“уйғур сот коллегийәси” ниң гуваһлиқ аңлаш йиғини тосқунлуққа учримақта
2021.05.28

Әнглийәниң лондон шәһиридә даңлиқ кишилик һоқуқ адвокати җеффери найис башчилиқида қурулған “уйғур сот коллегийәси” 10-май күни баянат елан қилип, 4-июндин7-июнғичә гуваһлиқ аңлаш йиғини өткүзидиғанлиқини уқтурған иди. Гуваһлиқ аңлаш йиғиниға нәқ мәйдан қатнашмақчи болғанлар “уйғур сот коллегийәси” ниң тор бетигә керип алдин тизимлитиш тәләп қилинған.
“уйғур сот коллегийәси” ниң рәсмий тивиттер һесабида 28-май күни сәһәр саәтләрдә беләт сетиш системисиниң бузғунчилиққа учриғанлиқи, шуңа тордин биләт заказ қилиш хизмәтлириниң ақсап қалғанлиқи, қатнашмақчи болғанларниң биваситә електронлуқ хәт әвәтиши керәклики һәққидә уқтуруш бәргән.
Хитай һөкүмити 25-май күни бейҗиңда мәхсус “шинҗаңға мунасивәтлик ишлар” дегән темида ахбарат илан қилиш йиғини ечип, “уйғур сот коллегийәси” гә һуҗум қилған иди. Һәтта уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң баянатчиси шү гүйшяң йиғинда мухбирларниң суалиға җаваб берип: “уйғур сот коллегийәси” ниң бу гуваһлиқ аңлаш йиғиниға қәтий қарши туридиғанлиқини билдүргән иди.
“уйғур сот коллегийәси” ниң бу гуваһлиқ аңлаш йиғиниға қатнишиш үчүн лондонға йетип барған уйғур һәркити тәшкилатиниң рәиси рушән аббас ханим “уйғур сот коллегийәси” ниң қатму-қат бесимлар астида елип бериватқан хизмәтлири һәққидә тохтилип мундақ деди: “қуяшни етәк билән билән япқили болмиғандәк, хитай немила қилсиму һәқиқәтни йошуралмайду.”
“уйғур сот коллегийәси” ниң тор бетидики мәлуматларға қариғанда, “уйғур сот коллегийәси” һечбир маддий пайда алмайдиған йәттидин артуқ адвокат вә мутәхәссисләрдин тәркиб тапқан бир сот коллегийәси икән. Мәзкур сот коллигейәси һечқандақ бир дөләт, тәшкилатқа бағлиқ болмиған мустәқил сот коллегийәси болуп, униң әзалириниң уйғурларниң һоқуқини қоғдайдиған сиясий паалийәтчиләр әмәслики алаһидә әскәртилгән.
Рушән аббас ханим хитай бесиқтурушқа урунған һәр қандақ ишниң тоғра икәнликини әскәртти вә йәнә мундақ деди: “хитай җинайитиниң оттуриға чиқишидин қорқуватиду.”
Мушу айниң башлирида белгийә парламентида өткүзүлмәкчи болған хитайниң уйғур дияридики җаза лагерлири тоғрисида гуваһлиқ бериш йиғиниму тор хаккерлириниң һуҗуми сәвәблик тор кесилип, йиғин кечиктүрүлгән иди.
Мәзкур коллегийәниң рәиси җеффери найис гуваһлиқ аңлаш йиғини һәққидә бәргән баянатида мундақ дегән иди: “коллегийәниң нишани йүз бәргән ишлар һәққидә һәқиқәтни оттуриға чиқириш. Һәқиқәт ашкариланғандин кейин, зулумға учраватқанлар бәлким тинчлиққа еришиши мумкин.”