Һакимийәт бешидики партийәниң икки нәпәр парламент әзаси: “уйғур мәсилисини һәл қилиш үчүн қолимиздин кәлгәнни қилимиз”
2023.07.12

Түркийә парламентидики һакимийәт бешидики адаләт вә тәрәққият партийәсиниң парламент әзаси болған әхмәт қилич әпәнди билән осман мәстән әпәнди қатарлиқлар уйғур академийәси рәиси ришат аббас, уйғур академийә баш катипи абдулһамид қарахан, дуня уйғур қурултийи вәкили абдуқадир абдулкерим, америкадики уйғур һәрикити тәшкилати мудири рошән аббас вә уйғур тәтқиқат мәркизи мудири абдулһаким идристин тәркиб тапқан бир һәйәтни парламент бинасидики ишханисида қобул қилди.
Учришишта бу һәйәт бәзи конкрет тәләпләрни оттуриға қойди. Парламент әзалири бу тәләпләрни һөкүмәткә йәткүзидиғанлиқини, уйғурларниң һазирқи еғир вәзийәттин қутулуши үчүн қоллиридин кәлгәнни қилидиғанлиқини, һәтта түркийә парламентида уйғурлар тоғрисида конкрет ишларни қилиш үчүн күч чиқиридиғанлиқини баян қилишти.

12-Июл күнидики учришишта мәзкур һәйәт уйғурларниң һазирқи вәзийити, уйғур дәвасиниң хәлқарадики әһвали вә уйғурларниң тәләплирини оттуриға қойди. юқириқи парламент әзалириниң һәммиси уйғурларниң һазирқи еғир вәзийитидин хәвәрдар икәнликини деди. Уйғур һәйити түркийә һөкүмитиниң хитайға һәйәт әвәтип тәкшүрүш елип беришини, түркийәдики ата-аниси билә алақә орниталмиған уйғурларни ата-аниси вә уруқ-туғқанлирини билән көрүштүрүшини, түркийә парламентида уйғур достлуқ гурупписи қуруш қатарлиқларни тәләп қилди. Икки парламент әзаси, уйғурларниң бу тәләплириниң әмәлийлишиши үчүн қолидин кәлгәнни қилидиғанлиқини баян қилишти.
Адаләт вә тәрәққият партийәсиниң парламент әзаси ахмәт қилич әпәнди, өзиниң 2013-йили хитай компартийәсиниң тәклипигә бинаән үрүмчи вә қәшқәр қатарлиқ җайларни зиярәт қилғанлиқини, у вақиттиму уйғурларға болуватқан бесимни һес қилғанлиқини, өзиниң ташқи ишлар министири хақан фидан вә мунасивәтлик рәһбәрләр билән көрүшүп уйғурларниң тәләплирини йәткүзидиғанлиқини баян қилди.
Парламент әзаси осман мәстән әпәнди көрүшүш ахирида зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “уйғур академийәси рәиси билән уйғур һәрикити тәшкилати рәисиниң мән билән көрүшкили кәлгәнликигә хурсән болдум. Түрк дуняси бурунқиға охшимайду. Өзара йеқинлишишни давам қиливатиду. Мәнму түркий милләтләргә көңүл бөлимән. Уйғур мәсилиси түрк дунясиниң, бизниң қаниған яримиз. Биз бүгүнки учришишимизда уйғур мәсилиси башта түрк дунясиниң мәсилилири тоғрисида сөзләштуқ. Уйғур мәсилиси түрк дунясиниң әң муһим мәсилисидур” .
Осман мәстән әпәнди уйғур мәсилисини һәл қилиш үчүн қолидин кәлгәнни қилидиғанлиқини баян қилди. У, мундақ деди: “алдимиздики күнләрдә уйғур мәсилиси тоғрисида бәзи ишларни қилишни ойлаватимиз. Уйғур үчүн бир парламент әзаси вә бир түрк болуш сүпитим билән қолумдин кәлгәнни қилишқа тиришимән. Мән түрк дөләтлири тәшкилати васитиси билән түркий милләтләрниң өзара техиму йеқинлишидиғанлиқиға ишинимән. Тарихта түркләр өзара көп уруш қилди. Бүгүнки күндә тарихта көрүлмигән бир йеқинлишиш бар. Мән алдимиздики йүз йилниң түркләрниң йүз йили болидиғанлиқиға ишиниш билән бирликтә уйғур мәсилисиниң һәл болидиғанлиқиға ишинимән. Уйғур мәсилисини һәл қилиш үчүн қолимиздин кәлгәнни қилимиз” .

Мәзкур һәйәт 12-июл күни адаләт вә тәрәққият партийәсидин сирт “ийи” партийәсиниң парламент әзаси йүксәл сәлчуқ түркоғлу әпәнди вә билал билиҗи әпәндиләр биләнму учришип уйғурларниң нөвәттики вәзийити, шәрқий түркистан дәвасиниң хәлқарадики йүзлиниши вә уйғурларниң тәләплирини оттуриға қойди. Парламент әзалири “ийи” партийәсиниң бурундин тартип шәрқий түркистан мәсилисини парламентта оттуриға қоюп келиватқанлиқини, бундин кейин техиму актип һалда оттуриға қойидиғанлиқини ейтти.
4 Парламент әзаси билән елип берилған учришиш ахирлашқандин кейин биз уйғур академийәсиниң рәиси доктор ришат аббас әпәндини зиярәт қилдуқ. У, 20 йилдин буян түркийәни идарә қиливатқан адаләт вә тәрәққият партийәсиниң икки муһим парламент әзаси билән көрүшүп уларниң иҗабий җаваблирини аңлиғанлиқини билдүрди.
Һазир түркийә парламентида чоң-кичик болуп 15 партийә вәзипә өтәватқан болуп, уйғур мәсилиси парламенттики 5 өктичи партийә тәрипидин давамлиқ оттуриға қоюлуп кәлмәктә.