Шиветсарийәдә “уйғур кечиси” паалийити өткүзүлди
2019.11.30

Шиветсарийәниң зурих шәһиридики уйғурлар “уйғур кечиси” паалийити өткүзүп, шиветсарийәниң йәрлик хәлқигә уйғурлар вәзийитидин мәлумат бәргән.
Шиветсарийәдики уйғурлар 25-ноябир күни кәчтә зурих шәһиригә җәм болуп “уйғур кечиси” паалийити өткүзгән. Бу паалийәтни уйғур академийәси явропа шөбисиниң рәиси доктур абдушүкүр абдурешит билән униң ханими гүлнар мәмтимин тәшкиллигән.
Бу паалийәткә шиветсарийә уйғур җәмийитиниң әзалири билән әтраптики районлардин кәлгән уйғурлардин сирт, йәнә уйғурларға вә уйғурларниң нөвәттики вәзийитигә қизиқидиған бир қисим йәрлик кишиләрму қатнашқан.
Шиветсарийә уйғур җәмийитиниң рәиси андели әпәндиниң билдүришичә, бу паалийәт йәрлик хәлқтә яхши тәсират қалдурған. Йәрлик кишиләр өзлириниң уйғурларға болған қизиқишлири вә нөвәттики уйғур вәзийитигә қарита һессидашлиқлирини ипадә қилишқан.
Доктур абдушүкүр абдурешит бу паалийәтниң муқәддимисидә уйғурларниң етник келип чиқиши, тарихи, мәдәнийити, өрпи-адәтлири, дини, тил-әдәбияти, һәтта йемәк-ичмәк, кейим-кечәклиригә қәдәр болған хаслиқлирини екран көрүнүшлири арқилиқ баян қилип, йәрлик хәлққә уйғурлар билән хитайлар оттурисида әзәлдин һечқандақ бағлиниш йоқлиқини чүшәндүрүп өткән.
У йәнә мәһмут қәшқири, йүсүф хас һаҗип қатарлиқ уйғурларниң тарихта өткән мәшһур алимлири тоғрисида һәмдә уйғур вәтининиң әсли наминиң “шинҗаң” әмәс, бәлки “шәрқий түркистан” дәп атилидиғанлиқи һәққидиму әтраплиқ мәлумат бәргән. Андин у уйғурларниң нөвәттики вәзийити, җаза лагерлири мәсилиси һәмдә уйғурлар билән хитайлар оттурисидики зиддийәтләр һәққидә тохталған.
Бу паалийәтни тәшкиллигән гүлнар мәмтимин ханим паалийәт җәрянида мәшһур уйғур шаирлиридин абдухалиқ уйғур вә абдурәһим өткүр әпәндиләрни тонуштуруп, арқидин абдурәһим өткүрниң “из” намлиқ шеирини, абдухалиқ уйғурниң “ойған” намлиқ шеирини уйғурчә һәмдә германчә тилларда декламатсийә қилип, сорун әһлиниң алқишлириға сазавәр болған.
Шиветсарийәдә яшайдиған уйғур зиялилиридин һебибуллаһ әпәндиниң билдүришичә, уйғурчә әтләс көйнәкләр билән пүркәнгән уйғур ханим-қизлири бу кечиликкә атап уйғурчә йемәкликләрни пишуруп кәлгән болуп, булар уйғур мәдәнийитиниң өзгичә бир намайәндиси сүпитидә йәрлик шиветсарийәликләрдә күчлүк қизиқиш қозғиған. Униң билдүришичә, уйғурларға һессидашлиқ қилғучи бәзи йәрликләр уйғурларни нөвәттики еғир азаблар түпәйли чүшкүнләшмәсликкә, техиму роһлуқ яшашқа, өз-ара иттипақ өтүшкә дәвәт қилишқан.
Паалийәт хатимисидә бир мәйдан уйғурчә уссул билән кечиликниң кәйпияти техиму юқури пәллигә чиққан. Йәрлик аһалиләрму уйғурлар билән биргә уссулларға чүшүп кәткән. Бу кечилик паалийити омумән кишиләрдә наһайити яхши тәсират қалдурған.