“уйғур һәрикити” тәшкилатиниң явропадики паалийәтлири зор тәсир қозғимақта

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2021.10.21
“уйғур һәрикити” тәшкилатиниң явропадики паалийәтлири зор тәсир қозғимақта Германийәниң пайтәхти берлинда өткүзүлгән “уйғур сиясий актиплирини тәрбийиләш курси” ға қатнашқанлар. 2021-Йили өктәбир.
RFA/Ekrem

“уйғур һәрикити” тәшкилатиниң явропадики икки һәптигә созулған паалийәтлири көп хил мәзмунлардин тәркип тапти.

Мәркизи вашингтонда болған “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң явропадики икки һәптигә созулған паалийити 14-сентәбир германийә пайтәхти берлиндин башланған иди. Биз тәшкилат рәиси рошән аббас ханимни бивастә зиярәт қилиш һәм униң уюштурған йиғинлириға қатнишиш арқилиқ бу паалийәтләрниң 3 асасий мәзмун даирисидә давам қиливатқанлиқидин вақип болдуқ. Буниң бири, американиң явропа дөләтлиридики әлчилири вә консуллири билән көрүшүп уйғурларниң нөвәттики вәзийити тоғрисида сөһбәт өткүзүш. Иккинчиси, “һәдәм нәдә?” намлиқ һөҗҗәтлик филимниң қоюлуш мурасимида нутуқ сөзләш. Үчинчиси, “уйғур сиясий актиплирини тәрбийиләш курси” өткүзүш.

Уйғур сиясий актиплирини тәрбийиләш курсидин көрүнүш. 2021-Йили өктәбир, германийә.
Уйғур сиясий актиплирини тәрбийиләш курсидин көрүнүш. 2021-Йили өктәбир, германийә.

“уйғур сиясий актиплирини тәрбийиләш курси” 15-16-өктәбир күнлири германийә пайтәхти берлинда өткүзүлди. Курсқа явропа дөләтлиридин бир қисим уйғур яшлири келип қатнашқан болуп, америкадики бәзи мәшһур сиясий шәхсләр тор арқилиқ дәрс сөзлиди. “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң рәиси рошән аббас ханим бу һәқтә тохталғанда, курсниң мувәппәқийәтлик өткүзүлгәнликини, уйғур яшлириға күчлүк тәсир көрсәткәнликини тилға алди.

“уйғур һәрикити” тәшкилатиниң явропадики паалийәтлириниң әң тәсирлик бир бөлүми-баш пирсунаж рошән аббасниң “һәдәм нәдә?” намлиқ һөҗҗәтлик филимниң қоюлуш мурасимида нутуқ сөзләп, ғәрб кишилириниң диққитини уйғур дияридики еғир зулумларға тартишидин ибарәт болди. Бу мурасим 14-өктәбир күни американиң берлиндики әлчиханисида тунҗи қетим өткүзүлгән иди. Бүгүн 21-өктәбир американиң мюнхендики консулханисиниң уюштуруши билән мюнхендики “америка сарийи” да өткүзүлди. Алдимиздики күнләрдә йәнә германийәниң башқа шәһәрлири вә башқа явропа дөләтлиридә өткүзүлидикән.

“уйғур һәрикити” тәшкилатиниң явропадики икки һәптигә созулған паалийити җәрянида пешқәдәм уйғур сиясий әрбаблиридин әркин алиптекин әпәнди(оңдин үчинчи) билән көрүшкән. 2021-Йили өктәбир, мюнхен.
“уйғур һәрикити” тәшкилатиниң явропадики икки һәптигә созулған паалийити җәрянида пешқәдәм уйғур сиясий әрбаблиридин әркин алиптекин әпәнди(оңдин үчинчи) билән көрүшкән. 2021-Йили өктәбир, мюнхен.

“һәдәм нәдә?” намлиқ филимниң кишиләргә күчлүк тәсир қилишидики сәвәб немә? филимда қандақ мәзмунлар әкис әттүрүлгән?

Мәзкур филимда рол алған дуня уйғур қурултийиниң баш тәптиши, мәркизи вашингтондики “уйғур тәтқиқат мәркизи” ниң мудири абдулһаким идрис әпәнди бу соалға җаваб берип, бу филимниң мутәхәссисләр, лагер шаһидлири, мухбирлар, тәтқиқатчилар вә дәвагәрләрниң баянлири һәмдә пакитлиқ көрүнүшләр арқилиқ шәрқий түркистандики хитай зулуминиң һәммә саһәсини йорутуп бәргән универсал бир филим болғанлиқини, филимда мәвҗут паҗиәләр ениқ әкис әттүрүлгәнлики үчүн кишиләргә күчлүк тәсир көрситиватқанлиқини тилға алди.

“уйғур һәрикити” тәшкилатиниң явропадики паалийәтлириниң йәнә бир муһим тәркиби қисми американиң явропа әллиридики әлчилири вә депломатлирини уйғурлар мәсилисигә аит әң йеңи мәлуматлар билән тәминләш, келичәктә өзара һәмкарлишип елип баридиған паалийәтләрни музакирә қилиш болди. “һәдәм нәдә?” намлиқ һөҗҗәтлик филим 14-өктәбир күни американиң берлиндики әлчиханисида тунҗи қетим қоюлғанда, американиң германийәдики вақитлиқ баш әлчиси кларк пирс нутуқ сөзләп, филимға юқири баһа бәргән вә “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң бу паалийитини қоллайдиғанлиқини 100 гә йеқин депломатлар алдида очуқ оттуриға қойған иди. Бүгүн улар американиң мюнхендики консулхана хадимлири билән көрүшүп, уларниңму қизғин һесдашлиқини қолға кәлтүрди.

19-Өктәбир күни пишқәдәм уйғур сиясий әрбаблиридин әркин алиптекин әпәнди кисәл болушиға қаримай германийәниң вүрсбург шәһиридин алайитән мюнхен шәһригә йетип келип, “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң рәиси рошән аббас ханимниң вәтән-милләт йолида көрситиватқан пидакарлиқлириға апирин ейтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.