Алмутадики “туран дуняси” фонди уюштурған паалийәттә түркий хәлқләр вәкиллири уйғурларға һесдашлиқини билдүрди
2021.12.20
Қазақистандики уйғурлар тәрипидин қурулған җәмийәтлик тәшкилатларниң қазақистан мустәқиллиқ алғандин буян уйғурларниң ана тилини, тарихини, мәдәнийитини тәрғип қилип келиватқанлиқи мәлум. Әнә шуларниң бири “туран дуняси” түркий хәлқләр мәдәнийити җәмийәтлик фонди йеқинда өзиниң қурулғанлиқини хатириләп өтти.
18-Декабирда алмута шәһиридә өткән мәзкур мурасим қазақистан мустәқиллиқиниң 30 йиллиқи вә “туран дуняси” түркий хәлқләр мәдәнийити җәмийәтлик фондиниң 10 йиллиқини нишанлашқа беғишланди. Мурасим икки йөнилиштин, йәни “туран дуняси: 10 йил” намлиқ китабни тонуштуруш билән тәнтәнилик йиғин өткүзүштин тәшкил тапти.
“туран” университетида өткән “туран дуняси: 10 йил” намлиқ китабини тонуштуруш мурасими университетниң қазақистан хәлқи ассамблейәси бөлүми, йәни бөлүм башлиқи, тарих пәнлириниң доктори, профессор абләт камалоф тәрипидин уюштурулди. Униңға қазақ вә уйғур зиялийлири, шу җүмлидин бирләшкән дөләтләр тәшкилати мәслиһәт кеңишиниң әзаси, “полигон” хәлқара фондиниң рәиси нурлан бозтайеф, “медия түрк т в” телевизийәсиниң вәкили нурғали җүсипбай, қирғизистан алий кеңиши 5-чақирилиминиң әзаси турсунтай салимоф, қирғизистанниң җәмийәт әрбаби өмәрҗан һәмрайеф, сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди қатарлиқ кишиләр қатнашти. Мәзкур мурасимда сөзгә чиққанлар “туран дуняси” фондиниң елип барған ишлирини юқири баһалап, түркий хәлқләр достлуқи, бирлики, шундақла уйғур хәлқиниң тарихи, мәдәнийити һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойди.
“туран дуняси” фонди тәвәллутиниң иккинчи қисми қуддус ғоҗамияроф намидики дөләт академийәлик уйғур музикилиқ комедийә тиятирида уюштурулған чоң байрамлиқ консерт билән давам қилди. Бу мурасим җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизи, уйғур тиятири вә “туран дуняси” фонди тәрипидин уюштурулди. Консерт башлиништин илгири униң мудири карлин мәхпироф фонд паалийити һәққидә қисқичә доклат қилди. Андин “нава” ансамбилиниң нахшичилириниң қатнишиши билән “юнеско” тәрипидин дуня мәдәнийәт мираси тизимиға киргүзүлгән уйғур хәлқиниң музикилиқ мираси- “он икки муқам” дин рак муқами тамашибинлар диққитигә сазавәр қилинди. Консертқа әзәрбәйҗан, қирғизистан, өзбекистан, түркийә, түркмәнистан әлчиханилири, шундақла әзәрбәйҗан, башқурт, қирғиз, қирим татар, өзбек, түркмән, татар вә башқиму етно-мәдәнийәт мәркәзлириниң вәкиллири қатнашти. Консерт ахирида сөзгә чиққан мәдәнийәт мәркәзлириниң вәкиллири, зиялийлар, җәмийәт әрбаблири вә башқилар фонд ишиниң паалийити һәққидә өз пикирлирини билдүрди.
Радийомиз зияритини қобул қилған алмута шәһәрлик қирим татар мәдәнийәт мәркизиниң рәиси, қазақ йеза-игилики университетиниң профессори сейит бабалийеф әпәнди мундақ деди: “фонд, әлвәттә, интайин чоң тәрбийәвий иш елип бериватиду. Иккинчидин, хәйрихаһлиқ паалийәт йөнилишидиму көп ишлар қилиниватиду. Әң асаслиқи, бүгүн болған консерттин мән наһайити қаттиқ тәсирләндим. Өз вақтида мән мундақ паалийәтләрни көп көрдүм. Әмма бүгүн уйғур тиятирида көргиним һәммигә чоң үлгә-ибрәт болуши керәк, дәп һесаблаймән. Тиятир артислириниң һәр бири мәйли уссул, мәйли нахша болсун, өз ролини шундақ ойнидики, мән һәтта бирму кәмчилик тапалмидим. Мән чин йүрикимдин тиятир артислириға өзүмниң чәксиз миннәтдарлиқини тиләймән. Омумән, бүгүнки паалийәт юқири дәриҗидә өтти, дәп һесаблаймән. Мән уйғурларға пәқәт гүллиниш, тәрәққият тиләймән. Мән барлиқ түркий хәлқләргә яхшилиқлар тиләймән. Мән, омумән уйғур хәлқиниң бүгүнки күндә көп азаб тартиватқанлиқини яхши билимән. Бу азабниң қайси мәмликәттә йүз бериватқанлиқини ейтмисақму, бу дуняға мәлум. Мән карлин мәхпирофқа охшаш уйғурлар арқилиқ пүткүл түркий хәлқләрниң бирлишишини халаймән!”
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати мәслиһәт кеңишиниң әзаси, “полигон” хәлқара фондиниң рәиси нурлан бозтайеф әпәнди мундақ деди: “бүгүн чоң бир паалийәт болди. Шундақ яхши уюштурулди. Уйғур фонди тәрипидин мушундақ мәзмунлуқ паалийәтниң уюштурулуп, өткинигә бәк хурсәнмән. Биз һәқиқәтәнму чоң уйғур мәдәнийитиниң шаһити болдуқ. Шундақ бир аҗайип консерт болди. Мән ойлаймәнки, бүгүнки күндә биз түркий хәлқләрниң мәдәнийитини тохтимай көтүрүшимиз лазим. Шундақла мән нәччә йилдин буян бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәркибидә қазақистандики шәмәй атом синақ мәйдани мәсилилири бойичә иш елип бериватимән. Шуниң билән биргә карлин мәхпирофниң фонди биләнму һәмкарлиқта ишләватимиз. Келәчәктә бу һәмкарлиқимиз йәниму мустәһкәмлиниду, дәп ойлаймән.”
Алмута шәһәрлик татар-башқурт җәмийәтлик мәдәнийәт мәркизиниң рәиси илмират вафин әпәнди мундақ деди: “биз бүгүн мана уйғур тиятирида тамаша қилдуқ. Зал толуқ болди. Бу йәргә уйғур сәнитини һөрмәтләйдиған адәмләр кәлди. ‛туран дуняси‚ фондиниң башлиқи карлин мәхпироф билән биз йигирмә йил мабәйнидә биллә ишләп келиватимиз. Мән өзүм шинҗаңда туғулуп өскәнликтин бизниң томурлиримиз уйғурлар билән биргә болди. Бу яққа чиққандин кейинму бу томуримиз йәниму давам қиливатиду. Биз шинҗаңдики уйғур вә башқиму түркий хәлқләрниң мустәқиллиқи үчүн биргә ишләватимиз. Күчимиз йәткиничә шу һәрикәтни қиливатимиз. Бизниң русийәдики түркий хәлқлиримизму өз мәдәнийитини раваҗландуруп, мустәқил болушини халаймиз.”
Әзәрбәйҗанларниң “туран” қурултийиниң президенти һөсәйин әли оғли мундақ деди: “қазақистан мустәқиллиқиниң 30 йиллиқи мунасивити билән мән пүткүл қазақистан хәлқлирини, пүтүн түрк дунясиниң тәбрикләймән. Карлин мәхпироф башқуруватқан ‛туран дуняси‚ фондиниң тәвәллути билән уйғур хәлқиниң классик мәнивий байлиқи-муқамлириниң иҗра қилинишидин қаттиқ тәсирләндим. Мән уйғур хәлқиниң бүгүнки әһвалиниң дуняниң иҗтимаий, сиясий тәшкилатлири тәрипидин қоллап-қувәтлинип, өз һәқлиқ азадлиқиға йетишини тиләймән. Мән истамбулда өткән түркий дөләтләр тәшкилатини түркий хәлқләрниң, биринчи нөвәттә чин зулуми, асарити астида езиливатқан уйғур хәлқиниң миллий-азадлиқ һәрикитини қоллашқа чақирған болаттим. яшисун түрк дуняси! бар болсун, туран!”
Зияритимизниң қобул қилған җумһурийәтлик “уйғур авази” гезитиниң бөлүм башлиқи, филологийә пәнлириниң намзат доктори шәмшидин аюпоф әпәнди мәзкур паалийәтниң интайин мәзмунлуқ өткәнликини билдүрүп, мундақ деди: “чүнки униңға қазақ, әзәрбәйҗан, қирғиз, өзбек, түркмән, татар охшаш қериндаш түркий хәлқләрниң вәкиллири қатнишип, өзлириниң уйғурларға болған һисдашлиқини билдүрди. Бу бүгүнки күндә биз үчүн интайин муһим мәсилидур. Болупму уйғур тиятирида хәлқимиз мәдәнийитиниң өлмәс мираси ‛он икки муқам‚ дин рак муқаминиң иҗра қилинишиниң әйнә шу меһманларға қаттиқ тәсир қилғанлиқини байқидим. Йәнә бир тәрәптин, бүгүнки күндики ваба кесилигә қаримай, пәқәт алмута шәһирила әмәс, бәлки йирақ вә йеқин наһийәләрдин тамашибинларниң келип, тиятир залиниң лиқ толғанлиқи мениму алаһидә бир һаяҗанға салди. Тиятир артислириниң маһиранә орунлиған нахшилири, сазлири, уссуллири һәқиқәтәнму хәлқимизниң узун тарихқа вә бай мәдәнийәткә егә хәлқ екәнликини намайиш қилди.”
Мәзкур мурасимдә көрнәклик җәмийәт әрбаблири, мәдәнийәт, сәнәт вә илим-пән вәкиллири түрк дуняси тәрәққиятиға қошқан төһписи үчүн “достлуқ” җәмиийәтлик медали билән тәқдирләнди.