Уйғур көргәзмисини көргән партийәләр рәһбәрлири уйғурларни қоллайдиғанлиқини билдүрүшти
2023.01.10

Истанбулниң малтәпә районидики күлтүр бағчисида өткүзүлгән “түркмән йөрүк мәдәнийәт фестивали” да уйғурлар мәхсус бөлүм ечип уйғур мәдәнийитини тонутқандин сирт, хитайниң уйғурларға елип бериватқан ирқий қирғинчилиқини аңлатқан.
Мәзкур паалийәттә оттура асия түркий җумһурийәтлири, түркийә вә дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән түркий хәлқләр бөлүмләр ечип өз мәдәнийәтни тонутқан. Уйғурлар ачқан бөлүмни түркийәниң әң чоң өктичи партийәси болған “җумһурийәтчи хәлқ партийәси” рәиси кәмал қиличдаруғлу, сабиқ баш министир әхмәт давутоғлу, “өзгириш” партийәси рәиси мустафа саригүл әпәндиләр зиярәт қилған.
Мәзкур паалийәткә иштирак қилған “уйғур һәқ-һоқуқ вә адаләт” җәмийити муавин рәиси мирзәхмәт илясуғлу әпәнди телефон зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “биз узундин буян хитай консулханиси вә башқа йәрләрдә елип барғандәк пәқәтла хитайниң уйғурларға қарита елип бериватқан ирқий қирғинчилиқини аңлитиш биләнла чәклинип қалмастин, бу ирқий қирғинчилиқниң асасий сәвәбиниң мәдәнийитимиз, диний етиқадимиз сәвәбидин икәнликини оттуриға қойдуқ. Бу үч күн җәрянида нурғун кишиләр бизниң бөлүмимизни айланған болди”.
Мирзәхмәт илясуғлу әпәнди бу паалийәтниң әң муһим тәрипи һәққидә мундақ деди: “бу қетимқи паалийитимизниң әң чоң әһмийәтлиридин бири, түркийәдә һакимийәт бешидики адаләт вә тәрәққият партийәсидин қалса түркийә парламентида әң көп парламент әзаси бар болған ‛җумһурийәтчи хәлқ партийәси‚ниң рәиси кәмал қиличдароғлуниң бөлмимизгә келиши вә у кәлгәндә бизни сөзгә тәклип қилиши болди. Түркийәниң бурунқи баш министири, ‛келәчәк‚ партийәси рәиси әхмәт давутоғлуму уйғур бөлүмини айланди. Һәр иккила рәис уйғурларниң ялғуз әмәсликини вә уйғурларни қоллайдиғанлиқини билдүрди”.
2023-Йилиниң оттурилирида түркийәдә өткүзүлидиған президент вә парламент әзалири сайлимида һазирқи һөкүмәткә қарши 6 партийә иттипақдашлиқ қуруп сайламға қатнашмақчи. Мирзәхмәт әпәнди уйғур бөлмисини зиярәт қилған “җумһурийәтчи хәлқ партийәси”, “ийи” партийәси, “келәчәк” партийәси вә мәзкур иттипаққа қатнашмиған “зәфәр” партийәси билән “өзгириш” партийәсидин сайламда утуп қалса түркийә парламентида уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилип қарар чиқиришни тәләп қилғанлиқини вә улардин иҗабий җаваб алғанлиқини баян қилди.
“өзгириш” партиси рәиси мустафа саригүл әпәнди уйғур бөлүмидики зиярити җәрянида мухбирларға баянат берип мундақ дегән: “уйғур түрклири һәргиз ялғуз әмәс. Уйғурларға игә чиқишимиз керәк. Уйғурларға елип бериливатқан бу зулумни һәр йәрдә һәр даим әйиблишимиз керәк. Хитай бүгүн уйғур түрклиригә адәм қелипидин чиққан муамилә қилмақта, буни қобул қилишимиз мумкин әмәс”.
Мәзкур паалийәт җәрянида уйғур академийәси вәхписи рәиси доктор фәрһат қурбан тәңритағли әпәнди “шәрқий түркистан вә уйғурлар” темисида доклат бәргән. У, бу һәқтә бизгә мәлумат бәрди.
1-Айниң 5-күнидин 8-күнигичә өткүзүлгән “йөрүк түркмән мәдәнийәт фестивали” ға 400 әтрапида аммиви тәшкилат мәхсус бөлүмләр ечип мәдәнийитини тонутқан. Уйғурларға вакалитән уйғур академийәси вәхписи, шәрқий түркистанлиқлар федератсийәси, уйғур һәқ-һоқуқ вә адаләт җәмийити, уйғур илим вә мәрипәт вәхписи, уйғур җаза лагерлири қурбанлири мунбири қатарлиқлар ортақ бөлүм ечип уйғур мәдәнийити вә уйғурларниң нөвәттики еғир вәзийитини тонутқан. Мәзкур паалийәт истанбул шәһәрлик һөкүмәтниң қоллиши билән өткүзүлгән.