“йеңи зүркликләр” гезити: “уйғур диярида ‛һәммә ишниң нормаллашқанлиқи‚ ялған!”
2024.01.19
Хитай һакимийитиниң иқтисадий тәрәққият вә саяһәт әвзәлликини көз-көз қилип дуняға “һәммә иш нормал” дәп тәшвиқ қиливатқан уйғур дияриниң вәзийитидә зади қандақ бир өзгиришниң вуҗудқа кәлгәнликини өз көзлири билән көрүш, шундақла хитайниң уйғур дияридики җаза лагерлириниң расттинла тақалған-тақалмиғанлиқини билиш, бәзи ғәрб ахбарат органлириниң җиддий қизиқишиға айланмақта. Шиветсарийәдә нәшрдин чиқидиған “йеңи зүркликләр гезити” шулардин бири.
Һалбуки, йеқинда уйғур диярида зиярәттә болған “йеңи зүркликләр гезити” ниң мухбирлири өзлириниң 18-январ елан қилған мақалисидә аталмиш “нормаллашқан шинҗаң” ни көргәнликини ипадә қилмиған. Әксичә мухбирлар “шинҗаңдики қайта тәрбийәләш лагерлири: нормаллашқанлиқниң шәписи йоқ” намлиқ бу мақалисини “хитай һөкүмити шинҗаңда һәммә ишларниң яхшилинип кәткәнликини тәкитләватиду. Раст шундақму? нәқ мәйданда тәтқиқ қилип көрәйли” дегән кириш сөз билән башлиған. Улар хитай һакимийитиниң тәшвиқат васитилиридә давраң селиватқандәк уйғур диярида “һәммә ишниң нормаллашқанлиқи” ниң ялғанлиқини илгири сүргән.
“нәқ мәйдан тәтқиқати” дәп атиған бу мақалидә баян қилишичә, 2023-йили ноябир айлирида “йеңи зүркликләр гезити” ниң бир бөлүк мухбирлири уйғур дияриға зиярәткә барған. Улар ғулҗадики чөлдәрәп қалған бир лагерни вә үрүмчиниң җәнубидин 200 километир йирақлиқтики шопурлуқ курсиға айландуруп қоюлған йәнә бир лагерни йирақтин көргән. Бирақ бу лагерларни назарәт қиливатқан нә сақчилар, нә қаравуллар яки тутқунларни көрмигән. Гоя бу лагерлар әзәлдин ишлитилип бақмиғандәк вәйранә бир қияпәтләр көзлиригә челиққан. Улар бу мәнзирини көрүп, “лагерлар растинла тақалғанмиду?” дегән ойғиму келип қалған.
Һалбуки, улар издинип йүрүп, даванчиңдики үстигә сим тосуқлар орнитилған егиз ақ там билән қоршалған, қаравулханилирида көзәтчи әскәрләр мидирлап йүргән бир лагерниму көргән. Кочида учриған уйғурлар мухбирларниң бу һәқтики соаллирини сүкүт арқилиқ җавабсиз қалдурған. Бир кавапчи уйғур “у җай һазир түрмә” дәп җаваб бәргән, йәни у бу җаваби арқилиқ йиллардин буян қанчә онмиң инсанниң қамалғанлиқи пәрәз қилинип кәлгән даванчиңдики чоң лагерниң һазир түрмигә өзгәртилгәнликини билдүргән.
Мақалидә тәсвирлишичә, мухбирлар кочида учратқан көплигән уйғурларни лагерлар һәққидә зиярәт қилишқа урунған болсиму, хитай тәһдитидин йүрәклири ләхтә болған вә қорқуп кәткән бу кишиләр өзини қачурған, бирақ җаваб беридиған инсанларму чиққан. Җаваб бәргәнләрниң һәммисиниң сөзи охшашла “һазир лагер мәвҗут әмәс, улар нормал түрмә” дегән. Бу хил охшаш җаваблардин гуманланған мухбирлар хитай һөкүмитиниң уйғурларға “чәт әлликләр сориса, мушундақ дәйсән” дәп ичкий буйруқ чүшүргән болуши мумкинликини пәрәз қилған.
Голландийәдики лагер шаһити қәлбинур сидиқ ханим бу һәқтә тохталғанда, хитай һакимийитиниң йеқиндин буян шәрқий түркистандики җаза лагерлири вә бу лагерларға қамалған уйғурлар учраватқан еғир зулумларни давамлиқ йошуруш үчүн хәлқараға “учқандәк тәрәққий қиливатқан һәмдә саяһәт әвзәллики юқири болған гүзәл шинҗаң” тәшвиқатини пүтүн күчи билән қанат яйдуруватқанлиқини тилға алди.
“йеңи зүркликләр гезити” мухбирлириниң баянлиридин мәлум болушичә, улар уйғур диярида лагерларни яки лагерлардин қоюп берилгән сабиқ тутқунларни вә яки мәҗбурий әмгәк завутлирини зиярәт қилиш мәқситигә йетәлмигән. Улар қазақистанда зиярәтләрдә болуп, алмутадики бир бөлүк қазақ лагер шаһитлири һәм уларниң уруқ-туғқанлири билән сөһбәтләр елип барған.
Мухбирлар қазақистандики сөһбәт әснасида, қолида имамлиқ кинишкиси болған 52 яшлиқ турсун савутниң “аммиви тәртипни бузған” дегән җинайәт билән 13 йиллиқ кесиветилгәнлики, хитай өзи бәргән кинишкиниңму уни қутқузуп қалалмиғанлиқи, һазир қазақистанда яшаватқан 69 яшлиқ халидә атханниң 39, 42 вә 44 яшлиқ үч оғлиниң “намаз оқуған” гунаһи үчүн 10 йиллиқ, 22 йиллиқ вә 25 йиллиқ қамақ җазалириға мәһкум болғанлиқиға охшаш талайлиған пакитларни көргән. Улар мақалисидә халидә атхан аниниң “шу оғуллиримниң чирайини бир қетим көрүвелип өлүп кәтсәм, арминим йоқ иди” дәп йиғлап кәткәнликини тилға елип, буниңға охшаш хитайниң җинайи қилмишлириға даир дәлилләрни қазақистандин көпләп тапалайдиғанлиқини әскәрткән. Бу реаллиқлар уларни хитайниң “шинҗаңда һәммә иш нормал” дегән сәпсәтилирини тамамән рәт қилиш имканийәтлири билән тәминлигән.
Фирансийәдики җаза лагери шаһити гүлбаһар хативаҗи ханим бу һәқтә тохталғанда, хитайниң “шинҗаңда һәммә иш нормал” тәшвиқатиниң әмди базар тапалмайдиғанлиқини, дуня җамаитиниң хитай йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтләрдин хәвәрдар болуп болғанлиқини ипадә қилди. Шиветсарийәдики уйғур зиялийси әндели әпәндиму бу һәқтә өз қарашлирини ипадә қилип өтти.
Мақалидә хитай һакимийитиниң уйғурларниң әнәниви аилә қурулмисини вәйран қилиш үчүн уйғур оқуғучиларни ятақлиқ мәктәпләргә орунлаштуруп, ешинча әмгәк күчлирини хитай өлкилиригә йөткәп апирип мәҗбурий әмгәккә селип, уйғур мәдәнийити вә өрп-адитидин айрип ташлаватқанлиқиму баян қилинған. Мақалида йәнә җаза лагерлиридики қийин-қистақлар, уйғур мәдәнийитиниң вәйран қилиниши, мәсчитләрниң чеқилиши қатарлиқ әмәлий мәзмунларғиму орун берилгән.