Давид обриян: “дублин һөкүмитини вәдисигә вапа қилишқа қисташ лазим”

Мюнхендин ихтиярий мухбиримиз әкрәм тәйярлиди
2023.12.06
roshen-abbas-irlandiye-paaliyet-1 Рошән аббас ханимниң ирландийә радийо-телевизийә қаналлириниң зияритини қобул қилмақта. 2023-Йили 5-декабир, ирландийә.
RFA/Ekrem

Уйғур һәрикити тәшкилатиниң рәһбири рошән ханимниң ирландийә пайтәхти дублиндики бир һәптилик паалийити 5-декабир башланған. У шу күни чүштин бурун саәт 11:00 да ирландийә ташқий ишлар министирлиқида учришиш елип берип, уйғурлар нөвәттә дуч келиватқан еғир вәзийәт һәққидә мәлумат бәргән. Йиғинға ирландийә ташқий ишлар министирлиқи асия-тенч окян райони бөлүминиң хитай ишлириға мәсул муавин рәиси сараһ хамилтин (Sarah Hamilton) ханим риясәтчилик қилған.

Рошән ханим саәт 12:00 дин 12:30 ға қәдәр ахбарат саһәсиниң зиярәтлирини қобул қилип, хитайниң шәрқий түркистан хәлқи үстидин йүргүзүватқан зулумлириниң бүгүнму давамлишиватқанлиқини, бу адаләтсизликкә қарита дуняниң дәрһал сүкүтлирини тәрк етиши лазимнлиқини, болупму әркинлик, демократийә вә кишилик һоқуққа йүксәк дәриҗидә садиқ болған ирландийә хәлқиниң уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиққа қарита аваз чиқиришиниң зөрүрлүкини баян қилған.

(Оңдин) рошән аббас ханим, җагилониян университети мари сиклодовиска тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқатчиси давид обриян (David O’brian) вә ирландийә парламент әзаси ронан мулләр(Rónán Mullen) әпәндиләр. 2023-Йили 5-декабир, ирландийә.
(Оңдин) рошән аббас ханим, җагилониян университети мари сиклодовиска тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқатчиси давид обриян (David O’brian) вә ирландийә парламент әзаси ронан мулләр(Rónán Mullen) әпәндиләр. 2023-Йили 5-декабир, ирландийә.
RFA/Ekrem

Бирақ рошән аббас ханимниң ирландийә радийо-телевизийә қаналлириниң зияритини қобул қилидиғанлиқидин алдин хәвәр тапқан хитайниң ирландийәдики әлчиханиси ахбарат органлириға хәт йезип, “шинҗаң мәсилиси хитайниң ички иши, һөкүмитимизниң йолға қоюватқини террорлуққа қарши һәрикәттур, уйғурлар һазир наһайити хатирҗәм, бәхтияр яшимақта” дегәндәк сәпсәтилирини базарға салған. Рошән аббас ханим хитайниң бу хилдики сахтикарлиқлириға лайиқида рәддийә бәргән.

Рошән аббас ханим 5-декабир йәнә “ирландийә уйғур җәмийити” ниң қурғучилиридин бири болған уйғур зиялийси нурийә зәйдин билән биргә фийона кравләй (Feona Krawley) башчилиқидики хәлқара кәчүрүм тәшкилати ирландийә шөбисиниң хадимлири билән көрүшүп, хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқи вә инсанийәткә қарши җинайәтлиригә ортақ қарши туруш тоғрисида сөһбәтләр елип барған. Сөһбәт әснасида у, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң 2009-йили тунҗи болуп уйғурлар учраватқан зулумлар һәққидә доклат елан қилған бир тәшкилат икәнликини, әмма шундин буян бу тәшкилатниң уйғурлар мәсилисигә йетәрлик көңүл бөләлмигәнликини, болупму җаза лагерлири қурулуп, милйонлиған уйғурлар ирқий қирғинчилиқниң қурбаниға айланған бу йилларда мәзкур тәшкилатниң уйғурлар үчүн түзүк авазини чиқиралмиғанлиқини, буниңдин уйғур җамаитиниң көп үмидсизләнгәнликини тәкитлигән.

Рошән аббас ханим дублин университетида өткүзүлгән “хитайниң уйғурларни бастуруши вә 10 йиллиқ қаттиқ зәрбә бериш һәрикитигә қарита дуняниң инкаси” намлиқ йиғинда уйғур ирқий қирғинчилиқи мәсилисини оттуриға қойди. 2023-Йили 5-декабир, ирландийә.
Рошән аббас ханим дублин университетида өткүзүлгән “хитайниң уйғурларни бастуруши вә 10 йиллиқ қаттиқ зәрбә бериш һәрикитигә қарита дуняниң инкаси” намлиқ йиғинда уйғур ирқий қирғинчилиқи мәсилисини оттуриға қойди. 2023-Йили 5-декабир, ирландийә.
RFA/Ekrem

Рошән аббас ханимниң 5-декабирдики йәнә бир әһмийәтлик паалийити, дублин университетида өткүзүлгән “хитайниң уйғурларни бастуруши вә 10 йиллиқ қаттиқ зәрбә бериш һәрикитигә қарита дуняниң инкаси” намлиқ йиғинда уйғур ирқий қирғинчилиқи мәсилисини оттуриға қоюши болған. Бу йиғин 2014-йили ши җинпиң уйғур районида башлиған “үч хил күчләргә қаттиқ зәрбә бериш” һәрикитидин тартип җаза лагерлирини тәсис қилғучә вә җаза лагерлири қурулуп милйонлиған уйғурлар ирқий қирғинчилиққа дуч кәлгүчә болған 10 йилда йүз бәргән уйғур паҗиәсигә беғишланған. Йиғинда рошән аббас вә җагилониян университети мари сиклодовиска тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқатчиси давид обриян (David O’brian) қатарлиқлар доклат тәқдим қилған.

Дублиндин бу хусуста зияритимизни қобул қилған рошән аббас ханимниң билдүрүшичә, дублин университетида өткүзүлгән бу паалийәткә көплигән тәтқиқатчилар, оқутқучи-оқуғучилар қатнашқан. Рошән ханим вә давид әпәндиләр йиғинда 2014-йилидин һазирға қәдәр хитайниң уйғурларни милләт сүпитидә йоқитиш үчүн қоллинип кәлгән инсанийәткә қарши җинайәтлири вә ирқий қирғинчилиқлирини әтраплиқ оттуриға қойған.

Йиғинниң ахирида соал-җаваб болған. Йиғин иштиракчилиридин бириниң “биз бир ирландийәлик болуш сүпитимиз билән, уйғурларға қандақ ярдәм қилалаймиз?” дегән соалиға рошән аббас ханим җаваб берип, әгәр уйғурларға ярдәм қилимәнла десә, һәрбир ирландийәликниң қолидин көп ишлар келидиғанлиқини мисаллири билән оттуриға қоюп өткән.

“ирландийә уйғур җәмийити” ниң қурғучилиридин нурийә зәйдин ханим зияритимизни қобул қилғанда, рошән аббас ханимниң нутқини аңлаш үчүн ирландийәдики уйғурларниң йирақ-йеқин шәһәрләрдин узун мусапиларни бесип, пайтәхт дублинға йетип кәлгәнликини вә рошән ханимниң нутуқлиридин илһамланғанлиқини тилға алди.

Җагилониян университетиниң тәтқиқатчиси давид обриян зияритимизни қобул қилғанда, “уйғурларға ярдәм қилиш истикидә болуватқан ирландийәликләр сизчә немә қилиши керәк?” дегән соалимизға мундақ җаваб бәрди: “ирландийә һөкүмити б д т кишилик һоқуқ кеңишигә әза болуш сәпәрвәрликини қозғиған вақитлирида, ирландийәниң кишилик һоқуқни қоғдаш вә илгири сүрүш үчүн пүтүн күчи билән хизмәт қилидиғанлиқи тоғрисида вәдиләр бәргән иди. Бирақ, әза болуп киргәндин кейин, бу вәдисини орундимиди. Болупму б д т кишилик һоқуқ кеңишидә уйғурлар учраватқан зулумлар тоғрулуқ һечқандақ зуван сүрмиди. Ирландийәликләр буни һөкүмәтниң йүзигә селиши, әслитиши, дублин һөкүмитини вәдисигә вапа қилишқа қистиши лазим. Йәнә бири, ирландийәликләрниң ирландийәдә яшаватқан уйғур достлиримизға ярдәм қилиш қолидин келиду. Ирландийәликләр уйғурларниң һекайисигә қулақ селиши, уларниң миллий кимлики вә мәдәнийитиниң қоғдилиши үчүн ярдәм қилиши, уларниң ирландийәдә хатирҗәм яшишиға шараит һазирлап бериши лазим. Үчинчиси, уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқни ирландийә хәлқигә дәлил-испатлири билән кәң тонутушқа әһмийәт бериши керәк.”

Игилишимизчә, 4-декабир ирландийә пайтәхти дублинға йетип кәлгән рошән аббас ханим шу күни американиң ирландийәдики баш әлчи ярдәмчиси михаел клавсен (Mechael Clawsen) билән америка әлчиханисида көрүшүп, униңға уйғурларниң нөвәттики вәзийити тоғрисида мәлуматлар бәргән вә уйғур ирқий қирғинчилиқини ирландийәдә хәлқи вә һөкүмитигә техиму кәң тонутушниң йоллири тоғрисида өзара музакириләрдә болған. Рошән аббас ханимниң ирландийәдики бир һәптилик паалийитини дублиндики америка әлчиханиси уюштурған вә саһибханилиқ қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.