Һенрик шаҗивиски: “уйғурлар өз кимликиниң хитай һөкүмити тәрипидин лайиһәләнгән нусхисини қобул қилишқа мәҗбурланмақта”

Вашингтондин мухбиримиз шадийә тәйярлиған
2025.03.17
Хитай һөкүмити уйғурларни өз салаһийитидин ваз кечишкә мәҗбурлимақта
Yettesu

Мәлум болушичә, йеқинда аяғлашқан хитайниң мәмликәтлик хәлқ қурултийи вә мәмликәтлик сиясий мәслиһәт кеңиши йиғиниға қатнашқан аталмиш “шинҗаң вәкиллири” , уйғур елидә “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини кишиләрниң қәлбигә сиңдүрүш” вә “шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш” ни күчәйтишни тәкитләнгән.

“хитай хәвәрләр тори” вә “тәңритағ тори” қатарлиқ хитай таратқулириниң 12-марттики хәвәрлиридә, бейҗиңдики “икки йиғин” мәзгилидә, мухбирлар билән “шинҗаң вәкиллири” арисида елип берилған “шинҗаңдин сораң” намлиқ диялог суписида аталмиш “вәкил” ләрниң уйғур елидә әдәбият-сәнәт арқилиқ шинҗаңниң һекайисини пүтүн дөләт вә дуняға сөзләш тоғрисидики пикир баянлири давраң селинған.

Хитайниң районда уйғурларға “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи” шоари астида йүргүзүватқан мәдәнийәт қирғинчилиқи вә хитайлаштуруш сиясити хәлқарада әйиблиниватқан пәйттә, хитайниң бу “икки йиғини” да аталмиш “шинҗаң вәкиллири” ниң бәс-бәстә оттуриға қойған бимәнә тәклиплири, көзәткүчиләрниң диққитини қозғимақта.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәтқиқат ишханисиниң директори һенрик шаҗивиски бу һәқтә радийомизға қилған сөзидә, хитайниң юмшақ күч арқилиқ өз тәшвиқатини дуняға тарқитиватқанлиқини тәкитләп, мундақ деди: “биз йеқинқи мәзгилдики тарихқа қариғинимизда, хитай компартийәси 2010-йилларниң оттурилирида уйғур районида ‛ашқунлуқ‚, ‛бөлгүнчилик‚ вә ‛террорлуқ‚ мәсилисигә дуч кәлгәнлики һәққидә давраң салған иди. Һазирқи баянлирида болса, уйғур райони мәбләғ селишқа тәйяр, шундақла зиярәт қилишқа мас келидиған очуқ районниң бири, икки йиғинда тәкитләнгән нурғун амиллар һазир шинҗаңда бар, дегәнләрни базарға салмақта. Бу әмәлийәттә хитай компартийәсиниң юмшақ күч васитисини қоллинип, өз тәшвиқатлирини дуняға тарқитишиниң бир усулидур. Әдәбият вә сәнәт әлвәттә бу васитиләрниң бири. Бизгә мәлумки, әдәбият вә башқа шәкилсиз мәдәнийәт мираслири, шундақла әмәлий мәдәнийәт мираслири хитайниң бу тәшвиқат вә һекайилирини сөзләш үчүн васитә қилинмақчи. Хитай компартийәси әдәбият-сәнәт васитиси арқилиқ, һәр хил зиддийәтлик көз қарашларни әмәс, бәлки өзи халиған һекайини сөзлимәкчи болуватиду”.

Хәвәрдә ейтилишичә, хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң муавин башлиқи, уйғур аптоном районлуқ сиясий кеңәшниң муавин рәиси җин җиҗен (金之镇) мундақ дегән: “мәдәнийәт вә саяһәт кәспи топи бәрпа қилишта шинҗаңни мәдәнийәт билән бейитиш вә шинҗаңни саяһәтчилик билән тәрәққий қилдуруштәк ‛икки муһим нуқта‚ ни асас қилип, җуңхуа миллити ортақ еңи гәвдиси бәрпа қилиштәк түп хизмәт линийәсини чиқиш қилиш керәк”.

Һенрик шаҗивиски бу һәқтә өз қаришини ипадиләп, мундақ дәйду: “хитай һөкүмити ассимилятсийә сияситини йолға қоюп, тил, зиялийлар, хәлқ, тарихчилар вә диний әқидиләрни ипадиләшкә қарши тәдбир алмақта. Әлвәттә, мәдәнийәт гүллиниши пикир әркинлики яки бәдиий ипадиләш әркинликиниң намайәндиси болуши керәк. Уйғурларниң өз кимликини ипадиләш йоллири көп, әмма әмәлийәт шуки, бу йәрдики мәдәнийәтниң гүллиниши дегән ейтимниң хитай компартийәси тәрипидин бәлгиләнгән уқуми наһайити ениқ. У һәргизму районда техиму яхши әхлақий вә иҗадий сапаға игә әдәбият-сәнәтчиләрниң оттуриға чиқип, музика вә сәнәт саһәсидә, уйғурларниң иҗтимаий һаятида, мәдәнийәтни бейитиш яки мәдәнийәтниң давамлиқ мәвҗут болуп турушида рол ойнаш үчүн әмәс, әлвәттә. У мәлум дәриҗидә контрол қилиш күчигә игә болуп, иқтисадий мәқсәт үчүн пайдилиниш васитисигә айландурулған. Шуңлашқа уйғурлар өзлириниң мәдәнийити, әнәниси вә кимликиниң дөләт тәрипидин тәйярланған нусхисини орундашқа мәҗбурланмақта. Уларниң бирдинбир мәқсити саяһәтчилик вә пул тепиштур. Һалбуки, районниң саяһәт гүллинишидин пайдилиниш уйғурларниң имтияз даирисидә әмәс. Мениңчә, мәдәнийәт билән саяһәтниң қош истратегийәлик бирләштүрүлүши һәйран қаларлиқ ишму әмәс.”

Хитай таратқулирида, аталмиш “шинҗаң вәкиллири” дин хитай мәмликәтлик сиясий кеңәшниң әзаси дилнар абдулланиң баянлири алаһидә тилға елинған. Хәвәрдә дилнар абдулланиң мундақ дегәнлики тилға елинған: “кәлгүсидә биз ши җинпиңниң йеңи дәврдики хитайчә алаһидиликкә игә сотсиялизм қаришиниң йетәкчиликидә, йеңи дәврниң техиму есил әсәрлирини яритишимиз, хитай һекайилири вә шинҗаң һекайилирини яхши сөзлишимиз, шинҗаңни мәдәнийәт билән озуқландуруш үчүн тиришишимиз керәк. Шундақ болғандила, җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи кишиләрниң қәлбидә йилтиз тарталайду.”

“хитай хәвәрләр тори” да ейтилишичә, хитай мәмликәтлик сиясий мәслиһәт кеңишиниң әзаси, шинҗаң сәнәт институтиниң муавин мудири муйәссәр тохти шинҗаң сәнәт институтиниң бир қатар надир әдәбият-сәнәт әсәрлирини иҗад қилиш арқилиқ, “шинҗаң һекайиси” ни яхши йорутқанлиқини тәкитләп, хитайниң сиясий тәшвиқатиға маслашқан.

Исраилийәдики хитай язғучи таң дәнхоң ханим бу һәқтә инкас қайтуруп мундақ деди: “қәдимки дәврләрдин буян хитай һөкүмранлири ассимилятсийә сияситини йолға қоюшта йәрлик милләтләр ичидики бир қисим кишиләрдин пайдилинип кәлгән яки уларни оттуриға чиқирип қоллинип кәлгән. Шуңа хитайниң мустәбит түзүмидә, әгәр йәрлик милләттин болған бир партийә әзаси кадир яки партийә-һөкүмәтниң әмәлдари болалиған болса, у чоқум хитай компартийәсиниң садақәтмәнлик синиқидин өткән яки сиясий җәһәттин ишәнчлик дәп қаралған болиду. Аталмиш хәлқ вәкиллири әмәлийәттә хәлқ тәрипидин сайланмайду, бәлки хитай компартийәси тәрипидин бекитилиду. Шуңа хитай һөкүмити аталмиш ‛хәлқ вәкиллири‚ ни қоллинип, уларниң еғизи арқилиқ уларниң хәлқи дуч келиватқан зиянкәшликләрни, бастурушларни вә йоқитишларни инкар қилдуруватиду. Уларниң еғизи арқилиқ уйғур дияридики бу хил вәзийитини өзлири халап қобул қилғандәк көрситиватиду.”

Шиветсийәдики уйғур зиялийси, дуня уйғур язғучилар уюшмисиниң муавин рәиси, шаирә раһилә камал ханимниң билдүрүшичә, аталмиш “шинҗаң һекайәси” уйғур хәлқиниң реал һекайиси болмастин, бәлки хитай тәрипидин ясап чиқилған тоқулма һекайә икән.

Хитайниң бейҗиңда ечилған “икки йиғини” ни йеқиндин көзитип келиватқан көзәткүчиләрниң қаришичә, хитай нөвәттә уйғурларға қаратқан бастуруш вә ассимилятсийә сияситини бир тәрәптин өзиниң юмшақ күчи арқилиқ елип барса, йәнә бир тәрәптин, хитай һөкүмитигә янтаяқ болуватқан аталмиш “шинҗаң вәкиллири” ниң қоли арқилиқ елип бармақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.