“алтә шәһәр консерти” әнқәрәдә ғәлибилик аяғлашти
2024.12.16

Хитай һөкүмити һәр хил усуллар билән уйғурларни ассимилятсийә қилишқа тиришиватқан бүгүнки күндә муһаҗирәттә уйғур мәдәнийитини қоғдаш вә дуня җамаәтчиликигә тонуштуруш мәқситидә “мирас” намидики “йипәк йоли коллектипи” ниң “алтә шәһәр консерти” ниң әң ахирқи мәйдан оюни әнқәрә шәһридә көрситилди. Асаслиқ нахшичи вә актип паалийәтчи рәһимә мәһмуд, асаслиқ сазәндә, уйғур музикилирини тәтқиқ қилғучи пирофессор рәйчил харрис қатарлиқлардин тәркиб тапқан алтә сәнәтчи қоллиридики уйғурчә сазлири, рәңдар әтләс кийимләр вә уйғур доппилири билән сәһнидин орун елип, бир йерим саәт мәхсус консерт бәрди. Уларниң әнқәрә университети тил-тарих җуғрапийә факултетиниң залида орунлиған уйғур муқамлири вә нахша музикилири тамашибинларни җәлп қилған болуп, гүлдүрас алқиш садалири тохтимиди.
Нөвәттә түркийәни идарә қиливатқан “ақ партийә” сидин болған парламент әзаси осман мәстән әпәнди консерт башлиништин бурун ечилиш нутқи сөзлиди. У бундақ бай мәдәнийәткә игә бир милләт өз тәқдирини өзи бәлгилиши керәкликини тәкитләп мундақ деди: “уйғурлар тунҗи болуп ислам динини қобул қилғандин кейин ислам тарихиғиму зор төһпиләрни қошқан вә бүйүк алимларни йетиштүргән улуғ бир милләттур. Уйғурлар узун йиллардин буян хитай зулми астида туруватқан болсиму өз мәдәнийити вә күлтүридин ваз кәчмиди. Шундақла ассимилятсийә болмастин вәтән вә милләт ишқи билән дуняниң һәр қайси җайлирида күчлүк муһаҗирлар топи бәрпа қилип, биз түркләрни ғурурландуруватқан бир милләттур. Худайим буйруса уйғурлар әң йеқин заман ичидә түрк ислам мәдәнийитидә қайта орун алиду. Түрк дуняси тарихта көрүлүп бақмиған шәкилдә өзара йеқинлишиватимиз. Түрк дөләтлири оттурисидики һәмкарлиқ күчәймәктә. Мән уйғур қериндашлиримизниңму өз тәқдирини өзи бәлгиләйдиған күнлири йеқинлашти, дәп ойлаймән.”
Консерт җәрянида доктор әхмәт озан байсал әпәнди тамашибинларға өзи билән тәң сәһнидә музика орундиғучи сәнәткарларни тонуштуруп өтти. Уйғур музикисини тәтқиқ қилғучи пирофессор рәйчил һаррис ханим дутар билән, дилзат турди дап билән, ли чоң (Li Cheong) ғиҗәк билән, шөһрәт нур равап билән сәһнидин орун алди. Улар рәһимә мәһмуд ханим ейтқан “яру”, “тарим нахшиси”, “ай билән күн яр саңа”, шундақла “нава” муқаминиң “җула” си қатарлиқ уйғур нахшилириға вайиға йәткүзүп музика тәңкәш қилди.
Консерт ахирлашқандин кейин микрофонимизни түрк парламент әзалириға узаттуқ. Түркийәниң “саадәт вә келәчәк партийәси” дин болған парламент әзалириниң парламенттики гуруппа мәсули сәлчуқ өздағ әпәнди өз туйғулирини баян қилип мундақ деди: “шәрқий түркистан 1949-йили хитайниң таҗавузиға учриди. У, күндин буян азаб-оқубәт ичидә. Хитай ‛бир бәлбағ бир йол қурулуши‚ни әмәлгә ашуруш үчүн шәрқий түркистанлиқларни хитайлаштурушта қолидин кәлгәнни қиливатиду. Ундақта шәрқий түркистан дәвасини дуняға қандақ аңлитимиз? мән дуня уйғур қурултийида бурунла шуни дегән идим: мәдәнийитиңларни дуняға тонуштуруңлар. Уйғурлар бай мәдәнийәт-сәнәткә игә. Уйғур миллий кимликини қоғдап қелиш үчүн, тил, дин, мәдәнийәт вә сәнәтни қоғдап қелиш керәк. Уйғурларниң бу шанлиқ мәдәнийитигә тәвә болған уйғур сәнитини дуняға тонуштуруватқан рәһимә мәһмуд башчилиқидики ‛йипәк йоли коллектипи‚ ниң алтә шәһәрдә оюн қоюп, уйғур сәнәтини тонуштуруши интайин муһим әһмийәткә игә дәп ойлаймән. Мән консертни көрүп бәкла тәсирләндим. Бу нәччә миң йиллиқ мәдәнийәтниң җәвһиридур.”
“ийи” партийәсиниң парламент әзалириниң түркийә парламентидики мәсули сатуқ буғра қавунҗу әпәнди мәслиһәтчилири билән бирликтә бу қетимлиқ оюнни көрүшкә кәлгән иди. У бу һәқтики тәсиратини баян қилип мундақ деди: “мән түркистанлиқ бир аилиниң әвладимән. Мән силәрниң бир әзайиңлар һесаблинимән. Шәрқий түркистан дәвасиға беридиған әң чоң ярдимимиз мәдәнийәт-сәнәт җәһәттә уйғурлардин күчләндүрүш болиду. Бундақ бир мәдәнийәтни қоғдап қелиш үчүн қолимиздин кәлгән ярдәмни қилишимиз керәк. Мән бәкла тәсирләндим.”
“йипәк йоли коллектипи” ниң “алтә шәһәр консерти” 9-айниң 1-күни белгийәниң пайтәхти бирюсселда башланған болуп, түркийә пайтәхти әнқәрәдә ахирлашти. “йипәк йоли коллектипи” ниң асаслиқ нахшичиси, сәнәткар вә актип паалийәтчи рәһимә мәһмуд ханим соалимизға җаваб берип мундақ деди: “биз вәтәндики алтә шәһәрни әсләш йүзисидин консертниң намини ‛алтә шәһәр консерти‚ дәп қойған идуқ. Бу консертни қоюш сәпиригә атлиништики мәқситимиз болса дуняға уйғур сәнитини тонуштуруш, ашу шәһәрләрдики уйғурлар билән дидар көрүшүш, һәрқайси җайларда уйғур дәвасини қиливатқан яки сәнәт билән шуғуллиниватқан сәнәткарлар билән пикир алмаштуруш вә у дөләтләрдики сәнәткарлиримиз билән бирликтә оюн қоюп уйғур миллий сәнитини тонуштуруш. 2017-Йилидин кейин һәр қайси дөләтләр вә дуня җамаәтчилики уйғурларниң ирқий қирғинчилиққа учриған һәмдә бесивелинған земин икәнликини билгән болсиму, уйғурларниң парлақ мәдәнийәткә игә милләт икәнликини билип кәтмәйду. Шуңа уйғур сәнитини дуняға тонуштуруш үчүн алтә шәһәрдә консерт бәрдуқ.”
Рәһимә мәһмуд ханим бирюссел, париж, ситокһолм, осло вә истанбул қатарлиқ шәһәрләрдә консерт бәргәндин кейин, 15-декабир күни ахшими әнқәрәдә бәргән консертниң әң мувәппәқийәтлик вә әң яхши консерт болғанлиқини тәкитлиди.