Уйғурларниң паҗиәси тәсвирләнгән һөҗҗәтлик филим- “шавқун-сүрән” рояпқа чиқти

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2023.05.23
shawqun-suret-2.jpg Режиссор давид новак (David Novack) вә филим ишлигүчи җәнис енглехарт (Janice Englehart) тәрипидин ишләнгән “шавқун – сүрән” намлиқ һөҗҗәтлик филимда абдувәли аюп билән җәвһәр илһамниң сөһбәтлишиватқан көрүнүши.
allstaticandnoise

Хитай һөкүмити өзиниң барлиқ имканийәтлирини қоллинип, уйғурларға қаритиватқан ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтлирини ақлаш вә уни пәрдазлаш һәрикәтлирини йүргүзүп келиватқан болсиму, бирақ бу зулумға аит һөҗҗәтләр, пакитлар вә гуваһлиқларму нурғун тиришчанлиқлар вә бәдәлләр сайисидә тохтимай күн йүзигә чиқип дуняниң һәқиқәтни билишигә вә бу мәсилиниң давамлиқ һалда күн тәртиптә турушиға сәвәб болуп турмақта. Режиссор давид новак (David Novack) вә филим ишлигүчи җәнис енглехарт (Janice Englehart) тәрипидин ишләнгән “шавқун – сүрән” намлиқ һөҗҗәтлик филим дәл шундақ тиришчанлиқларниң бири болуп, бу филим 1- июн күни тунҗи болуп йеңи зеландийәдә тамашибинлар билән учришиш алдида турмақта.

Бу филимни сүрәткә елиш хизмити 2018- йили башланған болуп, филим үчүн улар түркийә, қазақистан, норвегийә, фирансийә, америка қатарлиқ нурғун дөләтләргә барған вә у йәрдики йүзлигән гуваһлиқ бәргүчи шаһитлар билән йүз көрүшкән. Филим норвегийәдә турушлуқ уйғур зиялийси вә паалийәтчи абдувәли аюп һәм шундақла түрмидики уйғур зиялийси илһам тохтиниң қизи, америкадики әмгәкчиләр һоқуқи бирләшмисиниң (Worker Rights Consortium) мәҗбурий әмгәк түри бойичә тәтқиқатчиси җәвһәр илһамниң сәргүзәштлирини чөридигән асаста ишләнгән болуп, филимда йәнә, қәлбинур сидиқ, гүлбаһар җелилова, меһригүл турсун, таһир һамут изгил вә қазақ паалийәтчи айна шорманбайев қатарлиқларниң гуваһлиқлириму орун алғаникән.

Режиссор давид новак (David Novack) вә филим ишлигүчи җәнис енглехарт (Janice Englehart) тәрипидин ишләнгән “шавқун – сүрән” намлиқ һөҗҗәтлик филимдики көрүнүшләрниң бири.
Режиссор давид новак (David Novack) вә филим ишлигүчи җәнис енглехарт (Janice Englehart) тәрипидин ишләнгән “шавқун – сүрән” намлиқ һөҗҗәтлик филимдики көрүнүшләрниң бири.
allstaticandnoise

 Биз бу һөҗҗәтлик филимниң режиссори давид новак вә филим ишлигүчиси җанис енглехартларни зиярәт қилип филим һәққидә сөһбәт өткүздуқ. Биз улардин қандақ болуп уйғурлар мәсилиси һәққидә филим ишлимәкчи болғанлиқини соридуқ.

Давид: мән вә җәнис иккимиз әслидә хитайдики қанун билән идарә қилишниң чекиниватқанлиқи һәққидә бир филим ишлимәкчи болғанидуқ. Бу филимни ишләш җәрянида уйғурларға болуватқан зулумлардин хәвәр тепип, қазақистан, түркийә қатарлиқ дөләтләргә берип уйғурларни зиярәт қилишни башлидуқ. Әмма мән уйғурларниң һекайилирини аңлиғансери бу мәсилиниң хитай һәққидики филимимизниң бир парчиси әмәс, өз алдиға айрим филим болуши лазимлиқини тонуп йәттим.

Җәнис: мән бундин алаһазәл 30 йил аввал йәһудий қирғинчилиқидин аман қалғанлар һәққидики бир түргә қатнашқанидим. Шу чағда шаһитларни зиярәт қилған. Аридин 30 йил өткәндики һазирқи дунядиму мушу хил әһвалниң тәкрарлиниши мени толиму азаблиди. Нәгила барсам қулиқимға уйғурларниң авази аңлинатти. Шуңа мән өзүмни болуватқанларни дуняға аңлитиш мәҗбурийитим бардәк һес қилдим вә буниң әң яхши йоли филим ишләш, дәп ойлидим.

Биз давид әпәндидин бу филимни ишләш җәрянида өзини һәйран қалдурған нәрсиниң немә болғанлиқини соридуқ. Униң җаваби болса “зулумниң бунчә еғир болуши” дәп җаваб бәрди.

Режиссор давид новак (David Novack) вә филим ишлигүчи җәнис енглехарт (Janice Englehart) тәрипидин ишләнгән “шавқун – сүрән” намлиқ һөҗҗәтлик филимдики көрүнүшләрниң бири.
Режиссор давид новак (David Novack) вә филим ишлигүчи җәнис енглехарт (Janice Englehart) тәрипидин ишләнгән “шавқун – сүрән” намлиқ һөҗҗәтлик филимдики көрүнүшләрниң бири.
allstaticandnoise

Давид: растини десәм, мени әң һәйран қалдурғини у йәрдики зулумниң қанчилик дәриҗидә еғирлиқи вә буниңға қаримай дуняниң йетәрсиз инкас қайтуруши болди. Мениң тегимму шәрқий явропалиқ йәһудий. Мениң аиләмдин нурғун кишиләр йәһудий қирғинчилиқи мәзгилидә өлтүрүлгәникән. Уйғурларниң маңа ейтип бәргәнлири 1936-1937- йилидики германийәдә йүз бәргәнләргә асасән охшайтти. Мәнчә бу бир ирқий қирғинчилиқ. У йәрдә зәһәрлик газ өйлири болмисиму, у охшашла бир ирқий қирғинчилиқ иди. Бу мәсилини һәл қилиш үчүн бир қисим қәдәмләр етилипту мәсилән, илһам тохтиға явропа парламентида сахароф мукапати бериш, бир қанчә муәссәсәләрниң уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилиши дегәндәк. Әмма бу кичик қәдәмләр үчүн у йәрдә милйонлиған адәм азаб чекиватиду. Дуняниң мән хиял қилғандәк ярдәм бәрмәслики вә яки зил –зилигә кәлмәслики мени һәйран қалдурди. Әмди бу филимни ишләш җәрянида маңа тәсир қилған йәнә бир нәрсә, мени хушал қилған нәрсә болса мән барғанлики йеримдә уйғурлар мени өйлиригә тәклип қилди. Қазақларму шундақ. Мән түркийәдә, норвегийәдә, қазақистанда вә америкада уйғурларниң өйлиригә бардим, аилиләр билән учраштим, улар билән һәмдастихан, һәмсөһбәт болдум. Биз һекайилиримизни ортақлаштуқ. Бу маңа чоңқур тәсир қилди. Мана буму мениң нормал шараитларда тонуш имканийитим болмиған уйғурлар һәққидә филим ишлишимгә түрткә болған муһим бир амил, дәп қараймән.

Филим ишлигүчи җәнисниң бизгә дейишичә, улар зиярәт қилған кишиләр учриған паҗиәләр толиму еғир болғачқа уни аңлаш вә сағлам кәйпиятини сақлап қелишму унчә асанға чүшмигәникән.

Режиссор давид новак (David Novack) вә филим ишлигүчи җәнис енглехарт (Janice Englehart) тәрипидин ишләнгән “шавқун – сүрән” намлиқ һөҗҗәтлик филимдики көрүнүшләрниң бири.
Режиссор давид новак (David Novack) вә филим ишлигүчи җәнис енглехарт (Janice Englehart) тәрипидин ишләнгән “шавқун – сүрән” намлиқ һөҗҗәтлик филимдики көрүнүшләрниң бири.
allstaticandnoise

Җәнс: бу филимни ишләш җәрянида мән йолуққан қийинчилиқ болса, уйғурларниң сәргүзәштлирини аңлап өзүмниң роһий кәйпиятимни тәңшәп туруш болди. Мән өзүм иҗтимаий хизмәтләрни қилған вә роһий сағламлиқ мутәхәссиси болуп ишлигән бири болғачқа кишиләрниң дәрдини, улар аңлатқан һекайиләрни аңлашни билидиған бири идим. Әмма шундақ туруқлуқ, бу җәһәттә тәрбийәләнгән бири туруқлуқ инсанларниң қайғулуқ сәргүзәштлирини аңлаш интайин тәс болди. Мениң өзүмниң роһий сағламлиқимни қоғдап турушумму хели қейинға тохтиди.

Давид новак вә җәнис радийомизға қилған сөзидә өзлириниң  бу филим арқилиқ уйғурлар дуч келиватқан бу пәвқуладдә еғир зулумдин техиму көп кишиләрни хәвәрдар қилишни арзу қилидиғанлиқини билдүрди.

Җәнис: бу филимни ишләштики нишанимиз уйғурларға қилиниватқан бу кәң көләмлик вәһшийликләргә қарита йәршариви ойғиниш пәйда қилиштур. Африқа, латин америкаси, явропа вә шималий америкада болсун һәммә йәрдә ойғиниш пәйда қилиштур. Болупму африқа вә латин америкасиға охшаш хитай һөкүмитиниң иқтисадий тәсир күчи күчлүк җайларда, җүмлидин уйғурлар мәсилисини көтүрүп чиқиш имкани анчә болмиған җайларда ойғиниш пәйда қилиштур. Биз бу филимниң кәң даиридә тарқилишини, кишилик һоқуқ паалийитидә пайдилиниш материяли болушини үмид қилимиз.

Давид: бу филим диаспорада яшайдиған уйғурларниң һәм қазақларниң өзини вә шинҗаңдики аилә – тавабиатлирини қоғдап қелиштин ибарәт  һәққаний күришиниң һекайиси. Раст гәпни қилсам, мениң шинҗаң дегән сөзниму ишләткүм йоқ. Уйғур ели яки шәрқий түркистан дәйли мәнчә. Бу филимни мән уйғурларниң авази болуши керәк, дәп ойлиғачқа мән филимимда явропалиқ яки америкалиқ мутәхәссисләрниң сөзигә орун бәрмидим. Қисқиси, бу  филим зулумға қарши җасарәт билән сөзлигәнләр вә бәдәл төлигәнләрниң филими. Бу қәһриманлиқниң филими. Шундақла трагедийә вә трагедийәгә қайтурулған инкасниң филими. Сиясәт түзәш мениң ишим әмәс, әмма мән бу филим арқилиқ зулум һәққидә кәң тонуш һасил қилишни үмид қилимән. Мән бу филимгә чиққан барлиқ гуваһчиларға чин қәлбимдин рәһмәт ейтимән вә уларға чәксиз миннәтдарлиқимни билдүримән.

Мәлум болушичә, бу филим 1- июн күни, тунҗи болуп йеңи зеландийәдики (Doc Edge Festival 2023) да қоюлушқа башлайдикән. Бу филим алдимиздики күнләрдә техиму көп дөләтләрдә фестивалларға қатнаштурулидикән. Мәзкур филимдики асаслиқ персонаж һәмдә бу филимдики гуваһчиларни тәртипләш хизмитигә баштин – ахир қатнашқан абдувәли аюп бизгә қилған сөзидә бу филимниң уйғурлар мәсилисигә диққәт тартиш һәм шундақла бу мәсилини җанлиқ тутуп туруш йолидики пәрқлиқ хизмәтләрниң бири болидиғанлиқини ейтти.

Бу филимниң тәрҗимә вә рәтләш хизмити билән шуғулланған вә һазир норвегийәдә туруватқан нурәхмәтму радийомизға қилған сөзидә бу һөҗҗәтлик филимниң адәттики пуқраларға уйғур мәсилисини тонутуштики муһим материял болуп қалидиғанлиқини билдүрди.  

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.