Уйғурлар мәсилиси түрк дуняси мәдәнийәт вә сәнәт фестивалиниң асасий темисиға айланди

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2023.09.06
sherqiy-turkistan-oyi-1024 25-Нөвәтлик хәлқаралиқ түрк дуняси мәдәнийәт вә сәнәт фестивалидики шәрқий түркистан өйиниң көрүнүши, 2023-йили 4-сентәбир, әнқәрә
RFA/Erkin Tarim

Түркийә пайтәхти әнқәрәниң әтимәсқут районида давамлишиватқан 25-нөвәтлик хәлқаралиқ түрк дуняси мәдәнийәт вә сәнәт фестивалида “уйғур дәвасиниң хәлқарадики нөвәттики йүзлиниши” хәлқаралиқ түрк дуняси мәдәнийәт вә сәнәт фестивалиниң асасий темисиға айланди.

Мәзкур фестивалда дуня уйғур қурултийи мәхсус “шәрқий түркистан өйи” ечип түрк җамаәтчиликигә уйғурлар дучар болуватқан ирқий қирғинчилиқ билән бирликтә дуня уйғур қурултийиниң хәлқарада елип барған паалийәтлирини аңлатмақта. Бу фестивалға түркийәдин 48 җәмийәт вә вәхпә қатнашқандин сирт оттура асия түркий җумһурийәтлири һәм башқа түркий милләтләр мәхсус бөлүм ечип өзлириниң мәдәнийәт-сәнитини намаян қилмақта. Уйғурлар бу қетим бурунқи йиллардикигә охшимайдиған шәкилдә нуқтилиқ һалда уйғур қирғинчилиқиға қарита хәлқарадики инкаслар болупму дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса башчилиқидики рәһбәрләрниң хәлқарадики паалийәтлири әкс әттүрүлгән сүрәтләрни есип, он миңлиған адәмгә аңлатмақта.

25-Нөвәтлик хәлқаралиқ түрк дуняси мәдәнийәт вә сәнәт фестивалиға қатнашқан сәнәтчи вә тамашибинлар, 2023-йили 4-сентәбир, әнқәрә
25-Нөвәтлик хәлқаралиқ түрк дуняси мәдәнийәт вә сәнәт фестивалиға қатнашқан сәнәтчи вә тамашибинлар, 2023-йили 4-сентәбир, әнқәрә
RFA/Erkin Tarim

10 Күн давамлишидиған фестивалда һәр күни ахшам бир қанчә вилайәт билән бир түркий милләт вәкил болуп, өзиниң сәнәт номурлирини көрсәтмәктә.

4-Сентәбир ахшамдики паалийәттә уйғур нахшичи азатҗан уйғур нахшилирини орунлиди вә сутуқ буғра қарахан шеир декламатсийә қилди. Ахирида қолида көк байрақ билән түрк байриқини ләпилдитип уйғурларни алқишлиған он миңлиған кишигә сөз қилған дуня уйғур қурултийи вәкили хәйрулла әфәндигил әпәнди, түрк хәлқини ирқий қирғинчилиққа учраватқан уйғурларға игә чиқишқа чақирип мундақ деди: “һөрмәтлик әтимәсқут районлуқ һөкүмәт рәиси әнвәр дәмирәл әпәнди вә һәр қайси җайлардин келип бу йәргә җәм болған қиммәтлик меһманлар хуш келипсиләр, бүгүн бу йәрдә 25 йилдин буян бу паалийәттә түрк дунясини бир йәргә җәм қилған, шәрқий түркистанлиқларниң дәрд-әләмлирини аңлитишимизға мәйдан һазирлап бәргән әтимәсқут районлуқ һөкүмәт рәиси әнвәр дәмирәл әпәндигә рәһмәт ейтимән. Һөрмәтлик түрк қериндашлирим, шәрқий түркистандики уйғурлар башта барлиқ түркий хәлқләр йоқ болуш хәвпигә дучар болмақта. 2017-Йилидин тартип шәрқий түркистанлиқлар җаза лагерида вә түрмиләрдә әқилгә сиғмайдиған хорлуқларға учримақта. Қисқиси уйғурлар ирқий қирғинчилиққа учримақта, буни тохтитиш үчүн дуня уйғур қурултийи хәлқара сорунларда вә дуняниң һәр қайси җайлирида буни аңлитишқа тиришмақта. Әгәр бу һәқтә мәлумат елишни халисаңлар фестивал мәйданидики ‛шәрқий түркистан өйи‚ ни екскурсийә қилиңлар! ” .

Арқидин 25 йилдин буян хәлқаралиқ түрк дуняси мәдәнийәт вә сәнәт фестивали уюштуруп келиватқан әтимәсқут районлуқ һөкүмәтниң рәиси әнвәр дәмирәл әпәнди сөз қилип мундақ деди: “бизниң шәрқий түркистан мәсилиси дәйдиған бир мәсилимиз бар. У, хәлқ дучар болуватқан қийинчилиқлар бар. Бу һәқтә хәйруллаһ әпәнди бәзи нәрсиләрни деди. Бу дегәнлири шәрқий түркистанда болуватқанларниң аз бир қисми. Буларни көрүшимиз, қәлбимиздә һес қилишимиз керәк. Түркләр билән уйғурлар бир милләт. Уларниң дәрди бизниңму дәрдимиз. Биз уларниң дәрдини ортақлишип азайтишқа тиришишимиз керәк. Биз һәр даим шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизниң йенида икәнликимизни қайта тәкрарлимақчимән. Улар үчүн қолимиздин кәлгәнни қилимиз” .

Дуня уйғур қурултийи вәхписи рәиси абдурешит абдулхәмит әпәнди уйғурларға вакалитән әнвәр дәмирәлгә рәһмәт ейтип хатирә буюми тәқдим қиливатиду, 2023-йили 4-сентәбир, әнқәрә
Дуня уйғур қурултийи вәхписи рәиси абдурешит абдулхәмит әпәнди уйғурларға вакалитән әнвәр дәмирәлгә рәһмәт ейтип хатирә буюми тәқдим қиливатиду, 2023-йили 4-сентәбир, әнқәрә
RFA/Erkin Tarim

Арқидин дуня уйғур қурултийи вәхписи рәиси абдурешит абдулхәмит әпәнди уйғурларға вакалитән әнвәр дәмирәлгә рәһмәт ейтип хатирә буюмлири тәқдим қилди.

Булардин сирт дуня уйғур қурултийи йәнә мәзкур фестивалда уйғурларниң тарихи, мәдәнийәт-сәнити, уйғурлар тоғрисида тәйярлиған доклатлар, нәшр қилдурған китаблар, хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесимлири вә қирғинчилиқ сиясәтлири, инсан һәқлири дәпсәндичиликлири вә һәр қайси дөләтләрдә елип бериливатқан паалийәтлири әкс әттүрүлгән сүрәтләрни көргәзмә қилди.

Абдурешит абдулхәмит әпәнди бу паалийәткә сиясийонлар, парламент әзалири вә аммиви тәшкилат мәсуллиридин болуп он миңлиған кишиниң иштирак қилғанлиқини әһмийәтлик паалийәт болғанлиқини баян қилди.

Узун йиллардин бери изчил һалда бу паалийәткә қатнишип келиватқан уйғур академийәсиниң баш катипи абдулһәмид қарахан әпәнди, бу паалийәттә көп санда кишигә җаза лагерлири, уйғур ирқий қирғинчилиқиниң аңлитилғанлиқини, бу фестивалниң т р т аваз (t r t awaz) , бәңгүтүрк (Benggütürk) телевизийә қаналлиридин нәқ мәйдандин тарқатқанлиқини, шуңа үнүминиң наһайити зор болғанлиқини баян қилди.

Әтимәсқут, пайтәхт әнқәрәниң бир райони болуп 9-айниң 1-күнидин 10-күнигичә давамлишидиған бу фестивалға қирғизистан, әзәрбәйҗан, қазақистан, өзбекистан, түркмәнистан, шималий сипрус түрк җумһурийити қатарлиқ дөләтләрниң һәммиси иштирак қилмақта. Ирақ түркмәнлиригә, гиретсийәдики түркләргә, қирим татарлириға вакалитән уларниң түркийәдики тәшкилатлири бу фестивалға қатнашмақта. Бу түркий милләтләр 10 күн бойичә өз тарихини, сәнитини, мәдәнийитини, өрп-адәтлирини вә дучар болуватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини тонуштуриду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.