Кучалиқ муһаҗир һәбибулла халиқ: “сиясий комиссар абликим ғопурниң янпаш териси йүзигә чапланған иди”
2019.08.22
Куча наһийәлик җ х идарисиниң сиясий комиссари абликим ғопурниң тутқун қилинғанлиқи һәққидики хәвиримиз елан қилинғандин кейин шиветсарийәдә яшаватқан кучалиқ муһаҗир һәбибулла халиқ абликим ғопурниң өзи билидиған бир қисим кәчмиши һәққидә мәлумат бәрди. Униң дейишичә, абликим ғопур 2008 -йилидики партлитиш вәқәсидә җ х идарисини қоғдаш давамида яриланған вә йүз териси қисмән көйүп кәткән. Униң көрсәткән хизмити “катта” болғанлиқи үчүн даириләр әйни чағда уни шаңхәйгә апирип давалап, янпишиниң терисини йүзигә чаплап сақайтқан. Абликим ғопурниң бир қетимлиқ өй тәкшүрүштә еғир зораванлиқ қилип дадисиниң бешиға чиққанлиқини баян қилған һәбибулла халиқ хитай тәрәпниң мана мушундақ бир садиқ хадиминиму тутқун қилғанлиқиға қарита һәйран қалғанлиқини билдүрди.
Куча наһийәлик җ х идарисиниң сабиқ сиясий комиссари абликим ғопурниң өткән йили 6-айда тутулғанлиқи һәққидики хәвиримиз елан қилинғандин кейин шиветсарийәдә яшаватқан кучалиқ муһаҗир һәбибулла халиқ абликим ғопурниң бир қисим кәчмиши һәққидә мәлумат бәрди. Мәлум болушичә, абликим ғопур 2008 -йили кучада җ х идарисигә қарита партлитиш һуҗуми йүз бәргәндә у мәлум сәвәбләр билән сақчилиқ хизмитидин айрилған вә ишиккә қараватқан бир дәрвазивән икән. Шу қетимлиқ вәқәдә һуҗумчилар уни җенини сақлаш һәққидә агаһландурған вә пурсәт бәргән болсиму, у һуҗумчилар билән қаттиқ тиркәшкән вә һуҗумда бәдининиң үсти қисми қисмән көйүп кәткән. Даириләр уни дәсләптә үрүмчи иккинчи дохтурханиға апирип давалиған, арқидин шаңхәйгә апирип янпаш терисини йүзигә чаплаш арқилиқ җараһәт излирини сәллимаза сақайтқан. Мушу сәвәбтин болса керәк, бәйду учур амбиридики абликим ғопур һәққидики тонуштурушта униң “олимпик бихәтәрлики үчүн хизмәт көрсәткән мейип илғар” лар қатариға киргүзүлгәнлики қәйт қилинған.
Йәнә бүгүн хитайчә тор архиплиридин байқалған бир хәвәрдә абликим ғопурниң 2009 -йили мәмликәт бойичә “7-нөвәтлик хәлқ рази болған дөләт хизмәтчилири” ни баһалашта 50 намзатниң бир болуп талланғанлиқи баян қилинған. Алдинқи күни абликим ғопур һәққидә тунҗи қетим учур йәткүзгән аңлиғучимиз униңдин мәһәллидики қолум-қошнилиридин тартип уруқ-туғқанлириға қәдәр һечкимгә яхшилиқ кәлмигәнликини инкас қилған иди. Һәбибулла халиқму өзиниң абликим ғопур тәрипидин “нуқтилиқ аилиләр тизимлики” гә киргүзүлгәнлики вә абликимниң давамлиқ шайка башлап өзлирини аварә қилғанлиқини тилға алди. Мәлум болушичә, бир қетимлиқ өй тәкшүрүштә абликим ғопур һәбибулла халиқниң дадисиға зораванлиқ қилған вә мәйдисидин тутуп арқисиға иттәргән. Һәбибулла халиқниң дадиси йиқилип меңисигә қан чүшүп һаятидин айрилған.
Һәбибулла халиқ хитай тәрәпниң өзлиригә мушу дәриҗидә садиқ бир хадиминиму җазалиғанлиқиға һәйран қалғанлиқини билдүрди. Әмма хотәнлик сабиқ мәһбус мәмәттурсун османниң баян қилишичә, хитайниң өзигә садиқ сақчилириниму җазалиши йеқинқи 3 йиллиқ вәзийәткә нисбәтән йеңи бир әһвал әмәс икән. У бурун вәзипә өтигән сақчи хадимлиридин көп санда кишиләрниң нөвәттә түрмидә икәнлики, 2017-йили өзи ятқан гума қамақханисиниң һәр бир камирида аз дегәндә бир нәпәр сақчиниң қамақлиқ икәнликини илгири сүрди.
Һәбибулла халиқ йәнә 2013 -йили кучада йүз бәргән “алақаға вәқәси” ни бастуруштиму абликим ғопурниң актип рол алғанлиқини әскәртти. У йәнә абликим ғопурниң кучадики уйғур сода-карханичиларниң пәрзәнтлирини “қара тизимлик” кә киргүзүвелиш арқилиқ улардин изчил пара йегәнлики вә бу арқилиқ зор байлиқ топлиғанлиқиниму тилға алди. Алдинқи күни абликим ғопурниң тутқунда икәнликини дәлиллигән кучадики сақчи хадими униң “икки йүзлимичилик” билән әйибләнгәнликини ашкарилиған иди.