Кишилик һоқуқ органлири: иқтисадий, иҗтимаий вә мәдәнийәт һоқуқи комитетиниң хитайни баһалаш йиғини уйғур мәсилисидә тәсир пәйда қилиш иқтидариға игә
2023.01.25

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати иқтисадий, иҗтимаий вә мәдәнийәт һоқуқи комитети (CESCR) ниң 73-нөвәтлик йиғини 2-айниң 13-күни башлиниш алдида турмақта. Йиғинда ‛хәлқара иқтисадий, иҗтимаий вә мәдәнийәт һоқуқи хәлқара әһдинамиси‚ гә қол қойған дөләтләрниң әһдинамидики маддиларни иҗра қилиш әһвалиға қарап чиқилидиған болуп, хитай бу әһдинамигә қол қойған дөләтләрниң бири.
Дуняниң һәрқайси җайлиридики мустәқил кишилик һоқуқ органлири йиғин башлаштин аввал өзлириниң дөләтләр һәққидики баһалашлирини әвәтидиған болуп, хитай һәққидики баһалаш доклатлирида уйғурларға аит муһим мәсилиләр оттуриға қоюлған.
Америкадики мустәқил кишилик һоқуқ оргини болған “йәршарини қоғдаш мәсулийәт мәркизи” (Global Centre for the Responsibility to Protect) комитетқа йоллиған хитай һәққидики баһалаш доклатида хитай һөкүмитиниң уйғур елида қийнаш, мәҗбурий йөткәш, халиғанчә түрмигә солаш, кәң көләмлик тутуп туруш, мәҗбурий әмгәк, мәҗбурий ғайиб қилиш, басқунчилиқ қатарлиқ инсанийәткә қарши җинайәтләрни һәм шундақла ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқанлиқини әскәрткән. Доклатта мундақ дейилгән: “әң ечинишлиқи хитай һөкүмити уйғурлар вә башқа мусулман милләтләрниң туғулуш нисбитини мәҗбурий азайтиш арқилиқ ирқий қирғинчилиқ садир қилған болуши мумкин. Хитай һөкүмитиниң йәнә ирқий қирғинчилиқ әһдинамисидә чәкләнгән кәм дегәндә үч хил һәрикәтни қәстән садир қиливатқанлиқи мәлум. Улар, еғир җисманий вә роһий паракәндичилик селиш, бир милләт топиниң вәйран болушини кәлтүрүп чиқиридиған турмуш шараити һазирлаш һәмдә уйғур балилирини дөләт қармиқидики йетимханилар вә ятақлиқ мәктәпләргә мәҗбурий йөткәштин ибарәт.”
“йәршарини қоғдаш мәсулийәт мәркизи” ниң тәтқиқатчиси вә бу доклатниң тәйярлиғучиси лиям скот (Liam Scott) радийомизға қилған сөзидә, хитай һөкүмитиниң уйғур елидики хәлқара иқтисадий, иҗтимаий вә мәдәнийәт һоқуқи әһдинамисигә хилап һәрикәтлири интайин көплүкини, өзлириниң нуқтилиқ һалда кәң көләмлик вәһшийлик җинайитигә мәркәзләшкәнликини ейтти. У елхәт арқилиқ қайтурған инкасида мундақ дегән: “мәркизимизниң асаслиқ хизмәт даириси кәң көләмлик вәһшийликниң алдини елишни асас қилғанлиқтин доклатимизда бу нуқтиға асаслиқ орун бәрдуқ. Мәсилән, мәҗбурий әмгәккә селиш әһдинамигә хилап болупла қалмай, у йәнә инсанийәткә қарши җинайәт шәкилләндүриду. Бундин башқа хитай һөкүмити 2014-йилдин башлап уйғур аяллирини хитайлар билән той қилишқа риғбәтләндүрди, мәҗбурлиди. Милләтләр ара мәҗбурий тойлишиш һәрикитиму ирқий қирғинчилиқ тәбиитигә игә”.
Мәзкур орган доклатида б д т хәлқара иқтисадий, иҗтимаий вә мәдәнийәт һоқуқи комитетини уйғур-хитай тойлишиш мәсилисини ирқий қирғинчилиқ нуқтисидин туруп баһалашқа чақирған. Униңда мундақ дейилгән:
“хитай һөкүмити тойлишишини ‛милләтләр иттипақлиқи‚ ни қоллашниң муһим васитиси сүпитидә тәшвиқ қилип кәлмәктә. Шуңлашқа, мәҗбурий өйләндүрүш хитай һөкүмитиниң уйғур мәдәнийитини суслаштуруш, йоқитиш вә уйғурларни һөкүмран хитай җәмийитигә сиңдүрүветишниң йәнә бир усули. Уйғур аптоном районидики бу мәҗбурий тойлишиш һадисиси әһдинаминиң 10-маддисиға хилап болуши мумкин. Шуңлашқа тәшкилатимиз хәлқара иқтисадий, иҗтимаий вә мәдәнийәт һоқуқи комитетини бу һадисиниң уйғур қирғинчилиқи билән болған мунасивитигә алаһидә диққәт қилишини тәләп қилимиз”.
Тәтқиқатчи лиям скотниң радийомизға ейтишичә, мәдәнийәт бузғунчилиқи хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқ һәрикитиниң мәркизи икән. У мундақ дәйду: “мәдәнийәт бузғунчилиқи ирқий қирғинчилиқниң агаһландуруш бәлгиси дәп ениқ шәрһләнгән болуп, у ирқий қирғинчилиқ муддиасиниң дәлили дәп қарилиду. Чүнки мәдәнийәт мираслириға қилинған һуҗум бир гуруппиниң кимлики вә мәвҗутлуқ һоқуқиға қарши һуҗум тәшкил қилиду. Хитай һөкүмити уйғурларни һөкүмран орундики хитай җәмийитигә сиңдүрүп йоқитиветиш үчүн уйғурларниң уйғур болуп яшаштәк турмуш усулини пүтүнләй йоқитишқа тиришмақта”.
Мәзкур орган б д т хәлқара иқтисадий, иҗтимаий вә мәдәнийәт һоқуқи комитетиға йоллиған доклатида йәнә лагерларға қамалған бир милйондин ошуқ уйғурниң роһий вә җисманий қейин-қистаққа елиниши, уйғурларниң мәҗбурий туғмас қилиниши ақивитидә 2017-йилидин 2020-йилиғичә болған арилиқта туғулуш нисбитиниң 50 пирсәнткә йеқин төвәнлиши, уйғур қәдимий ядикарлиқлириниң, мәсчит-мазарлиқ қатарлиқ муқәддәс җайлириниң вәйран қилиниши, уйғур зиялийлириниң тутқунға учриши, пүткүл бир милләтниң юқири пән-техникилиқ назарәткә елинишидәк әһвалларниң һәммисини кәң көләмлик вәһшийлик, инсанийәткә қарши җинайәт вә ирқий қирғинчилиқниң аламәтлири, дәп баһалиған.
Хәлқара иқтисадий, иҗтимаий вә мәдәнийәт һоқуқлири комитетиға доклат йоллиған орунларниң йәнә бири болса “хитайдики кишилик һоқуқни қоғдаш” (CHRD) намлиқ кишилик һоқуқ оргинидур. Мәзкур орган доклатида хитайдики пуқраларниң сиясий, иҗтимаий һоқуқ даирисиниң барғансери тарлашқанлиқи вә зиялийлар, кишилик һоқуқ актиплириниң қолға елиниш әһвалини доклат қилған.
Доклатта лагерға тутқун қилинған тонулған уйғур зиялийлиридин шинҗаң университетиниң уйғур тил-әдәбияти профессори, 2018-йили тутқун қилинған вә “бөлгүнчилик” җинайити билән 10 йил кесилгән ғәйрәтҗан осман вә шинҗаң сәнәт институтиниң дотсенти һәм 2019-йили лагерға елип кетилгәнлики мәлум болған қеюм муһәммәд мәхсус тилға елинған.
“хитайдики кишилик һоқуқни қоғдаш тәшкилати” ниң тәтқиқат вә паалийәт маслаштурғучиси вилям ни (William Nee) радийомизға қилған сөзидә уйғур елидики вәзийәтниң изчил начарлишип меңиватқанлиқи тәкитлиди. У мундақ деди:
“мәзкур комитетниң хитайни баһалаш йиғини әң ахирқи қетим 2014-йили болғаниди. Шуңа биз доклатимизда 2014-йилидин кейин немә болди, дегәнгә мәркәзләштуқ. 2014-Йили уйғур елида қаттиқ зәрбә бериш һәрикити башлиған йил иди. Бурунму начар иди, әмма шуниңдин кейин вәзийәт қаттиқ начарлашти. Уйғурларниң зиялийлири, пулдарлири, җамаәт әрбаблири, язғучи-шаирлири, диний зат-имамлар тутқун қилинди. Қисқиси, иҗтимаий вә иқтисадий һаяти еғир бузғунчилиққа учриди. Биз уйғур елида инсанийәткә қарши җинайәт давам қиливатиду, дәп қараймиз”.
Виллиям ни йәнә өзлириниң комитетқа йоллиған доклатида кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи тәрипидин тәйярланған доклаттики тәләпләр бойичә хитайға бесим қилиниши керәкликини әскәрткән. У мундақ дәйду:
“биз хитайдики барлиқ кишилик һоқуқ қоғдиғучилириниң қоюп берилишини тәләп қилдуқ. Хитайда мустәқил әдлийә системисиниң турғузулушиниң әһмийитини тәкитлидуқ. Һәммидин муһими, биз иқтисадий, иҗтимаий вә мәдәнийәт һоқуқи комитетиниң бултур 8-айда б д т кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи тәйярлиған доклаттики хуласә вә күчлүк тәләпләргә асасән алға илгирилишини вә бу тәләпләр бойичә хитайға бесим ишлитишини тәләп қилдуқ. Чүнки кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи тәйярлиған доклат интайин муһим доклат болуп, у һәргизму шундақла йоқап кәтмәслики керәк”.
Дуня уйғур қурултийи бу нөвәт америка бостон университети қанун институтиниң хәлқара кишилик һоқуқ мәркизи (Boston University School of Law International Human Rights Clinic) билән бирликтә ортақ доклат йоллиған. Дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса әпәндиниң радийомизға билдүрүшичә, бу нөвәт йолланған баһалар хәлқара иқтисадий, иҗтимаий вә мәдәнийәт һоқуқлири комитетниң 18 нәпәр тәтқиқатчиси тәрипидин көрүп чиқилидиған вә нәқ мәйданда оттуриға қоюлидиған болғачқа уйғурлар учраватқан вәһшийликләрниң хәлқара мунбәрләрдә йәнә бир қетим күн тәртипкә келишигә һәм шундақла кишилик һоқуқ комитетиниң йиғинида дөләтләрниң баһалишиға пайдилиқ икән.
“йәршарини қоғдаш мәсулийәт мәркизи” ниң тәтқиқатчиси лиям скот (Liam Scott) болса хәлқара иқтисадий, иҗтимаий вә мәдәнийәт һоқуқи комитетиниң вәһшийликниң алдини елиш нуқтиинәзиридин туруп хитайни тәкшүрүшиниң интайин муһимлиқини ейтти. У мундақ деди: “уйғур елида йүз бериватқан вәқәләргә вәһшийликниң алдини елиш ноқтийнәзиридин туруп қариғанда униң техиму еғир вә техиму тәхирсиз мәсилә икәнлики йәниму чоңқур айдиңлишиду. Иқтисадий, иҗтимаий вә мәдәнийәт һоқуқи комитетиниң бу вәһшийликләрни етирап қилиши наһайити муһим. Гәрчә бәзидә бирләшкән дөләтләр тәшкилатини шинҗаңдики кәң көләмлик вәһшийликниң алдини елиш үчүн маһийәтлик ишларни қилалмиғандәк һес қилсақму бирақ һәммә тәрәпниң охшаш аваз чиқириши йәнила интайин әһмийәтликтур. Мән иқтисадий, иҗтимаий вә мәдәнийәт һоқуқи комитетиниң пат арида елип берилидиған хитайни көздин кәчүрүш йиғинида зор тәсир пәйда қилалайдиған иқтидари барлиқиға ишинимән”.
Мәлум болушичә, иқтисадий, иҗтимаий вә мәдәнийәт комитетниң күн тәртипигә асасән, йиғинниң иккинчи вә үчинчи күнлири йәни 15-16-феврал күнлири хитайниң әһвалиға қарап чиқилидикән.