Америка сиясийонлири: “уйғур қирғинчилиқи давамлиқ бизниң диққитимиздә болғуси!”
2024.09.26
Иккинчи дуня урушидин буянқи инсанийәт тарихида әң қабаһәтлик сәһипиләрни вуҗудқа кәлтүрүватқан мудһиш күчләрниң бири коммунизм системиси болуп, америка пайтәхти вашингтон шәһиридики “коммунизм қурбанлири хатирә фонди” дәл мушу қараңғу тарихни кишиләргә әслитиш мәқситидә 1993-йили қурулған. Мәзкур фонд җәмийәт қурулғанлиқиниң 30 йиллиқ хатирисидә чақирилған 2024-йиллиқ “10-нөвәтлик хитай мунбири” йиғилиши һәр йилдикидәк коммунизмниң инсанийәт җәмийитигә қарши немиләрни қиливатқанлиқиға қарап чиқиш билән башланди.
25-Сентәбир фонд җәмийәтниң пирезиденти андрев бремберг (Andrew Bremberg) ечилиш мурасимида сөз қилип, хитай компартийәсиниң җинайәтлирини унтумаслиқ, шуниңдәк дуняни бу җинайәтләрниң һесабини елишқа чақиришниң зөрүрлүки һәққидә тохталди. Униң қаришичә, дунядики адаләтни һимайә қилғучи барлиқ күчләр давамлиқ һалда мушу йосунда америка һөкүмитигә вә аммиви йетәкчиләргә хитайниң җинайәтлирини әслитип турғандила андин бу хил һесаб елиш әмәлгә ешиши мумкин. Ундақ болмиғанда бу җинайәтләр оңайла унтулуп кетиши мумкин.
Шуниң билән бу йиллиқ “хитай мунбири” йиғининиң тунҗи мәйдан муһакимиси “гүлхан параңлири” темисидики сөһбәт билән башланди. Муһакимә риясәтчиси, уйғур дияридики лагерларни тәтқиқ қилишта дуняниң етирапиға еришкән мутәхәссис адриян зенз сөз елип, хитайдики өткән 10 йиллиқ сиясий тарихни қисқичә хуласиләп чиқти. Униң пикричә, 2014-йили тунҗи мәйдан “хитай мунбири” чақирилған болуп, дәл шу йили ши җинпиң рәсмий йосунда хитайдики алий һоқуқни қолға алған. Шу вақитта бәзиләр уни худди дадисиға охшаш ислаһат йолида меңип, хитайни демократийәгә башлайду, дәп үмид қилған. Әмма у 2014-йилидики алий рәһбәрликниң мәхпий йиғинида уйғурларни мәркизий тема қилған “дөләтниң бихәтәрликини мутләқ әмәлгә ашуруш” йолидики “җапалиқ күрәш” һәққидә йолйоруқ бәргән. Әнә шуниң билән уйғур елидики зор тутқун вә “қайта тәрбийәләш мәркизи” намидики лагер системисиниң тәйярлиқ хизмити башланған.
Дәрвәқә әйни вақитта уйғурлар хитай дөлитиниң бихәтәрлики үчүн тәһдит, дәп қаралғанлиқтин барлиқ сиясәтләр мушу нуқтини чиқиш қилған. Шуниң билән биргә уйғур елидики контроллуқ тәдбирлири қисмән һадисә сүпитидә қаралған болса кейинчә уйғур дияридики бу тәдбирләрниң вә назарәт механизминиң тәдриҗий пүтүн хитай үчүн синақ болғанлиқи, әмдиликтә болса буниң дуняға кеңийиватқанлиқи ашкариланған. Буниң билән доктор адриян зенз бирнәччә йилдин буян дәп келиватқан “уйғур елидики бу контроллуқ тәдбирлири пүтүнләй синақ болуп, хитай компартийәси бу синақлардин топлиған тәҗрибилирини техиму зор нишанға тәтбиқлайду” дегән һөкүмниң тоғра икәнлики испатланған. Болупму хитай һөкүмити ши җинпиңниң йетәкчиликидә барлиқ дәсмисини ишқа селиш бәдилигә дуняға хоҗа болушқа алдираватқанда буниң бир ғайәт зор бир қимар болуватқанлиқиму ашкариланған.
Хитайниң барғансери һәддидин ешиватқан зомигәрлики америка һөкүмити вә хәлқиниң мәнпәәтигә көплигән хирисларни пәйда қиливатқанда буниңға тақабил туруш тәдбирлириниң бири қатарида 2023-йили январда америка авам палатасида “америка-хитай истратегийәлик риқабәт пәвқуладдә комитети” тәсис қилинған иди. Бүгүнки муһакимә йиғининиң тунҗи басқучи болған “гүлхан параңлири” ниң әзиз меһманлиридин мәзкур комитетниң рәиси җон мулинар (John Moolenaar) музакиридә дәл мушу мәсилә һәққидә тохтилип, өзлириниң хитайдин келиватқан тәһдитләрни чәкләшниң дәсләпки қәдими сүпитидә “тик-токни мәни қилиш” қатарлиқ бир қатар қанун лайиһәлирини тонуштурғанлиқини алаһидә әскәртти. Техиму муһими һазир мәйли демократчилар болсун яки җумһурийәтчиләр болсун, һәр икки партийәниң ортақ һалда “хитай нөвәттә биз үчүн тәһдит” дегән ортақ қарашқа кәлгәнлики бу җәһәттики бир зор илгириләш.
Хитайдин келиватқан тәһдитләрниң йәнә бири һазир чегра һалқиған бастуруш сүпитидә америка туприқиға йейиливатқан болуп, адриян зенз бу мәсилә тоғрисида америка һөкүмитиниң пикрини сориди. Җон мулинар бу һәқтә тохтилип, америка һөкүмити йеқинқи мәзгилләрдә кәскин тәдбир алған “хитай сақчи понкитлирини тақаш” һәрикитиниң бундин кейинму давам қилидиғанлиқини алаһидә әскәртти. Униң қаришичә, бу саһәдә бәзи тосқунлуқларму мәвҗут болуп, буниң әң чоңи хитайниң изчил түрдә америка иқтисади билән ирмаш-чирмаш болуп кәткәнлики һесаблиниду. Әйни вақиттики соғуқ уруш мәзгилидә совет иттипақи иқтисадий җәһәттә америка үчүн чоң тәһдит болалмиған. Әмма һазир хитайниң пүткүл тәминләш зәнҗиридә вә америка иқтисадий саһәсидики мәвҗутлуқи америка үчүн бир чоң баш қетинчилиқи болуп қалған. Йәнә бир яқтин хитай һазир америка иҗра қиливатқан җаза тәдбирлиригә қарши иш көрүп, өзлириниң мәһсулатлирини мексика қатарлиқ җайларға апириш һәмдә шу җайларда ишләнгән мәһсулат сияқида америка базириға киргүзүш йолини тутқан. Буму һазир бир чоң мәсилә болуп қалған.
“америка-хитай истратегийәлик риқабәт пәвқуладдә комитети” ниң һәйәт әзалиридин раҗа кришнаморси (Raja Krishnamoorthi) бу әһвалниң америка туприқида яшаватқан уйғурлар үчүнму бир чоң мәсилә болуватқанлиқини, хитай һөкүмитиниң “уруқ-туғқанлирини гөрүгә елиш” шәклидә америка тәвәсидики уйғурларниң авазини өчүрүш урунушиниң тохтап қалмиғанлиқини тилға алғанда хитай түрмисигә қамалған дохтур гүлшән аббасни мисал алди. Шуниңдәк өзлириниң гүлшән аббасни түрмидин чиқиришқа охшаш тиришчанлиқтин һәргизму ваз кәчмәйдиғанлиқини билдүрди.
Хитайниң уйғур елидики бастуруш тәдбирлирини америка һөкүмити “қирғинчилиқ” дәп атиған болуп, адриян зенз америка һөкүмитиниң мушундақ бир қарар елишиниң немидин дерәк беридиғанлиқини сориди. Рәис мулинарниң қаришичә, америка һөкүмити бу қилмишни “қирғинчилиқ” дәп җакарлиғанлиқи үчүн буниңға қарши қанунларни елан қилған. Йәнә келип хитай һазир әң чоң тәминләш зәнҗири болуш сүпитидә америка тәвәсидә өз ширкәтлири арқилиқ мәҗбурий әмгәк һалқилирини кеңәйтмәктә. Буниң үчүн америка һазир бар күчи билән бу хил тәминләш зәнҗиригә беқинмас болушниң амалини қиливатиду. Иккинчидин, хитай һөкүмити һазирға қәдәр уйғурларни қирғин қилғанлиқини етирап қилмиған. Һәтта хитайниң америка қошма иштатлиридики баш әлчисиму буни инкар қилип “уйғурларниң нопуси 1949-йилидикидин нәччә һәссә көпәйди” дәп турувалған. Әмма хитайниң ғәрәзлик һалда уйғурларниң тили, мәдәнийити, кимлики қатарлиқларни йоқитиватқанлиқидәк бу хил қирғинчилиқни, уйғур туғут нисбитиниң қанчә пирсәнт чүшүп кәткәнликидәк реаллиқни көздә тутқан америка һөкүмити “қирғинчилиқ” һәққидә қарар алған. Бу қарар раврус ойлиниш вә музакириниң нәтиҗиси. Шуңа кейинки қетимлиқ һөкүмәттә кимниң йетәкчи болушидин қәтийнәзәр америка һөкүмитиниң бу қарари һәмдә буниңға мунасивәтлик тәдбирләр изчил давам қилиду. Бу мәсилидә икки партийәниң һәмкарлиқи вә мәйданида һечқандақ өзгириш болмайду.
10-Нөвәтлик “хитай мунбири” ниң кейинки муһакимә басқучлирида уйғур елидики мәҗбурий әмгәк, хитайни хәлқара система бойичә җавабкарлиққа тартиш, ғәрб сода дунясини хитайниң булғанған сода паалийитидин йирақлаштуруш, уйғур елидики зулумларға қарита хәлқара механизмлар арқилиқ чарә қоллиниш қатарлиқ темилар музакирә қилинди.