Хитай нопуси һәққидә ашкариланған учурда уйғур қатарлиқ милләтләрниң нопусиниң җиддий азлап кәткәнлики мәлум болған

Мухбиримиз җәвлан
2022.09.27
Ши җинпиң хитайниң ташқий тәшвиқат машинилириниң карға кәлмигәнликидин нарази болған Хитай рәиси ши җинпиң хитай армийисиниң америка армийисигә қарши туруп шималий корейәгә ярдәм бериш үчүншималий корейәгә киргәнликиниң 70 йиллиқини хатириләш йиғинида сөзлимәктә. 2020-Йили 23-өктәбир, бейҗиң.
AP

“япон хәвәрлири” торида елан қилинған бир мақалидә көрситилишичә, хаккерлар шаңхәй сақчи даирилири сақлаватқан бир милярд хитай пуқрасиниң учурлирини қолға чүшүргән болуп, униңда хитай нопуси тоғрулуқ һәқиқий учурлар сақланған. Бу учурлар билән хитай һөкүмити елан қилған нопус сани оттурисида чоң пәрқ болуп, хитай өзиниң нопусини ашуруп көрсәткән әһвал бар икән. Хитай гәрчә пиланлиқ туғут сияситини бошатқан вә икки балилиқ болуш сияситини йолға қойған болсиму, хитай нопуси анчә тез көпәймигән. 2020-Йилдики нопус тәкшүрүшидә қурамиға йәтмигәнләрниң нопуси аз болған.

Ашкариланған учурлардин қариғанда, аз санлиқ милләтләрниң нопусиниң 2017-йилдин башлап җиддий азлап кәткәнлики көрүлгән; балиларниң туғулуш нисбити төвәнләп кәткән. Бу мәлумат, хитай 2020-йил елан қилған нопус тәкшүрүш доклатидин зор дәриҗидә пәрқлиқ болуп, хитайниң аз санлиқ милләт нопусини ялғандин ашуруп көрсәткәнликини испатлап бәргән.

Америкадики сиясий көзәтчи илшат һәсән әпәндиниң қаришичә, уйғур нопусиниң азлап кетиши хитай һөкүмити елип бериватқан миллий қирғинчилиқниң әң рошән испатидур.

Америкадики рәнд сиясәт тәтқиқат мәркизиниң хитай ишлири тәтқиқатчиси раймонд ко (Raymond Kuo) хаккерлар қолға чүшүргән нопус учурлири һәққидики көз қаришини билдүрүп мундақ деди: “мәнчә, бу күчлүк испатлар хитайниң ирқий қирғинчилиқ яки инсанийәткә қарши җинайәт өткүзүватқанлиқини билдүриду; ню-йорк вақити гезити хәвәр қилған йиғивелиш лагерлири вә у йәрдә йүз бериватқан ишлар ирқий қирғинчилиққа бәкрәк мунасивәтлик дәп қараймән. Шуғиниси, нопусниң азийип кетишини ирқий қирғинчилиқниң испати дәп қарашқа боламду-йоқ, бу талаш-тартиш үстидики бир мәсилә. Әмма б д т ниң доклатида ениқ қилип: хитай һөкүмити уйғурларға инсанийәткә қарши җинайәт өткүзүватқан болуши мумкин, дейилгән. Уйғур нопусниң азийип кетиши униң үчүн бир испат яки униңға тәсир көрсиәткән бир амил болуши мумкин”.

Ашкариланған һөҗҗәттә көрүлүшичә, өткән 20 йилда хитайдики туғулуш нисбити төвәнләшкә башлиған, хитай нопуси 2018-йилдин башлап азлашқа башлиған. Уйғур қатарлиқ милләтләрниң нопуси бирақла азлап кәткән. Нопус нисбитиниң бу хил рәвиштә җиддий төвәнлиши мөлчәрдикидин тез болған.

Америкадики “коммунизм қурбанлири хатирә фонди” ниң тәтқиқатчиси, докур адриян зенз 2021-йил 8-айда елан қилған “уйғурларниң нопус үстүнлүкини өзгәртиш қурулуши: хитай һөкүмитиниң җәнубий шинҗаңдики нопусни ‛сәрхиллашуруш‚ истратегийәси һәққидә тәһлил” намлиқ доклатида берилгән һөкүмәт һөҗҗәтлири хитай компартийәсиниң уйғурларниң нопусини тәбиий көпийиштин қәстән чәкләватқанлиқини намаян қилип бәргәниди. Йәни, хитай һөкүмити бу мәқсәткә йетиш үчүн мәҗбурий туғут чәкләш тәдбирлири, лагерларға қамаш вә уйғур аяллирини хитайлар билән тойлаштуруш чарилирини ишқа салған. Навада бу зулум давам қилса 2040-йилиға барғанда төт йерим милйон уйғурниң кемийип кетидиғанлиқи мөлчәрләнгәниди.

Илшат һәсән әпәнди уйғур райониниң җәнубида уйғур нопусини азлитип, хитай нопусини көпәйтишниң хитай мутәхәссислири вә сиясәтчилири бир қоллуқ пиланлиған һәрикәт икәнликини оттуриға қойди.

Доктор адриян зениз йәнә 9-айниң 12-күни өткүзүлгән “уйғурларға қарши қәбиһ җинайәтләр вә уни чәкләшкә даир қанун-сиясәтләр” намлиқ муһакимә йиғинида хитай һөкүмитиниң җәнубий шинҗаңниң нопус қурулмисини өзгәртиватқанлиқини мисал билән көрситип, биңтуәнниң муавин секритариниң ‛җәнубий шинҗаңдики нопус қурулмиси тәкши әмәс, нопус нисбити бу җайниң узун муддәтлик тинчлиқи вә муқимлиқиниң асаси. Җәнуби шинҗаңдики хитайларниң нопуси 15 пирсәнткиму йәтмәйду. Нопус нисбитидики бундақ тәкшисизлик җәнубий шинҗаңдики асаслиқ мәсилә‚ дегән сөзини нәқил алған һәмдә “җәнубий шинҗаңдики диний бастуруш вә әмгәк күчини ичкиригә йөткәш қатарлиқларму нопус қурулмисини өзгәртәлмигәчкә, хитай мәҗбурий туғут чәкләш чарисини қолланған” дегәниди.

Доктор адриян зениз хаккерлар қолға чүшүргән бу нопус доклатидики мәлуматларни көргәндин кейин радийомизға билдүргән инкасида, бу һөҗҗәтләрниң өзиниң илгирики һөкүмлирини тәстиқлайдиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “шундақ, хитайниң мәқсити җәнубий шинҗаңдики милләтләрниң нопус қурулмисини өзгәртиш; буниң үчүн хитай һөкүмити системилиқ һалда уйғур аяллирини туғуштин чәкләп, уйғур нопусини азлитип бармақта”.

Тәтқиқатчи раймонд ко хитай һөкүмитиниң җәнубий шинҗаңдики нопус қурулмисини өзгәртиш қурулуши һәққидә тохтилип мундақ деди: “хитай һөкүмити җәнубий шинҗаңда уйғур нопусини азлитип, хитай нопусини көпәйтиш үчүн көчмәнләр сиясити йолға қоюп, ичкиридики хитайларни шинҗаңға беришқа илһамландурди. Хитай һөкүмити бу сиясити арқилиқ бу райондики сиясий вә миллий зиддийәтни түп йилтизидин һәл қилмақчи болди. Йәни хитай бу районда чоң қалаймиқанчилиқ чиқиштин әнсириди. Хитайниң һазир қиливатқанлири толиму қорқунчлуқ, бәлким улар бу хил усул билән уйғурларниң нопусини азайтип, бу райондики қаршилиқ вә малиманчилиқни түгитимиз дәп ойлайду”.

Илшат һәсән әпәнди хитай һөкүмитиниң уйғурларни һәқиқий “аз санлиқ милләт” кә айландуруш үчүн “җәнубий шинҗаңдики нопус қурулмисини ирқий қирғинчилиқ васитиси билән өзгәртиватқанлиқи” ни билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.