Вәтән хәвпсизлик министирлиқи: “уйғур мәҗбурий әмгикигә қилчиму рухсәт йоқ!”

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2024.06.12
xitay-mehsulati-mejburiy-emgek-chach.jpg Ню-йорк портидики америка таможна вә чегра қоғдаш (CBP) хадимлири хитайдин киргән, уйғур районидики түрмә яки җаза лагердикиләрниң әмгики билән ясалған дәп гуман қилинған ялған чач вә қошумчә буюмларни тәкшүрмәктә. 2020-Йили 29-июн.
AFP

Уйғур қирғинчилиқидики әң ядролуқ мәзмунларниң бири уйғурларниң мәҗбурий әмгәккә селиниши вә “заманиви қуллар” ға айландурулуши болуп, изчил һәрқайси саһәниң зор диққитидә болуп кәлмәктә. Дәл шундақ болғанлиқи үчүн америка дөләт мәҗлисидики икки палатада мутләқ үстүн аваз билән мақулланған “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” 2021-йили декабирда пирезидент җов байденниң имза қоюши билән рәсмий қанунға айланғандин буян уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ хитай ширкәтлири арқиму-арқидин “михқа үсүш” кә башлиди. 11-Июн күни бу һәқтики әң йеңи қарарниң елан қилиниши буниң бир инкаси сүпитидә һәрқайси ахбарат васитилиридин кәң йәр алди.

 Америка ана вәтән хәвпсизлик министирлиқи елан қилған шу күнлүк уқтурушта “доңгуән бостанлиқ аяғ кийим чәклик ширкити” , “шәндуң мейҗя гуруһи” вә “шинҗаң шенхо көмүр вә електир чәклик ширкити” ниң америка һөкүмити түзгән “қара тизимлик” кә киргүзүлгәнлики ейтилди. Уқтурушта ениқ қилип “бу ширкәтләр уйғур мәҗбурий әмгикигә биваситә һалда бағланғанлиқи үчүн уларниң мәһсулати америка базиридин чәкләнди. 2024-Йили 12-июндин башлап улар експорт қилған һәрқандақ мәһсулат бирдәк америка таможнисидин өткүзүлмәйду” дейилди. Шуниңдәк бу қара тизимликкә киргүзүлидиған ширкәт тизимликиниң давамлиқ кеңийиватқанлиқи тәкитләнди.

Мәлум болушичә, бу ширкәтләр деңиз мәһсулатлири, алюмин материяллири вә аяғ кийимләрни ишләпчиқириш билән тонулған болуп, хитай мәтбуатлирида “шинҗаңниң иқтисадий қурулушидики ғоллуқ ширкәтләр” дәп тәрипләнгән икән. Бу үч ширкәтниң қара тизимликкә елиниш мунасивити билән америка вәтән хәвпсизлик министирлиқиниң министири алехандро майоркас (Alejandro Mayorkas) алаһидә сөз қилип, буниң тасадипий елинип қалған қарар әмәсликини алаһидә әскәртти. Униң сөзлиридә мундақ қурлар бар: “вәтән хәвпсизлик министирлиқи һечқачан америка тәвәсидики һечқандақ тәминләш зәнҗиридә мәҗбурий әмгәкниң мәвҗут болушиға йол қоялмайду, шундақла барлиқ саһәләрдә өз қанунлирини иҗра қилиду. Биз мәҗбурий әмгәктин пайдиланған ширкәтләрни давамлиқ тәкшүримиз һәмдә уларниң җавабкарлиқини сүрүштә қилимиз. Биз һәрқайси ишләпчиқириш тармақлиридики мәнпәәтдарлар, пуқрави җәмийәтләр вә хәлқара шериклиримизни мәҗбурий әмгәкниң қамчисини йоқитишта биз билән һәмкарлашсикән, дәймиз. ”

Америка таможнисидин өтүватқан таварларниң қисмән яки толуқ һалда мәҗбурий әмгәк билән бағлиниши америка һөкүмити изчил иҗра қилип кәлгән уйғур қирғинчилиқиға қарши туруш вә униң җавабкарлирини сүрүштә қилиштәк дөләт сияситигә хилап икәнлики мәлум. Болупму бу қетим қара тизимликкә қошулған үч ширкәтниң ичидики “шәндуң мейҗя гуруһи” деңиз мәһсулати ишләпчиқириш әмгикидә уйғур ишчиларни “заманиви қуллар” сүпитидә көпләп ишләткәнлики үчүн алаһидә диққәт қозғиған. Вәтән хәвпсизлик министирлиқиниң бу қарарни елишиға нәзәрийәви асас һазирлап бәргүчиләр “қанунсиз окян қурулуши” тәтқиқат гурупписи болуп, уларниң мәзкур гуруһ һәққидики тәпсилий тәкшүрүш доклати буниңда чоң рол ойниған.

 “қанунсиз окян қурулуши” ниң мәсуллиридин иян урбина (Ian Urbina) 11-июнда елан қилған бу һәқтики обзор мақалисидә билдүрүшичә, мейҗя гуруһиниң деңиз мәһсулатлирини пишшиқлап ишләш завути шәндуңда болуп, уларниң мәһсулати америка, явропа вә җәнуби корейә қатарлиқ җайларға експорт қилиниду. Шу қатарда америка тәвәсидә кәң алқишқа еришкән “H Mart” дуканлиридики деңиз мәһсулатлирини бирдәк мушу гуруһ тәмин етиду. Уларниң доклатида көрситилишичә, мейҗя гуруһи 2023-йили май ейиға қәдәр уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң арқа тирәк болуши билән уйғур дияридин зор түркүмдики ишчиларни “ешинча әмгәк күчи”, “намратлиқни түгитиш” дегәндәк намларда шәндуңға йөткәп кәлгән. Хитай ахбаратлирида ейтилишичә, 2020-йили февралда 39 кишилик ишчилар қошуни уйғур дияридин шәндуңдики мейҗя гуруһиға “иш орниға қайтиш” шәклидә ишқа чүшкән. Мейҗя гуруһиниң уйғур дияридин ишчи йөткиши кәм дегәндиму 2019-йили башлинип болған. Нөвәттә “қанунсиз окян қурулуши” тамамлиған доклатлардики башқа хитай ширкәтлири җиддий тәкшүрүш басқучида болуп, улардин йәнә бир мунчисиниң йеқин кәлгүсидә бу қара тизимликкә қошулуш еһтималлиқи бар икән. “җәнуб рак мәһсулатлири бирләшмиси” ниң рәиси җон виллямс (John Williams) бу һәқтә мухбирларға сөз қилип, бу қарарни қәтий һимайә қилидиғанлиқини билдүргән. У мундақ дегән: “рак мәһсулатлирини тәминләш зәнҗири дунядики әң аҗиз хәлқләрдин мәнпәәтлиниш қилмишиниң охшимиған тәсиригә учрап кәлмәктә. Хитайдики деңиз мәһсулатлирини пишшиқлап ишләш завутлирида уйғур ишчилар орап-қачилиған аргентина қизил қисқучпақилири америка дуканлиридики сағлам мәһсулатлар билән бәсләшмәслики керәк. ‛мәҗбурий әмгәккә қарши туруш хизмәт гурупписи‚ (FLETF) ниң деңиз мәһсулатлири тәминләш зәнҗиридики мәҗбурий әмгәккә қарши бу һәрикити америка тәвәсидики деңиз мәһсулатлири импорт қилғучилар үчүн күчлүк бир агаһландуруш болғуси: әрзан тәннәрхтә мал әкирип юқири соммилиқ пайда елиш һечқачан әхлақий вә қануний мәҗбурийәтләрниң орнини басалмайду. ”

Мәлум болушичә, ана вәтән хәвпсизлик министирлиқиниң бу қарарини иҗра қилиш, болупму мәҗбурий әмгәк билән бағлинишлиқ мәһсулатларниң америка таможнисидин өтүшини назарәт қилиш хизмитигә “мәҗбурий әмгәккә қарши туруш хизмәт гурупписи” (FLETF) мәсул болуп, бу комитет биваситә һалда вәтән бихәтәрлик министирлиқиниң йетәкчиликидә иш көридикән. Буниң алдинқи нишани дәл уйғур дияридики қирғинчилиқниң қурбанлири болған мәҗбурий әмгәк ишчилириниң әмгики бәдилигә ишләнгән мәһсулатларниң америка базириға киришини тосуш болуп, мушу тәриқидә улар қара тизимликкә алған ширкәтләр юқириқи үч ширкәтни қошқанда 68 гә йәткән. Бу һәқтә сөз болғанда мәзкур комитетниң рәиси, ана вәтән хәвпсизлик министирлиқиниң министир ярдәмчиси роберт силверис (Robert Silvers) 2023-йилниң өзидила қара тизимликниң 240 пирсәнт зорайғанлиқини, мушуниң өзила америка һөкүмитиниң мәҗбурий әмгәкни чәкләшкә қанчилик зеһин қоюватқанлиқини көрситип беридиғанлиқини алаһидә тәкитләйду. Униң баян қилишичә, бу исимликтики ширкәтләр деһқанчилиқ, кийим-кечәк, батарейә, химийәви буюмлар, електир үскүниләр, йемәклик хуручлири, аилә електир үскүнилири, күнтахта қатарлиқларни өз ичигә алиду. Баянатта униң муну сөзлири орун алған:

 “бүгүнки бу һәрикитимиздә шинҗаңниң ичи вә тешидики ширкәтләрдин үчи қара тизимликкә елинди. Бу һал бизниң ‛уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни‚ ни иҗра қилиштики қәтий ирадимизни муәййәнләштүрди. Биз бу арқилиқ йәнә америка һөкүмитиниң тәминләш зәнҗиридики мәҗбурий әмгәк амиллирини түгитиштә конкрет бир қәдәм алғанлиқини намаян қилдуқ. Бу һал ширкәтләр үчүн һошярлиқни өстүрүш, болупму мәһсулатларниң нәдин келиватқанлиқини билиш һәққидики бир агаһландуруштур. ‛мәҗбурий әмгәккә қарши туруш хизмәт гурупписи‚ мушу хил шәкилдә қара тизимликкә елиниши зөрүр болған ширкәтләрни давамлиқ ениқлайду вә тәкшүриду. Америка таможна вә чегра қоғдаш идариси болса портлиримизда буни иҗра қилишта йүксәк һошярлиқини давам қилиду.”

 Ана вәтән хәвпсизлик министирлиқиниң уқтурушидин мәлум болушичә, “доңгуән бостанлиқ аяғ кийим ширкити” гуаңдуң өлкисидә болуп, асаслиқи аяғ мәһсулатлири билән даң чиқарған. Бу қетимлиқ тәкшүрүштә уларниң “шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш биңтүәни” билән зич һәмкарлашқан һалда уйғур вә башқа милләтләрдин болған “ешинча әмгәк күчлири” ни йөткәп ишқа салғанлиқи ашкара болған. “шинҗаң шенхо көмүр вә електир ширкити” болса уйғур дияриниң өзидә болуп, асасән алюмин вә карбонлуқ маддиларни ишләпчиқиридикән. 2022-Йили июнда “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” иҗра қилинишқа башлиғандин буян америка таможна вә чегра қоғдаш идариси3.3 Милярд америка доллири қиммитидики 8500 мал йолланмисини көздин кәчүрүп чиққан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.