Уйғурларға қарши қәбиһ җинайәтләр вә уни чәкләшкә даир қанун-сиясәтләр һәққидә муһакимә йиғини өткүзүлди
2022.09.15
9-Айниң 12-күни америкадики хантир университети аммиви сиясәт институти розвелит сарийи кишилик һоқуқ қурулуши билән кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати бирлишип, “уйғурларға қарши қәбиһ җинайәтләр: қанун вә сиясәтләр” темисида муһакимә йиғини өткүзди.
4 Йерим саәт давамлашқан бу муһакимә йиғини бирләшкән дөләтләр тәшкилати уйғур райони һәққидики кишилик һоқуқ доклатини елан қилғандин кейин өткүзүлгән чоң көләмлик вә кәң даирилик бир муһакимә йиғини болди. Йиғинға қатнашқан мутәхәссисләр вә сиясий паалийәтчиләр “шәрқий түркистанда (шинҗаңда) немә ишлар болуватиду?”, “немишқа ирқий қирғинчилиқ җинайити йүз бериду?”, “биз немә қилишимиз керәк?” дегән үч тема бойичә муһакимә елип барди.
Америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң рәиси, худсон институтиниң алий тәтқиқатчиси, адвокат нури түркәл әпәнди йиғинда ечилиш нутуқи сөзләп, хитайниң 5 йилдин буян уйғур районида елип бериватқан қәбиһ җинайәтлирини көрситип өтти вә буниң “аста характерлик ирқий қирғинчилиқ җинайити” икәнликини тәкитлиди. У өзи вә аилиси баштин кәчүргән күлпәтләрни мисал елиш арқилиқ, милйонлиған уйғурниң бу қәбиһ җинайәтниң қурбани икәнликини, йеқинда йүз берип келиватқан ачлиқтин өлүш вәқәлириниң бу ирқий қирғинчилиқниң давами икәнликини билдүрди. У америка һөкүмити, җүмлидин америка диний әркинлик комитетиниң уйғурларниң һәқ-һоқуқини қоғдаш үчүн тиришип келиватқанлиқини, әмма хитайниң бу қәбиһ җинайитини тохтитиш үчүн йәнә нурғун хизмәтләрни ишләш керәкликини әскәртип өтти.
Йиғинниң “уйғур районида немә ишлар болуватиду?” дегән муһакимә қисмида уйғур һәрикити тәшкилатиниң башлиқи рошән аббас ханим уйғур районида йүргүзүлгән бу ирқий қирғинчилиқ җинайитидә уйғур ханим-қизлириниң асаслиқ һуҗум нишаниға айланғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “хитай компартийәси ирқий қирғинчилиқ сиясити йүргүзүштә уйғур аяллирини уйғур хәлқигә һуҗум қилишниң асаслиқ нишаниға айландурди. Чүнки аяллар бала туғуп бала чоң қилиду вә өз мәдәнийитини кейинки әвладларға йәткүзиду”.
Рошән аббас ханим хитай һөкүмитиниң өч елиш характерлик зиянкәшликигә учриған һәдиси гүлшән аббасниң тутулуп кәткинигә 4 йил болғанлиқини тилға елиш арқилиқ, буниңдәк наһәқ тутулған уйғур аяллириниң бешиға кәлгән паҗиәләрни аңлатти.
У йәнә бу ирқий қирғинчилиқниң “юқумни нөлгә чүшүрүш” баһаниси билән “уйғурларни ач қоюп өлтүрүш” шәклидә давам қиливатқанлиқини тәкитләп мундақ деди: “биз һазир наһайити қорқунчлуқ вә кишини әндишигә салидиған видийолар, сүрәтләрни көрүватимиз, пәрядлиқ авазларни аңлаватимиз. Хитай һөкүмити йәнә бир қетим уйғур вә башқа милләтләрни йоқитишни нишан қилип, ‛ковидни нөлгә чүшүрүш‚ тәк әшәддий сияситини иҗра қиливатиду”.
Коммунизм қурбанлири хатирә сарийи фонди тәтқиқатчиси адриян зенизму бу йиғинда қилған сөзидә аввал уйғурларниң нөвәттә ачлиқтин өлүш, давалиналмай өлүш кирзисиға дучар болуватқанлиқини тилға елип, буниму хитайдәк рәзил сақчи дөлитиниң әһвалини чүшиништики бир мисал қилип көрсәтти.
Адриян зенз хитайниң 40 йилдин буян йүргүзүп кәлгән пиланлиқ туғут сиясити билән 2016-дин башлап уйғур аяллирини туғмас қилишқа урунуш қилмишлириниң нопус қирғинчилиқи, йәни хитайниң узун муддәтлик, пиланлиқ һалда йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқи икәнликини тәкитлиди.
У хитай һөкүмитиниң биңтуән арқилиқ җәнубий шинҗаңниң нопус қурулмисини өзгәртиватқанлиқини мисал билән көрситип мундақ деди: “биңтуәнниң муавин секритари 2020-йил, йәни чоң тутқун қилиш һәрикитидин кейин қилған сөзидә, ‛җәнубий шинҗаңдики нопус қурулмиси тәкши әмәс, нопус нисбити бу җайниң узун муддәтлик тинчлиқи вә муқимлиқиниң асаси. Җәнуби шинҗаңдики хитайларниң нопуси 15 пирсәнткиму йәтмәйду. Нопус нисбитидики бундақ тәкшисизлик җәнубий шинҗаңдики асаслиқ мәсилә‚ дегән. Қолимиздики шинҗаң һөҗҗәтлиридин қариғанда, ши җинпиң, ли кечияң қатарлиқ хитай рәһбәрлири 2014-йил нопус бихәтәрлики вә нопус қурулмиси мәсилисини тилға алған, 2020-йилниң бешидиму шундақ гәпләрни қилған. Җәнубий шинҗаңдики диний бастуруш вә әмгәк күчини ичкиригә йөткәш қатарлиқларму нопус қурулмисини өзгәртәлмигәчкә, хитай мәҗбурий туғут чәкләш чарисини қолланған”.
Адриян зенз бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң роли вә вәзиписи һәққидә сөз қилип мундақ деди: “биз хитай һөкүмитиниң уйғурларға көп қатламлиқ, системилиқ һуҗум қиливатқанлиқини көрүватимиз; мәқсәт, сәр хилларни йоқитиш. Туғут чәкләш, мәҗбурий әмгәккә селиш, ата-анилар билән балиларни бир-биридин айриветиш қатарлиқлар 1948-йил түзүлгән ‛ирқий қирғинчилиқниң алдини елиш вә уни чәкләш әһдинамиси‚гә уйғун болупла қалмай, б д т ниң зораванлиқни чәкләш рамкисиғиму чүшиду. Кишини һәйран қалдуридиғини шуки, хәлқара җәмийәт та һазирғичә ирқий қирғинчилиқни тохтитишқа қадир болалмиди, пәқәтла қадир болалмиди”.
Бу муһакимә йиғинида униңға “америка хитайниң җинайитини ирқий қирғинчилиқ дәп етирап қилди вә һәрикәт қолланди. Әмма явропа өткән әсирдә натсистлар германийәси елип барған ирқий қирғинчилиқни баштин кәчүргән туруқлуқ, немишқа бүгүн хитайниң җинайитини ирқий қирғинчилиқ дәп етирап қилмайду?” дәп соал қойдуқ, у буниңға җаваб берип мундақ деди: “ирқий қирғинчилиққа ениқлима бериш бир аз мурәккәп җәрян. Уни көп һалда 1948-йил түзүлгән ‛ирқий қирғинчилиқниң алдини елиш вә уни җазалаш әһдинамиси‚ ға имза қойған дөләтләрниң қануни бекитиду. явропа иттипақи шундақ қарар беришиму мумкин иди, әмма униңға әза дөләтләрниң бәзилири юқириқи әһдинамигә имза қоймиған. Америка ирқий қирғинчилиқни етирап қилди, явропаниң уни етирап қилмаслиқида мениңчә асаслиқ сәвәб уларниң консерватип болувелиши. Болупму германийә бу җәһәттә чоң хаталиқ өткүзди. Германийәдә ‛ирқий қирғинчилиқ‚ дегән сөз ‛йәһудий чоң қирғинчилиқи‚ дегән гәп билән охшаш, шуңа улар бундақ қарарни мәңгү чиқармаслиқи мумкин. Бу әлвәттә ‛ирқий қирғинчилиқниң алдини елиш вә җазалаш әһдинамиси‚ арқилиқ бу җинайәтни чәкләш һоқуқиға хилап”.
Бу муһакимигә қатнашқан сиясий паалийәтчи җәвһәр илһам уйғур районида йүз берип келиватқан бу қәбиһ җинайәтләр һәққидә сөз қилип, дадиси илһам тохти 8 йил бурун хитай һөкүмити тәрипидин өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилинғандин буян, өз бешидин кәчүргән күлпәтләрни, та һазирғичә дадисиниң әһвалидин хәвәрсиз икәнликини, өлүк яки тирикликиниму билмәйдиғанлиқини, буниңдәк милйонлиған уйғурниң түрмә-лагерларда азаб чекиватқанлиқини әслитип өтти.
У бирләшкән дөләтләр тәшкилати елан қилған доклатқа баһа берип мундақ деди: “мән ишләватқан органни өз ичигә алған нурғун тәшкилатлар вәтинимиздә йүз бериватқан ишларни асасән ирқий қирғинчилиқ дәп қарайду. Б д т елан қилған доклаттин хурсән болдум, чүнки бу доклатта уйғур районидики кишилик һоқуқ әһвалиниң еғирлиқи етирап қилинған болуп, б д т ға әза дөләтләр, һөкүмәт органлири вә кишилик һоқуқ тәшкилатлири, шуниңдәк хәлқара җәмийәтни униңға җиддий қарашқа үндәйду”.
Сөһбәткә қатнашқан паалийәтчи ризвангул нурмуһәммәд иниси мәвлан нурмуһәммәдниң 2017-йил тутуп кетилгәнликини, хитай һөкүмитиниң буниңдәк нурғун яшларни “диний әсәбийликтин зәһәрләнгән” дегән баһанә билән тутқун қилғанлиқини, “11-синтәбир вәқәси” йүз бәргинигә 21 йил болған бүгүнки күндә хитайниң һелиһәм террорлуқни баһанә қилип, уйғур мусулманлириға зәрбә бериватқанлиқини баян қилди. Җәвһәр илһам хитайниң уйғурларни пәқәт мусулман болғанлиқи үчүнла әмәс, уйғур болғанлиқи үчүн йоқитиш нишани қилғанлиқини әскәртип өтти.
Йиғинниң “немишқа ирқий қирғинчилиқ җинайити йүз бериду?” дегән қисмида сиясий көзәтчи илшат һәсән, уйғур кишилик һоқуқ қурулушидин зубәйрә шәмсидин, кишилик һоқуқ адвокати тең бияв қатарлиқлар пикир баян қилди. Тең бияв әпәнди хитай һөкүмити йүргүзүватқан бу җинайәтниң мәнбәсини хитай компартийәсиниң қабаһатлик тарихидин издәш керәкликини билдүрди. Униң қаришичә, уйғур районидики йиғивелиш лагери әмәлийәттә хитайниң бурунқи әмгәк билән өзгәртиш мәйданиниң заманиви шәкли; хитай компартийәси етиқадчи аммини бүгүнла әмәс, мәдәнийәт инқлави мәзгилидиму қаттиқ бастурған. Хитай компартийәси әдлийә, қанун дегәнләрни аллибурун бикар қиливәткән яки уни өзи үчүн ишлитидиған қорал қиливалған.
Йиғинниң “биз немә қилишимиз керәк?” дегән үчинчи қисмида, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатидин софийә ричардсон, ню-йорклуқ адвокат, хитай қануни вә сиясити мутәхәсиси елзабит линч (Elizabeth M. Lynch), америка демократийә фонди җәмийитидин әкрәм керәм, уйғур нәсиллик журналист әмилия паң қатарлиқлар қатнашти вә хитайниң бу қәбиһ җинайитини тохтитиш үчүн һөкүмәтләрниң қандақ сиясәт бәлгилиши, кишилик һоқуқ органлириниң қандақ паалийәт қилиши керәклики, чәт әлдики уйғур панаһлиқ тилигүчиләргә қандақ ярдәм бериш мәсилилири һәққидә көз қарашлирини оттуриға қойди. Әкрәм керәм хитай һөкүмитиниң тәтүр тәшвиқатқа қаттиқ күчәйдиғанлиқини, өткән бир нәччә йилда уйғур райони һәққидә 38 қетим ахбарат елан қилиш йиғини ачқанлиқини, буниңға қарши һәқиқий учур инқилаби қозғап, хитайниң җинайитини тохтимай паш қилип, хәлқара таратқулар вә иҗтимаий алақә васитилирида асасий еқим шәкилләндүрүшниң муһимлиқини билдүрди.