Уйғур диярида юқумниң шималдин җәнубқа кеңийиши қандақ ақивәтләрни кәлтүриду?
2022.11.17
Хитай һөкүмәт таратқулири йеқинқи хәвәрлиридә уйғур дияриниң шималидики юқум әһвалиниң нисбий һалда контрол қилинғанлиқи, әмма юқумниң җәнубтики үч вилайәт бир обласқа тарқиливатқанлиқини билдүргән.
“тәңритағ тори”ниң 13-ноябирдики хәвиридә дeйилишичә, уйғур аптоном районлуқ парткомниң секритари ма шиңруй уйғур дияриниң җәнубидики үч виалйәт бир областниң мәсуллириға екранлиқ йиғин ечип, юқумниң җәнубқа ямришини қаттиқ тизгинләшни тәләп қилған.
Ма шиңруй сөзидә юқумниң җәнубий уйғур райониға кеңийиш еһтималлиқини билдүрүп, қәшқәр, хотән қатарлиқ җайларда чоқум “юқумни нөлгә чүшүрүш” һалитини қаттиқ сақлашни тәкитлигән.
“тәңритағ тори”ниң 15-16-ноябир күнлиридики хәвәрлиридә, ғулҗа шәһридә 16- ноябир саәт нолдин башлап нормал ишләпчиқириш, хизмәт, оқуш вә турмуш әслигә кәлгәнлики хәвәр қилинған. Һалбуки, җәнубий уйғур дияриниң қәшқәр, хотән вилайәтлиридә юқумниң кеңийиватқанлиқи тилға елинип, җәнубта қамал тәдбирлирини қаттиқ күчәйтиш тәләп қилинған.
“тәңритағ тори”ниң 16-ноябирдики хәвиридә дейилишичә, даириләр шу күни хотән вә қәшқәр вилайәтлиридә юқум әһвали вә қамал тәдбирлири һәққидә мәхсус ахбарат елан қилиш йиғини ачқан.
Хотән вилайәтлик һөкүмәтниң ахбарат елан қилиш йиғинида, юқум мәзгилидә һамилдар аялларға қилинидиған тиббий мулазимәтләрниң капаләткә игә қилинидиғанлиқи һәққидә вәдиләр берилгән.
Қәшқәр вилайәтлик һөкүмәтниң ахбарат елан қилиш йиғинида, “юқумни нөлгә чүшүрүш” тәдбирлирини иҗра қилиниш җәрянида пуқраларға ашлиқ, көктат вә башқа күндилик турмуш буюмлириниң йәткүзүлишигә капаләтлик қилинидиғанлиқи, давалиниш, су, ток, иссиниш қатарлиқ мулазимәтләр билән тәминләшниң әтраплиқ орунлаштурулуватқанлиқи тәкитләнгән.
Гәрчә хитай һөкүмәт даирилири аталмиш “юқумни нөлгә чүшүрүш” намидики қамал җәрянида, пуқраларниң йимәклик, давалиниш һәқлириниң толуқ капаләткә қилиниватқанлиқи тәшвиқ қилиниватқан болсиму, әмма иҗтимаий алақә мунбәрлиридә үзлүксиз тарқиливатқан учурларда илгири уйғур дияриниң шималини асас қилип давамлашқан 3 айдин артуқ қамалда ачарчилиқ, давалиналмаслиқ, һәтта өлүм паҗиәлири йүз бәргәнлики ашкариланған, буларниң бәзилири әркин асия радийоси арқилиқ испатланған иди.
Уйғур дияриниң шималидики ғулҗа, үрүмчи қатарлиқ җайларда юқум сәвәблик көрүлгән қаттиқ қамал вә униңдин келип чиққан ачарчилиқ паҗиәлириниң уйғур дияриниң җәнубидики районларға кеңийиш еһтималлиқи, уйғур дияридики уруқ-туққанлириниң әһвалиға диққәт қиливатқан муһаҗирәттики уйғурлар арисида җиддий әндишә қозғимақта.
Америкадики уйғур паалийәтчилиридин вашингитон мәркизи дохтурханисиниң дохтури доктур җүрәт обул әпәнди бу һәқтә өз әндишини билдүрүрди.
Униң қаришичә, тиббий нуқтидин қилчиму илмий асаси болмиған бу хил қамал тәдбирлири ғулҗа вә үрүмчидә 100 күндин артуқ давамлашқандин кейин, униң җәнубий уйғур райониға кеңийиши, уйғурлар мәркәзлик олтурақлашқан бу районларда техиму еғир паҗиәләрни кәлтүрүп чиқириши мумкин икән.
Америкадики хитай вәзийәт анализчилиридин ню-йорктики ма җү әпәнди, хитай һөкүмәт даирилириниң шималий уйғур районидики 100 күнлүк қамалдин кейин, бу сиясәтни җәнубқа кеңәйтишидә мәлум сиясий мәқсәтниң йошурунғанлиқини билдүрди.
У мундақ деди: “мән ишинимәнки, тәңритағниң җәнуб-шималида 100 күндин ашқан бу хил зор қамал, ачарчилиқ вә өлүмниң һәр вақит вә һәммә җайға кеңийиватқанлиқини көрситиду. Улар тәкитләватқан аталмиш ‛хәлқ үчүн ишләймиз‚, ‛хәлқниң бихәтәрликигә капаләтлик қилимиз‚ дегәнлири әмәлийәттә әң чоң ялғанчилиқтур.”
Униң қаришичә, ма шиңруйниң районда йүз бериватқан шунчә зор паҗиәләрдин кейинму “юқумни нөлгә чүшүрүш” сияситини тәңритағниң шималидин җәнубиға кеңәйтишни тәкитлиши, әмәлийәттә “юқумни нөлгә чүшүрүш” баһанисидә қамал сияситини йәниму кеңәйтип, “муқимлиққа капаләтлик қилиш” тәк сиясий вәзипини орундаш үчүн икән.
Ма җү бу һәқтә мундақ деди: “немә үчүн уйғур, тибәт қатарлиқ аз санлиқ милләтләр районида бу хил сиясәт йолға қоюлиду? чүнки бу районларниң һәммисидә әмәлдарларниң сиясий вәзиписи бар. Йәни аталмиш ‛муқимлиққа капаләтлик қилиш‚ вәзиписини яхши орундаш вәзиписи бар. Улар йәнә бу районларда йүз бериш еһтимали болған барлиқ хәтәр еһтималиниң алдини елиш үчүн бу хил қамал тәдбирини кеңәйтмәктә.”
Ма җү әпәндиниң қаришичә, уйғур аптонум районлуқ парткомниң секритари ма шиңруй районниң муқимлиқиға капаләтлик қилинғанлиқини көрситиш арқилиқ, өзиниң ши җинпиңға болған садақитини билдүрүш, техиму көп имтиязға еришишни мәқсәт қилған икән.
Доктур җүрәт обул әпәнди йәнә америка қатарлиқ дөләтләрдә юқум контрол қилинған әһвалда, хитайда бу хил қамал сияситиниң давам қиливатқанлиқиниң интайин нормалсиз бир әһвал икәнликини билдүрди. У, хитай һөкүмитиниң америкада ишләнгән үнүмлүк ваксинини қобул қилишни рәт қилишидики сәвәбләр һәққидә тохталди.
Униң қаришичә, хитай һөкүмитиниң үнүмлүк ваксинини импорт қилишни рәт қилиши вә “юқумни нөлгә чүшүрүш” намидики қамал сияситини йүргүзүштә чиң туруши, һәргизму юқумни тизгинләш үчүн әмәс, бәлки хәлқни тизгинләшни мәқсәт қилидикән.