Томас шулзә: “уйғурлар мени өз араңларда санаңлар, мән силәр билән биллә!”

Мюнхендин ихтиярий мухбиримиз әкрәм тәйярлиди
2024.12.05
thomas-schulze-dolqun-eysa.jpg Д у қ ниң сабиқ рәиси долқун әйса әпәнди пирофессор томас шулзә (Thomas Schulze) әпәнди билән ай юлтузлуқ көк байрақниң алдида. 2024-Йили 4-авғуст.
X @Prof_TGSchulze

Пирофессор томас шулзә (Thomas Schulze) әпәнди 27-ноябирдин 30-ноябирғичә германийә пайтәхти берлинда өткүзүлгән “писхикилиқ давалаш вә писхика илмий җәмийити” ниң йиллиқ омумий қурултийи мәзгилидә зияритимизни қобул қилип, уйғурларниң роһий азаблири тоғрилиқ тохтилип өткәниди. Германийәдики лудвиг максимилиян университети, америкадики җонс хопкинс университети, ню-йорк сйракусә теббий университети қатарлиқ университетларниң пирофессори болған томас әпәнди әслидә роһий кесәлликләр мутәхәссиси болуп, у уйғур ирқий қирғинчилиқи башланғандин кейин, муһаҗирәттики уйғурларниң роһий азаблириға алаһидә көңүл бөлүшкә башлиған вә бу җәһәттики издинишлирини һазирға қәдәр давамлаштуруватқан бир киши икән.

Пирофессор томас шулзә әпәнди соаллиримизға җаваб берип, өзиниң 1990-йили уйғур елидә зиярәттә болғанда наһайити яхши тәсиратта қайтип кәлгәнлики, лекин һазирқи вәзийәтниң қабаһәтлик түс алғанлиқини әскәртип мундақ деди: “хитайниң уйғурларға йүргүзүватқини ениқла ирқий қирғинчилиқ. Хитайлар уйғурларниң тилини йоқитиватиду, диний етиқадидин айриватиду. Уйғурларниң диний етиқадиниң тинчлиқпәрвәрликни мәзмун қилидиғанлиқи һәммигә аян. Хитайлар уйғурларниң қәдимий гүзәл қурулушлирини вәйран қиливетип, униң орниға хитайчә биналарни селиватиду. Уйғурларниң ана юрти хитайлар вә башқиларниң саяһәт қилидиған десний бағчисиға айландуруватиду. Уйғурлар бу саяһәтчиләргә усул ойнап беришкә мәҗбур болуватиду. Хитай уйғурларни бозәк қилип, һақарәтләпла қалмай, йәнә өз җинайәтлирини ялғанчилиқ билән йепиватиду. Уйғурлар нәдила яшимисун, хитайлар дуняниң һәр йәрлиридики сақчи понкитлири арқилиқ уларни тутуп кетишкә урунуватиду. Буларниң һәммиси тамамән җинайи қилмишлардур! мәнчә, бундақ җинайәтләр натсистлар заманидин кейин дуняниң һеч бир йеридә йүз берип бақмиған. Хитай бу җинайәтләрни узун мәзгиллик бир пилан билән иҗра қиливатиду.”

Пирофессор томас шулзә әпәнди йәнә мундақ деди: “мән д у қ ниң биз билән йеқиндин һәмкарлишиватқанлиқиға вә бизни керәклик муһим мәлуматлар билән тәминләватқанлиқиға миннәтдарлиқимни билдүримән. Биз йәнә хитайға қарши парламентлар бирлики ( IPAC )вә башқа тәшкилатлар биләнму һәмкарлишиватимиз. Булар хитайға қарши бу күрәшниң бибаһа байлиқлиридур. Уларниң садалири барғансери йүксәлмәктә, уларниң җамали барғансери нурланмақта һәмдә мәдәний вә тинч шәкилдә. Мәнчә, бу дуня хитайниң уйғурларға селиватқан бу зулумлири алдида бизниң қайси тәрәптә туридиғанлиқимизни ахири билип йетиду. Хитайниң уйғурларни йоқитишқа урунуши, чегра һалқип бастурушлири, мәнчә бу дуняни бирләштүрүватиду. Бу йәрдә әлвәттә, мениңму бир үлүш һәссәм болиду, уйғурларниң қайтидин баш көтүрүп күч топлиши вә роһий азаблириниң йениклиши үчүн бәлгилик төһпәм болиду.”

Германийә вә америка пуқраси болған пирофессор томас шулзә әпәнди сөзидә, пүтүн дунядики һәққанийәтни яқлиғучиларни бирлишип, хитайниң мустәбитликигә ортақ қарши турушқа чақирип мундақ деди: “биз бирлишип һәрикәт қилғандила, хитайдин ибарәт бу әҗдиһаниң ниқабини йиртип ташлиялаймиз. Мән бу һәрикитимизниң хитай хәлқигә қаритилмайдиғанлиқиға ишинимән, хитай хәлқиму мустәбит һакимийәтниң зиянкәшликлиригә учримақта. Хитай һакимийити өзиниң хәлқиниму хорлап, еғир азаблиқ һаятқа муптила қилмақта. Биз буларғиму азадлиқ тиләймиз. Биз нөвәттә хитайниң мустәбит һөкүмранлиқи астидики моңғуллар, тибәтләр, хоңкоңлуқлар вә уйғур қатарлиқ барлиқ түркий милләтләрниң әркинлики һәм баравәрлики үчүн күрәш қилишимиз лазим. Уйғурлар мени араңларға қетивелиңлар, мән силәр билән биргә!”

Пирофессор томас шулзә әпәнди сөзидә, нерва кесәлликлири илми, писхологийә һәмдә роһий сағламлиқни тәтқиқ қилидиған башқа тәтқиқатчилар вә мутәхәссисләр билән бирлишип уйғурларниң роһий азаблириға мунасивәтлик бир проҗекит( лайиһә ) билән шуғуллиниватқанлиқини тилға алған һәмдә д у қ ниң бу җәһәттә һәмкарлашқанлиқиға рәһмәт ейтқан болуп, д у қ рәиси турғунҗан алавудин әпәнди пирофессор томас шулзә әпәнди билән д у қ оттурисидики һәмкарлиқниң һазирму давамлишиватқанлиқини тилға алди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.