликидин чиқириветиши чоң әһмийәткә игә. Әң муһими бу йил хитайниң америкаға тәһдит елип келидиған таҗавузчи дөләт икәнликини испатлайдиған доклат елан қилди. Шундақла хитайниң уйғурларға қарита йүргүзүватқан сияситини ‛ирқий қирғинчилиқ‚ дәп бекитиш үчүн буйруқ бәрди.”

Қәһриман ғоҗамбәрди йәнә мушуниң барлиқиниң дуня уйғур қурултийи башлиқ уйғур тәшкилатлириниң тиришчанлиқи билән қолға кәлгән утуқлар икәнликини билдүрди.

У йәнә мундақ деди: “әлвәттә, буларниң һәммиси хитайни чекиндүрүш үчүн йетәрлик әмәс. Шуниң үчүн 2021-йили хитайниң ирқий қирғинчилиқ сияситини пүткүл дуняға итирап қилғузуш керәк. Иккинчидин, уйғуристанни, йәни шәрқий түркистанни хитайниң бесивалғанлиқини итирап қилиш шундақла пүткүл дуняда хитайниң уйғурларға қаратқан сияситигә қарши қанунларниң алдуруш вә һаказа.”

Зияритимизни қобул қилған пешқәдәм журналист, дуня уйғур қурултийиниң мәслиһәтчиси риза сәмәди әпәнди 2020-йили уйғурларниң тәқдиригә мунасивәтлик муһим вәқәләрниң йүз бәргәнликини оттуриға қоюп, мундақ деди: “буниң әң әһмийәтликлики, хитайни қандуқтур бир мөҗизә яратқучи дөләт дәп тәсәввур қилишқа башлиған ғәрб вә явропадики демократик әлләр униң әң учиға чиққан, алдамчи, өзидин башқа милләтләрни яман көридиған дөләт икәнликини тонуп чүшәнгәнликидә. Буни әң алдида қудрәтлик әл америка таҗавузчи хитайниң уйғур хәлқигә қарита йүргүзүп келиватқан вәһшиянә сияситидин очуқ көрди. Мундақ болушиға демократик әлләрдики муһаҗр, милләтпәрвәр вәтәндашлиримизниң рәт қилип болмайдиған дәлил-испатлар билән уйғур давасини елип барғанлиқида. Әнә шулар американиң уйғур кишилик һоқуқ сиясий қанунини қобул қилишиға, америка кеңәш вә авам палатилириниң уйғурларға мунасивәтлик йәнә бир нәччә қанун лайиһәлирини қобул қилишиға түрткә болди.”

Риза сәмәди бу қанунларниң көплигән демократик дөләтләрниң хитайға болған сияситини өзгәртишигә елип кәлгәнликини, болупму хитайниң ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқан дөләт икәнликини вә униңға қарши кәскин чарә қоллинидиғанлиқини ойлашқа дәвәт қилғанлиқини билдүрди.

У йәнә мундақ деди: “кәлгүси бир йилниң уйғур давасиниң хәлқарада техиму яхши давам қилидиғанлиқиға, хитай сияситини ирқий қирғинчилиқ сиясәт дәп қобул қилишиға ишәнчимиз камил. Буниң үчүн муһаҗирәттики барлиқ уйғур тәшкилатлириниң мустәһкәм иттипақлишип, уйғур давасини техиму күчләндүрүшини үмид қилимән. Мустәһкәм бирлик, иттипақимиз арқилиқла һоқуқсиз, дәртмән хәлқимизни әркинликкә ериштүрәләймиз.”

Радийомиз зияритини қобул қилған дуня уйғур қурултийиниң маарип комитети мудири, тилшунас кандидат доктор дилнур қасимова ханим 2020-йили дунядики уйғурларниң хитай түрмилиридә вә җаза лагерлирида азаблиниватқан қериндашлирини қутулдуруш үчүн көп һәрикәт қилғанлиқини билдүрүп, мундақ деди: “уларниң әһвалини биз соралмидуқ. Бирақ қанчилик еғир әһвалда туруватқанлиқини биливатимиз. Һазир уйғур хәлқи йоқап кетишниң алдида туруватиду. Мушу йили уйғур давасини кәң даиридә дуняға аңлитип, уйғурниң әһвалини тонутуватқан дуня уйғур қурултийиниң абруйиму наһайити өрлиди. Шундақ бир пәйттә биз, қазақистандики уйғурлар немә қилалаймиз дегәндә, биз алди билән өз кимликимизни сақлап қелишимиз керәк. Чүнки кириватқан 2021-йил уйғурлар үчүн үмид йили. Вәтинимиз азад болса, түрмиләрниң, җаза лагерлириниң ишиклири ечилип, туғқанлиримиз билән, қериндашлиримиз билән көрүшсәк дегән үмид йили.”

Алмута вилайитиниң челәк йезисида яшаватқан дуня уйғур қурултийиниң қазақистандики вәкили сәдирдин аюпоф әпәнди өткән йилниң пәқәт уйғурларла әмәс, бәлки пүткүл дуня үчүн кризис йили болғанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “әмма уйғур сияситидә утуқлар зор болди. Уйғур давасини 2020-йили пүткүл дуня сиясийонлири пәқәт аңлапла қалмай, бәлки көпинчиси һәқиқәтни чүшинип, уйғурларға дәстәк бәрди. Кейинки икки йил ичидә вәтинимизниң залим хитай тәрипидин бесивелинған вә бүгүнки күндә уйғурларниң ирқий қирғинчилиқ елип бериливатқан хәлқ икәнликини тонуттуқ һәм хәлқара тонуп йәтти. Буниңдин кейин қилидиған ишлиримиз, мәзлум хәлқимизни қутулдуруп, вәтинимиз азад болушиға һәрикитимизни башлаймиз. Һәммимиз бир-биримизни қоллап-қувәтләп дәстәклисәк, келәчикимизниң парлақ болушиға ишәнчим камил.”

Игилишимизчә, йеқинда, йәни 30-декабирда қәһриман ғоҗамбәрдиниң иҗтимаий таратқуларда нөвәттики “ахбаратнамиси” елан қилинип, униңда 2020-йилниң декабир ейидики хәлқара вәзийәт, америка вә бәзи ғәрб дөләтлириниң уйғур мәсилиси бойичә сияситиниң маһийити, дуня уйғур қурултийиниң вә башқа тәшкилатларниң декабир ейидики паалийәтлири йорутулғанкән. Униңда шундақла хитайниң уйғур елидики тәқипләш сияситиниң маһийити һәм арқа көрүнүши вә башқиму мәсилиләр орун алған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.