Хитай компартийәсиниң йеңи рәһбәрлик коллектипи вә уйғур кризисиниң давами
2022.10.24
Хитай компартийәсиниң 20-қурултийи дуня ахбарат васитилириниң диққәт мәркизидә болушидин кейин худди кишиләргә мәлум болғандәк хитай рәиси ши җинпиң компартийә низамнамисини вә асасий қанунни бир яққа қайрип қоюп туруп үчинчи қетим рәис болуп “сайланди”. Шуниң билән биргә ши җинпиңниң бир қоллуқ таллишидин өткән йеңи рәһбәрлик коллектипиму һасил болуп дуняға җакарланди. “блумберг хәвәрлири” ниң 24-өктәбирдики хәвиридә ейтилишичә, хитай компартийәсиниң йеңи рәһбәрлик коллектипи җакарлиниш билән тәңла хитайдики пай чәклириниң баһаси шиддәт билән төвәнләп хитайниң иқтисадий саһәсидики чекинишниң муқәддимиси башланған. Чәтәл мәблиғиниң еқип чиқип кетишидиму йеңи юқири пәллә яритилған. Чүнки бу йеңи рәһбәрлик коллектипи ши җинпиңниң “хусусийлар қудрәт тепип кәтсә мәркизий һакимийәткә хирис пәйда қилиду” дегән йетәкчи идийәси түпәйлидин тәқибгә вә чәкләшкә учриғили хели болғаниди.
Бу йеңи рәһбәрлик коллектипиниң бу йүзлинишни техиму юқири пәллигә елип чиқиши бу қетимқи қурултайниң йепилиш мурасимидин кейин мутләқләшти һәмдә хусусийлар игиликигә ғайәт зор вәһиминиң сайиси чүшүшкә башлиди. Хоңкоңдики KGI Asia пул-муамилә мулазимити ширкити мәбләғ истратегийәси бөлүминиң мәсули кенний вен (Kenny Wen) бу һәқтә сөз қилип: “нөвәттики пай чәклириниң төвәнләп кетиши хитайдики мәбләғ муһитиниң нәқәдәр назуклишип кәткәнликини әкс әттүрди. Нурғун кишиләр мушу қетимлиқ қурултайда хитай иқтисадиниң иҗабий тәрәпкә қарап меңишиға пайдилиқ болған бирәр амилниң оттуриға чиқишини үмид қилған иди. Уларниң бу арзуси ахирқи һесабта көпүккә айланди” дегән.
“ню-йорк вақти” гезитиниң бу һәқтики тәһрират мақалисидә ейтилишичә, бу қетимқи қурултайда хитай компартийәси мәркизий комитети сиясий бюро даимий комитетиниң алтә кишилик әзаси бирдәк ши җинпиңға әң садиқ болуш шәрти билән талланған кишиләрдин тәшкил тапқан. Шундақ болғаникән, хитай һөкүмити вә компартийәсиниң бундин кейинки хизмәтлиридә ши җинпиңға пикир беришкә яки униң хаталиқини көрситип беришкә җүрәт қилидиған һечқандақ инсанниң оттуриға чиқмайдиғанлиқи айдиңлашқан. Шундақла хитайда дең шявпиң дәвридә муқимлашқан охшимиған пикирдики кишиләрдин шәкилләнгән коллектип рәһбәрлик услубиниң үзүл-кесил битчит қиливетилгәнлики, буниңдин кейин мәркизий рәһбәрлик коллектипида ши җинпиңниң пикиригә мухалип келидиған һечқандақ сөзниң оттуриға чиқмайдиғанлиқидин, буниңдин кейин хитайни идарә қилишта ши җинпиңниң дегини дегән болидиғанлиқидин бешарәт берилгән. Тәйвәндики дөләтлик сиясәт университетиниң профессори ваң шиншйән (Hsin Hsien Wang) бу һәқтә сөз қилип “алтә кишини ши җинпиң бир-бирләп таллап чиққан болуп, бу таллаш нөвәттә ши җинпиң үчүн садақәтниң әң муһим болуватқанлиқини биваситә көрсәтти. Буниңда мәвҗут қаидиләр яки бәлгилимиләр асас қилинмиди” дегән. BBC Ниң бу һәқтики обзорида ейтилишичә, икки қарарлиқ вәзипә өтәш муддити тошқандин кейин хитайдики мутләқ алий рәһбәрлик һоқуқни ши җинпиңға өткүзүп бәргән ху җинтавниң пүткүл дуня көз тикиватқан қурултай мәйданидин мисли көрүлмигән дәриҗидә “ялап елип меңиш” шәклидә чиқириветилиши ши җинпиң үчүн һечқандақ инсанниң “қорққучилиқи қалмиған” лиқини дуняға елан қилған. Ташқи дуня бу һални “ши җинпиң әмди мав зедоң дәвридин буянқи әң чоң һоқуқдарға айланди” дәп тәсвирлигән.
Бу қетимқи йеңи рәһбәрлик коллектипи ичидә көп қисим кишиләрниң диққитини қозғиғини хитай компартийәсиниң “идийә ишләпчиқириш машиниси” дәп қарилидиған ваң хуниңниң давамлиқ һалда орун игилиши болди. Җаң земин дәвридин тартип ху җинтав дәври вә һазирқи ши җинпиңниң һөкүмранлиқиға қәдәр изчил һәрқайси “алий рәһбәрлик” ни нәзәрийәви асас билән тәмин әткүчи, җүмлидин ши җинпиңниң уйғурлар мәсилисини һәл қилиштики “ахирқи һәл қилиш усули” ниң иҗадчиси болған ваң хуниң бу қетимму “алий рәһбәрлик қатлими” дин давамлиқ орун елиши һәққидә пикир баян қилған мустәқил сиясий анализчи илшат һәсән буниң маһийәттә хитай компартийәсиниң түп характеригә уйғун келидиған һадисә икәнликини тәкитләйду.
Хитай ахбаратлирида қетимқи қурултайда қәшқәр университетиниң муавин мәктәп мудири, муавин партком секретари зулһаят исмаилниң хитай компартийәси мәркизий комитетниң кандидат әзаси болуп сайлиниши уйғур дияриға даир алаһидә хәвәрләрниң бири қатарида орун алди. Бу һәқтә сөз болғанда илшат һәсән бу һалниң уйғурлар үчүн һечқандақ хушхәвәр болмайдиғанлиқини, әксичә буниң техиму чоң балайи-апәттин бешарәт икәнликини әскәртиду.
Мәлум болушичә, хитай компартийәсиниң бу қетимлиқ йеңи рәһбәрлик коллектипи қаидә бойичә 2023-йили март ейида чақирилидиған мәмликәтлик хәлқ қурултийида авазға қоюлидиған болуп, хитайдики һакимийәт системисиниң мутләқ диктаторилиқ асасида иш көрүлүштәк алаһидилики түпәйлидин буниңда бирәр тосқунлуқниң болуши еһтималдин йирақ, дәп қариливатқанлиқи мәлум.