Җулиус вәллензер: “уйғурлар гео-сиясәтниң қурбаниға айлинип кәтмәктә” (2)

Мюнхендин ихтиярий мухбиримиз әкрәм тәйярлиди
2024.08.12
Ursula-von-der-Leyenxi-china.jpg Явропа комиссийониниң рәиси урсула вон дер лейен(Ursula von der Leyen) ханим(оңда) вә явропа кеңишиниң рәиси чарлиз мишел(Charles Michel) хитай рәиси ши җинпиң билән. 2023-Йили 6-декабир, бейҗиң.
AFP

Германийә дөләт мудапиә армийәсиниң запас әскәрләр қисмида сиясий бихәтәрлик хадими болуп хизмәт қиливатқан җулиюс веллензер (Julius Vellenzer) 8-авғуст елан қилған “зулум ахирлашмамду? : уйғурлар гио-сиясәтниң қурбаниға айлинип кәтмәктә” намлиқ мақалида йәнә мундақ баян қилинған:

“2019-йили елан қилинған ‛хитай кабели‚, җаза лагерлириниң мәвҗутлуқини вә шаһитларниң баянлириниң растлиқини испатлиди. Униңда уйғур аяллириға қарита йүргүзүлгән мәҗбурий туғмас қилишларму тәкитләнгән иди. 2022-Йили елан қилинған ‛шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири‚ болса, хитайниң кишилик һоқуқ таҗавузчилиқиниң қайси дәриҗигә йәткәнликини ашкарилап бәрди. Униңда хорлаш, басқунчилиқ, мәҗбурий әмгәк вә тән җазалири йәр алған иди. Бир қисим мутәхәссисләр буни ‛ирқий қирғинчилиқ яки мәдәнийәт қирғинчилиқи‚ дәп атиди.”

Мақалиниң “ғәрбниң инкаси вә уларниң бейҗиң билән болған йеңи мунасивити” намлиқ бөликидә мундақ тәсвирлигән: “хәлқара җәмийәтниң уйғурлар учраватқан зиянкәшлик вә бастурушларға қарита инкаслирида рошән пәрқләр бар. Хитай һөкүмити русийә, иран вә пакистан қатарлиқ иттипақдашлириниң қоллишиға еришти. Оттура шәрқ билән африқадики нурғунлиған дөләтләр хитайниң мәйданини қоғдайду, йәнә келип уларниң һәммиси мусулман дөләтләр. Мәсилән, сәуди әрәбистан, қатар, әрәб бирләшмә хәлипилики вә мисир қатарлиқлар. Мутәхәссисләрниң қаришичә, буниң арқа көрүнүшигә мустәбит күчләрниң өзлириниң диктатор һакимийәтлириниң муқимлиқини сақлап қелиш ғәрәзлири йошурунған. Уйғур қатарлиқ аз санлиқ милләтләрни қоллаш, уларниң өз дөләтлиридики аз санлиқ милләтләр яки диний аз санлиқ амма билән болған зиддийәтләрни күчәйтиветиши мумкин.”

Дәрвәқә, оттура шәрқтики дөләтләр өзлириниң диктатор һакимийитини сақлап қелиш үчүн хитайдин ибарәт диктатор дөләт билән бир сәптә туруватмақта икән. Бу қарашни илгири сүргән германийәдики диний затлардин турғунҗан алавудин әпәндиниң тәкитлишичә, һәрқайси дөләтләр қиммәт қарашлири вә дөләт түзүлмисигә бинаән, өзигә охшаш дөләтләрниң тәрипини тутуп кәлмәктә икән.

Германийә ташқи ишлар министири анналина байербок мухбирларни күтивелиш йиғинида сөз қилмақта, 2023-йили 14-апрел, бейҗиң, хитай.
Германийә ташқи ишлар министири анналина байербок мухбирларни күтивелиш йиғинида сөз қилмақта, 2023-йили 14-апрел, бейҗиң, хитай.
Reuters

Мақалида йәнә мундақ җүмлиләргә орун берилгән: “ғәрб хитайниң шинҗаңдики кишилик һоқуқ таҗавузчилиқлирини әйиблиди. 2020-Йили америка вә явропа иттипақи баянат елан қилип, хитай мустәбит һакимийитини әйиблиди. Америка бу җинайәт билән четишлиқ болған хитай сиясәтчилиригә җаза йүргүзидиған қарарларни қобул қилди. Бейҗиңниң қилмишлирини ‛ирқий қирғинчилиқ‚ вә ‛инсанийәткә қарши җинайәт‚ дәп атиди. явропа иттипақиниң 2021-йили қобул қилған җаза лайиһәсидә йәнила бошаңлиқ бар. Германийә һөкүмитиниң позитсийәси узундин буян һәддидин зиядә пассиплиқта әйиблинип келинди. Йеңи бирләшмә һөкүмәт дәвригә кәлгәндила һөкүмәтниң хитай истратегийәсидә өзгиришләр барлиққа кәлди, һеч болмиса еғизда болсиму. ‛шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири‚ елан қилинғандин кейин, ташқи ишлар министири анналина байербок бу мәсилини дәрһал айдиңлаштурушни тәләп қилди. У 2023-йили 4-айда тунҗи қетим хитайни зиярәт қилғанда, уйғурлар мәсилисини оттуриға қойди. Таки бүгүнгичә, бейҗиң бу әйибләшләрни изчил рәт қилип кәлмәктә. Аридин бирқанчә ай өтүп, байербок америка телевизийәсиниң зияритини қобул қилғанда, ши җинпиңни ашкара һалда ‛диктатор‚ дәп атиди. ‛хитайда қанун кәмчил‚ дәп әйиблиди.”

Мақалида “явропа дөләтлириниң иқтисадий җәһәттин хитайға беқинип қелиши, уларниң узундин буян уйғурлар мәсилисигә қарита сүкүт қилип келишидики асаслиқ сәвәб” дәп изаһланған. Гәрчә явропа иттипақи әйни чағда уйғурлар учраватқан бастурушлар сәвәблик хитай билән болған мәбләғ селиш келишимини тоңлатқан һәмдә хитайни ‛системилиқ рәқиб‚ дәп атап, хитай сияситини өзгәрткән болсиму, бирақ һазир иқтисадий мәнпәәт үчүн хитай билән болған мунасивитини йәнила нормал давамлаштуруп кәлмәктә икән.

Германийәдики вәзийәт анализчиси ғәюр қурбан әпәндиниң илгири сүрүшичә, германийәни өз ичигә алған явропа әллири һәқиқәтәнму иқтисадий мәнпәәт үчүн кишилик һоқуқ мәсилисигә пассип позитсийә тутуп кәлмәктә икән. Шуниң билән биргә, уларниң хитай сияситиму зор дәриҗидә өзгәрмәктә икән.

Мақалиниң “гәп йоған, һеч өзгириш йоқ” намлиқ бөликидә мундақ баян қилған: “һазир уйғурларниң вәзийити сиясий сәһниләрдә у қәдәр ениқ ипадилинип турсиму, әмма уларниң тәқдиридә һечқандақ бир өзгириш болғини йоқ. Дәлилләрдә ашкариланған хорлашлар, бастурушлар, тутқун қилишлар, қийнашлар дуняниң көз алдида һазирму давам қиливатиду. явропа иттипақи билән америка оттурисидики ортақ линийәни актип тәшәббус қилидиған вақит кәлди. Бирақ җазалаш тәдбирлириниң күчи техи йетәрлик дәриҗидә қаттиқ әмәс, чүнки бейҗиң билән йәнила сода һәмкарлиқиға еһтияҗ бар. Ғәрб хәлқарада өз мәйданида тәнһа қалмақта. Украина, тәйвән вә ғәззәдики сиясий киризисларниң һәссиләп күчийиши уйғурлар мәсилисигә болған диққәтни мәркәзләштүрүшни техиму қийинлаштурувәтмәктә. Ақивәт, уйғурлар гио-сиясәтниң қурбанлириға айлинип кәтмәктә.”

Мақалә мундақ абзас билән ахирлашқан: “америка, канада, әнглийә, чехийә, летва вә фирансийә парламентлириға охшаш, германийә федератсийә парламенти уйғурларға йүргүзүлүватқан бастурушларни техи ‛ирқий қирғинчилиқ‚ дәп етирап қилмиди. Германийә өтмүштики чоң қирғинчилиқлар сәвәбидин, мәсилән, явропадики йәһудийлар, ромалар, шуниңдәк намбийә вә полшадики етник аз санлиқларға йүргүзгән қирғинчилиқлири сәвәбидин, уйғурлар тоғрисида авазини җараңлиқ чиқиралмай кәлмәктә.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.