Чапчал җағистайда 15 йиллиқ җаза муддитини түгәткән илһам иминҗан йәнила қоюп берилмигән
2021.10.01
Инкас қилинишичә, уйғур районида йеқинқи 4 йилдин буян илгири қолға елинип җаза муддитини түгәткәнләр асасән дегүдәк қоюп берилмигән, қоюп берилгәнләр болса сабиқ мәһбус намида қайтидин тутқун қилинип лагерға йолланған. Чапчал наһийәсиниң җағистай йезисидики илһам иминҗанму 2006-йили 15 йиллиқ кесилгән вә бу йил 6-айниң 22-күни җаза муддити тошқан болсиму, та һазирғичә қоюп берилмигән.
Ениқлашлиримиздин мәлум болушичә, 2017-йили уйғур районида лагер тутқуни башланғанда, сабиқ мәһбуслар йәни илгири түрмидә йетип чиққанлар, әң дәсләптә тутулғанлар қатарида орун алған; 2014-йили 6-айда башланған “террорчиларға қаттиқ зәрбә берииш” долқунидиму сабиқ мәһбуслар дәсләпки зәрбә нишанлири арисида орун алғаниди. Мәлум болушичә, йеқинқи 4 йил ичидә, илгирики йилларда түрмигә ташлинип җаза муддитини түгәткәнләр асасән дегүдәк аилисигә қайтмиған. Чапчал вәзийитидин хәвәрдар бир кишиниң өткән һәптә радииомизға инкас қилишичә, чапчалниң җағистай йезисидики илһам иминҗан 2006-йили 15 йиллиқ кесиветилгән. Бу йил 6-айниң 22-күни қоюп берилиши керәк болған илһам иминҗан та бүгүнгичә аилисигә қайтмиған.
Чапчал җағистайға қарита елип барған телефон зиярәтлиримиз давамида, алақидар хадимлардин илһам иминҗанниң мәһәллидә бар яки йоқлуқини соридуқ. Бир кәнт аманлиқ мудири, илһам иминҗанни узундин бери көрмигәнликини баян қилиш арқилиқ, униң техи қоюп берилмигәнликини ашкарилиди.
Инкаста баян қилинишичә, илһам иминҗан, биз алдинқи күни хәвирини бәргән йәни 33 йешида 3-қетим тутқун қилинған әркин иминҗанниң иккичи акиси болуп, әркинниң әң чоң акиси мәмәтҗан иминҗан, 2018-йили 17 йиллиқ кесиветилгән; әркинниң иниси әнвәр иминҗан болса, бу йил 6-айда 7 йиллиқ кесиветилгән. Шундақта, иминҗан аилисидики 5 оғулдин 4 нәпири нөвәттә түрмә вә қамақта икән. Җағистайдики алақидар кәнт хадимлири, гәрчә, юқириқи төт ака-укиниң конкрет әһвали, җүмлидин җаза муддәтлири һәққидә мәлумат бәрмигән болсиму, әмма уларниң қамақта икәнликини рәт қилмиди.
Мәлум болушичә, җаза муддити тошуп 4 айдин кейинму қоюп берилмигән илһам иминҗан, иниси әркин иминҗанға охшашла, 21 яш вақтида түрмигә ташланған болуп, униң яшинип қалған ата-аниси уни түрмидин чиққан һаман тойини қилип өйлүк очақлиқ қилиш вә әвлад қалдуруш пурситини яритип беришни пиланлаватқан икән. Илһам иминҗанниң қоюп берилмәй давамлиқ тутуп турулуши сәвәбидин, уларниң бу әқәллий вә һәққаний аилә пиланиму тосқунлуққа учриған.
Чапчал наһийәсидики алақидар хадимлар, илһам иминҗанниң җаза муддити тошқан туруқлуқ немә үчүн қоюп берилмигәнлики һәққидики соалимизни җавабсиз қалдурди. У йәнә чапчал бойичә, йәнә қанчилиған мәһбусларниң җаза муддити тошқан туруқлуқ қоюп берилмигәнлики һәққидики соалимизғиму җаваб бәрмиди.
Илгири даириләр, һөҗҗәтлиридә сабиқ мәһбусларни немә үчүн қайта тутуш керәкликигә изаһат берип, 2009-йилдин кейин уйғур районида йүз бәргән қаршилиқ һәрикәтлиридә түрмидин чиққанларниң бәлгилик санда мәвҗут икәнликини илгири сүргәниди. Уйғур аптоном районлуқ партийә мәктипиниң тәтқиқатчиси чю йүәнйүән болса, 2017-йилниң ахири “диний әсәбийликкә түгитиш долқуни” һәққидики бир тәкшүрүш доклатида, 2014-, 2015- вә 2016-йиллири уйғур районида “террорчилар” ға бәк қаттиқ вә кәң дәриҗидә зәрбә берилгәнлики, уларниң аилә-тавииабат вә уруқ-туғқанлириниң бу һәрикәткә қарита қорсақ көпүки болмаслиқиниң мумкин әмәсликини, шуңа буларниң иш терип қоюшиниң алдини елиш үчүн, диний әсәбийликни тазилаш нами астида “тәрбийәләш мәркәзлири” қурулғанлиқини вә бу мәркәздикиләрниң һечқандақ бир җинайәт өткүзмигән болсиму, муқимлиқни сақлаш үчүнла тутуп турулуватқанлиқини ашкарилиған иди. Шәндуңдики бир тәтқиқат торида елан қилинған бу доклат, узун өтмәй тордин өчүрүветилгәниди.