Анализчилар: “хитай тор абунтлиридики ‛шинҗаң мәһсулатлири‚ ға болған сәзгүрлүкниң мурәккәп сәвәблири бар”

Мухбиримиз әркин
2021.12.28
Һәқиқәткә қарши шиддәт билән күчийиватқан хитай сәпсәтиси Пахта тоқумичилиқ завутидики ишләпчиқириш линийәси. 2021-Йили 1-апрел, корла.
REUTERS

Нөвәттә “шинҗаң мәһсулатлири” дегән нам хәлқарада уйғур қуллуқ әмгикиниң симвулиға айлинип, хитайни биарам қилидиған назук сиясий термин болуп қалди. Болупму өткән һәптә америка президентиниң “уйғур мәҗбури әмгикиниң ‍алдини елиш қануни” ға имза қоюши, хитайда “шинҗаң мәһсулатлири” ға болған сәзгүрлүкини техму ашуруп, буниңға қарита инкаста болған һәрқандақ бир чәт әл ширкити хитай тор абунтлириниң техиму қаттиқ һуҗум нишани болуп қалған.

Өткән һәптә американиң икки даңлиқ парчә сетиш зәнҗири-волмарт билән самс кулубниң хитайдики тармақ дуканлириниң тор базиридин “шинҗаң мәһсулатлири” ни чиқириветиши вә хитай тор абунтлириниң буниңға көрсәткән инкаси, бу намниң хитайда қанчилик сәзгүр атаққа айланғанлиқини көрсәткән. Мәлум болушичә, хитай тор абунтлири тушму-туштин волмарт вә самс кулубқа телефон қилишип, “шинҗаң мәһсулатлири” ниң тордин немә үчүн чиқириветилгәнликини сүрүштүргән.

Буниң алдида америка интил ширкитиниң хитай тәминат зәнҗиридики һәр қайсий карханиларға хәт йезип, уларни “шинҗаң мәһсулатлири” ни ишләтмәслик яки униңға алақидар мулазимәт билән шуғулланмаслиқни агаһландурғанлиқини елан қилишиму, хитай тор абунтлириниң ғәзипини қозғиған иди. Мәлум болушичә, бу қетим волмарт билән самс кулуби милад байриминиң һарпа күни, йәни 24-декабир ‍өзлириниң тор базирида “қумул қоғуни”, “шинҗаң чилани”, “шинҗаң ‍үрүки” қатарлиқ бир қанчә йәрлик мевә мәһсулатини қоюп қоюп, қалған мәһсулатларниң һәммини чиқирип ташлиған.

Бу вәқә президент байден 23-күни “уйғур мәҗбури әмгикиниң алдини елиш қануни” имзалап әтисила йүз бәргән. Бу һадисә кишиләрдә “хитай тор абунтлириниң һуҗуми немә үчүн уйғурларни қуллуқ әмгикигә селип, аталмиш ‛шнҗаң мәһсулатлири‚ ниң чәклинишигә сәвәб болған хитай даилириға әмәс, бәлки бу мәһсулатларни тордин еливәткән чәт әл ширкәтләргә қаритилиду?” дигән суал пәйда қилған. Бирақ америкадики хитай зиялийси, “бейҗиң баһари” журнилиниң сабиқ баш муһәррири ху пиң әпәндниң қаришичә, хитайдики бу хил наразилиқ әмәлийәттә американиң “шинҗаң мәһсулатлири” ға йүргүзгән имбаргосиниң ролини көрситидикән.

Ху пиң 29-декабир бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда мундақ диди: “имаргониң әсли мәқситиму шу. Американиң сода вә иқтисадий җәһәттин хитайға бесим ишлитиши, униңға иқтисадий-сода имбаргоси қоюши, әлвәттә шу җайдики хәлқниң иқтисадий мәнпәә‍тигә тәсир қилиду. Сизниң бесим ишлитишиңизниң мәқситиму бу хил усул арқилиқ хитайниң иқтисадиға тәсир көрситиш, хитай хәлқиниң турмушиғиму тәсир көрситиш, бу арқилиқ айлинип келип ахирида хәлқниң хитай һөкүмитигә болған бесимини шәкилләндүрүп, униң сияситини өзгәртиштур. Американиң ‍иқтисадий җазасиниң мәқситиму шу.”

Ху пиңниң ейтишичә, американиң иқтисадий җазаси хитай хәлқиниң турмушиға тәсир қилғансири, бу уларни “уйғурлар мәисилиси” гә қарита позитсийә билдүрүшкә мәҗбурлайдикән.

Ху пиң мундақ деди: “мәйли ишчилар иш ташлисун яки оқуғучилар дәрс ташлисун, бу алди билән пуқраларға тәсир қилиду. Адәттә хитай һөкүмитиниң сиясити билән кари болмайдиған, өзи тәсиргә учримисила һечнимә билән чатиқи йоқ кишиләр, башқилар қаршилиқ көрситип яки чәт әл дөләтлири хитайға иқтисадий җаза йүргүзүп, турмуши тәсиргә учриғанда, уларни позитсийә билдүрүшкә мәҗбурлайду. Буни хитай һөкүмитиниң хата сиясити кәлтүрүп чиқарғачқа, униңға бесим ишлитишкә башлайду.”

Лекин чәт әллләрдики йәнә бәзи анализчилар, аталмиш “шинҗаң мәһсулатлири” ниң адәттики хитай тор абунтлирида бундақ қаттиқ инкас қозғап кетишиниң чүшиниш мүшкүл болған техиму чоңқур вә мурәккәп сәвәблириниң барлиқини билдүрди. Голандийәдә турушлиқ уйғур паалийәтчи вә вәзийәт анализчиси асийә уйғур ханимниң ейтишичә, хитай һөкүмити бәзи хитай пуқралириниң мәнпәәтини уйғур мәҗбурий әмгекигә бағлап қойған икән. У: “бу наһайити чүшиниксиз яки адәмни чөчүтидиған бир әһвал болсиму, лекин һәқиқәт шу” дәп көрсәтти.

Асийә уйғурниң ейтишичә, хитай һөкүмити “шинҗаңға нишанлиқ ярдәм бериш программиси” арқилиқ хитайниң 19 ‍өлкә вә шәһрини уйғур елиға бағлап қойған. У хитай һөкүмитиниң “шәхсий вә һөкүмәт ‍игидарчилиқидики карханиларға кәспий тәрбийәләш орунлирини қуруп берип, өзлириниң еһтияҗиға асасән йәрлик хәлқләрни ишлитиш һоқуқи бәргәнлики” ни билдүрди.

Волмарт яки самс кулубниң аталмиш “шинҗаң мәһсулатлири” ни немә үчүн тордин чиқиривәткәнлики мәлум әмәс. Хитай тор абунтлириниң хитай иҗтимаий таратқулирида йезишичә, волмарт билән самс кулуб уларға юқум түпәйли “шинҗаң мәһсулатлири” ниң тәминати йетишмәйватқанлиқини ейтқан. Ху пиң әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң хитайдики америка дуканлириниң тәминат зәнҗирини ақситип, америкадин ‍өч елиш еһтималлиқини йоқ дегили болмайдикән.

Ху пиң йәнә мундақ деди: “чүнки америка һөкүмитиниң хитай һөкүмитигә қарита бундақ иқтисадий җаза йүргүзүшигә қарита хитай һөкүмити чоқум өч елиш һәркити қоллиниши мумкин. Хитай бәлким американиң мәһсулатлириға, америка ширкәтлиригә мәлум қийинчилиқларни пәйда қилиду. Бу әһвал көрүлсә кишини һәйран қалдурмайду.”

Лекин “вол-стерет жорнили” гезитиниң ейтишичә, волмартниң америкадики баш ширкитиниң баянатичиси бу әһвалға қарита пикир билдүрүшни рәт қилған. “вол-стерет жорнили” гезитиниң 27-декабир бәргән бу һәқтики хәвиридә, аталмиш “шинҗаң мәһсулатлири” волмарт вә самс кулубниң хитайдики тор базирида тепилмиған болсиму, бирақ өткән шәнбә күни волмартниң бейҗиң шәһәр мәркизидики бир дукинида “шинҗаң чиланлири” ниң сетилғанлиқини билдүргән. Мәлум болушичә, нөвәттә волмарт билән самс кулубниң хитайда 434 дукини бар икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.