Гүлхан сөһбити: “уйғур қирғинчилиқини тохтитишқа техиму зор тиришчанлиқ зөрүр! ”

Вашингтондин мухбиримиз әзиз вә шәһризад тәйярлиди
2024.07.31
uaa-paaliyet-04 Америка уйғур бирләшмиси мәхсус тәшкилләнгән “гүлхан сөһбити” көрүнүши, оңдин солға лагершунас алимлардин доктор адриян зенз, кишилик һоқуқ мутәхәссиси доктор софи ричардсон, америка уйғур бирләшмисиниң рәиси әлфидар илтәбир. 2024-Йили 30-июл, файрфакс
RFA/Shehrizad

Уйғур қирғинчилиқи бир мәһәл дуняви темилардин болған болсиму кейинки вақитларда хәлқара вәзийәттики җиддий өзгиришләр, шуниңдәк хитайниң ғайәт зор адәм күчи вә малийә күчи бәдилигә оттуриға чиқарған тәшвиқат уруши түпәйлидин тәдриҗий һалда бу һәқтики хәвәрләр пәскойға чүшүшкә йүзләнди. Әмма охшимиған учур йоллиридин мәлум болуватқан түрлүк хәвәрләр қирғинчилиқниң һелиһәм давам қиливатқанлиқини, пәқәт буниңдики бәзи ашкара шәкилләрниң “қияпәт өзгәртиш” һалитигә өткәнликини алға сүриду. Мушу хил аччиқ реаллиқниң һазирқи әһвалиға қарап чиқиш мәқситидә америка уйғур бирләшмиси 30-июл кәчқурун лагершунас алимлардин доктор адриян зенз вә кишилик һоқуқ мутәхәссиси доктор софи ричардсон ханимни мәхсус тәшкилләнгән “гүлхан сөһбити” гә тәклип қилди.

Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси әлфидар илтәбирниң риясәтчиликидә башланған сөһбәт тәбиий һалда уйғурлар мәсилисиниң ташқи дуняға билиниши, җүмлидин бу иккийләнниң қандақ болуп уйғурларға қизиқишини бойлап давам қилди. Худди бу иккийлән ортақ һалда дәсләпки қәдәмдә уйғурлар һәққидә йүзәки чүшәнчигә игә болғандәк, өткән 15 йил мабәйнидә уйғурларниң вәзийити изчил түрдә яманлишип маңған. Бу хил яманлишишқа мас һалда уларниң диққити тибәтләр вә хитай мәсилисидин тәдриҗий һалда уйғурларға йөткилишкә башлиған. Болупму 2016-йилидин кейин уйғур җәмийити тарихтики мислисиз қирғинчилиқ түпәйлидин һалидин кәткәндә бу хил реаллиқ бир мәһәл һәрқайси ахбарат васитилиридин кәң йәр алған. 2023-Йилидин башлап бу хәвәрләрниң орнини “кишиләрниң лагерлардин чиқишқа башлиғанлиқи вә вәзийәтниң нормаллашқанлиқи” һәққидики учурлар елишқа башлиған. Әмма реаллиқни инчикә көзитишләр нәтиҗисидә “қоюп берилгән” кишиләрниң қайтидин тутқун қилиниватқанлиқи мәлум болған. Буниңға мас һалда хитай һөкүмити демократик әлләрдики очуқ муһит вә демократик сорунларни монопол қилишқа өтүп өзлириниң “тәһдит пәйда қиливатқан” хәлққә қарши иш көрүватқанлиқини тәкитләшкә өткән.

Америка уйғур бирләшмиси мәхсус тәшкиллигән “гүлхан сөһбити” көрүнүши, оңдин солға лагершунас алимлардин доктор адриян зенз, кишилик һоқуқ мутәхәссиси доктор софи ричардсон, америка уйғур бирләшмисиниң рәиси әлфидар илтәбир. 2024-Йили 30-июл, файрфакс
Америка уйғур бирләшмиси мәхсус тәшкиллигән “гүлхан сөһбити” көрүнүши, оңдин солға лагершунас алимлардин доктор адриян зенз, кишилик һоқуқ мутәхәссиси доктор софи ричардсон, америка уйғур бирләшмисиниң рәиси әлфидар илтәбир. 2024-Йили 30-июл, файрфакс
RFA/Shehrizad

Доктор адрян зензниң қаришичә, хитай һөкүмити иҗра қиливатқан уйғурларға қарши зулумларниң һелиһәм давамлишиватқанлиқи нөвәттики мәҗбурий әмгәк һадисисидә техиму рошән әкс етиду. Чүнки хитай һөкүмити изчил түрдә “әмгәк күчлирини йөткәп ишқа орунлаштуруш вә намратлиқни түгитиш” намида уйғур яшлирини тохтавсиз түрдә заманиви қуллуққа зорлаватқан болуп, бу инсанийәт тарихидики әң қәбиһ қилмиш болуп қалған. Техиму ямини мәҗбурий әмгәккә бағлиқ болған иқтисадий мәнпәәт ғәрб дунясидики инсанларни бу қәбиһликкә шерик қилип қоюштин сирт, сиясәт бәлгилигүчиләрниң буниңға қарши техиму күчлүк тәдбирләрни елишиға сәлбий тәсир көрситип кәлмәктә. Гәрчә хитай һөкүмити һазирқи күндә илгирикидәк әмгәк күчлирини йөткәшкә даир мәлуматларни елан қилмас болувалған болсиму, васитилик йоллардин мәлум болуватқан учурлар “әмгәк күчлирини йөткәш” намидики бу хил мәҗбурий әмгәкниң күчийиватқанлиқини дәлилләйду. Болупму йеқиндин буян пахта вә шохла (пәмидур) ишләпчиқириш саһәсидә бу һал техиму шундақ болған. Техиму чатақ болуватқини шуки, һазир хитай өлкилиригә йөткәлгән уйғур ишчиларни шу җайниң нопусиға өткүзүш башлинип болған. Бу йәнә бир яқтин уйғур нопусини шалаңлитиш вә башқа өлкиләргә чечиветиш урунушидин башқа нәрсә әмәс.

Уйғур җәмийити һәққидики реаллиқ шу қәдәр ашкара болуватқан әһвалдиму йәнила хәлқара җәмийәтниң қирғинчилиққа қарши ортақ бир етирап қилиш вә чәкләш йүзлинишини вуҗудқа чиқиралмаслиқи тоғрисида сөз болғанда софи ричардсон буниңдики әң муһим сәвәбләрдин бирини тилға елип, “хитай һөкүмити хәлқара җәмийәтни ойнап кетиватиду” деди. Униң қаришичә, дуня миқясида 150 тин артуқ дөләт қирғинчилиқниң алдини елиш әһдинамисигә имза қойған. Гәрчә уйғур җәмийитидики уйғур кимликини өчүрүш, ис-бусини чиқармай адәм өлтүрүш, җинсий хорлуқни кеңәйтиш қатарлиқ қәбиһ җинайәтләр зор көләм алған һөҗҗәтлик материял сүпитидә оттуриға чиқиватқан болсиму, хәлқарадики һөкүм чиқиридиған сот мәһкимилири бу дәвани қолға елиштин өзини тартиватиду. Йәнә келип улар хитайниң уйғур кимликини өчүрүш урунушидики васитилирини һәмдә буниңға йошурунған нәйрәңләрни чүшәнмәйватиду. Шундақ болғанлиқи үчүн һазирқи реаллиқ уйғурлар һәққидә азғинә дөләтләрдики сот мәһкимилири һөкүм чиқириш биләнла чәклинип қеливатиду.

 Уйғур ирқий қирғинчилиқини чәкләшкә қарши әмәлий һәрикәтләрниң ичидә һәммигә тонушлуқ болған әң зор тарихий қәдәм “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” һесаблиниду. Бу қанун 2022-йили июнда иҗра болушқа башлиғандин буян биваситә яки васитилик һалда уйғурларниң мәҗбурий әмгикигә четилидиған мәһсулатларниң дуня тәминләш зәнҗиригә, җүмлидин америка базириға киришигә зор бир тосуқ пәйда қилған. Әмма адриян зензниң қаришичә, хитай тездин буниңға қарши тәдбир елип, ширкәтләрни башқа җайларға йөткәшкә үлгүргән, шундақла хитайниң ички қисмидики тавар оборотиға даир санлиқ мәлуматларни елан қилмас болувалған. Буниң билән уйғур районидин башқа җайларға қандақ малларниң йөткәлгәнликини билгили болмас болуп қалған. Шундақла “шейн”, “тему” қатарлиқ ширкәтләр намидин ғәрб дунясиға ғайәт зор миқдардики таварни парчә шәкилдә експорт қилған. Нәтиҗидә 800 доллардин төвән қиммәттики таварларни тәкшүрмәслик бәлгилимиси бу йочуққа йеңи йол ечип бәргән. Шуниң билән бу йочуқтин фентанилға охшаш зәһәрлик буюмлар, шундақла мәҗбурий әмгәк билән ишләнгән көп хил таварлар америка базириға бималал еқип киргән. Һалбуки, явропа дөләтлиридә техи бундақ қанунлар оттуриға чиқмиған әһвалда хитайниң явропа базиридин ғайәт зор дәриҗидә пайдилинип кетиши буниңдики йәнә бир чоң хирис болуп қалған.

Америка уйғур бирләшмиси мәхсус тәшкилләнгән “гүлхан сөһбити” көрүнүши. 2024-Йили 30-июл, файрфакс
Америка уйғур бирләшмиси мәхсус тәшкилләнгән “гүлхан сөһбити” көрүнүши. 2024-Йили 30-июл, файрфакс
RFA/Shehrizad

Доктор адриян зензниң қаришичә, һазир уйғур җәмийити дуч келиватқан йәнә бир чоң боһран хитай һөкүмитиниң уйғур нопусини көпәймәс қилиш урунуши һесаблиниду. Болупму хитай һөкүмити һазир әйни вақиттики гитлер һакимийитидин пүтүнләй пәрқлиқ болған шәкилдә уйғурларниң миллий кимликини өчүрүшни тезләштүргән. Болупму хитай һакимийити үчүн бүгүнки күндә 12 милйон уйғурни бирақла қирип ташлаш чоң бир мәсилә болуп қалғанлиқи үчүн улар буни зор көләмлик адәм өлтүрүш йоли билән әмәс, бәлки уйғурларниң туғулуш нисбитини нөлгә чүшүрүш, шу арқилиқ уйғурларниң нопусини әң ахирида йоққа чиқириш усулида әмәлгә ашурмақчи болған. Бу һал хитай мутәхәссислири елан қилған көплигән “илмий мақалиләр” дә, шуниңдәк хитай һөкүмитиниң “шинҗаңни идарә қилиш истратегийәси” дә мас қәдәмдә әкс әткән.

Сөһбәтниң соал-җаваб бөликидә, охшимиған шәхсләр хитай һөкүмитиниң йеқин кәлгүсидики уйғур сиясити, муһаҗирәттики уйғурларниң қолидин келидиған чариләр, уйғур яшлирини уйғур даваси бойичә тәрбийәләш, хитай һөкүмитиниң ислам дунясини контрол қиливелишиға тәсир көрситиш қатарлиқ саһәләрдики түрлүк қийинчилиқлар дегәндәк темиларда соаллар сориди.

Паалийәтниң ахирида америка уйғур бирләшмиси намидин адриян зенз вә софи ричардсонға аддий, әмма мәнилик совғилар тәқдим қилинғанда залда гүлдүрас алқиш садаси яңриди.

Паалийәттин кейин америка уйғур бирләшмисиниң рәиси әлфидар елтәбир айрим зияритимизни қобул қилғанда өзлириниң немә үчүн мушундақ бир паалийәтни тәшкиллиши һәққидә қисқичә мәлумат берип өтти.

Худди мутәхәссисләр көрситип өткәндәк, нөвәттә уйғур қирғинчилиқини тохтитиш йолидики қийинчилиқлар көплигән саһәдә мәвҗут болуп, бу әһвал изчил түрдә “мәнзил узақ, йүк еғир” дегәндәк көп хил хирисларни пәйда қиливатқанлиқи мәлум, шундақла буниңға қарши коллектип тиришчанлиқниң зөрүр икәнлики барғансери вәзийәтниң тәқәззаси болуп қалмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.