10 яшлиқ уйғур өсмүр абдулла пакзат хәлқаралиқ математика мусабиқисидә мис медалға еришти

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.07.19
abdulla-pakzat-02 Түркийәдә өсүп йетиливатқан 10 яшлиқ уйғур өсмүр абдулла пакзат малайсия пайтәхти куалалумпурда өткүзүлгән 12-нөвәтлик “дуня математика тәклиплик мусабиқиси” да мис медалға еришкән. 2024-Йили июл, куалалумпур
Abdukerim Pakzat

Түркийәдә өсүп йетиливатқан 10 яшлиқ уйғур өсмүр абдулла пакзат бу йил малайсия пайтәхти куалалумпурда өткүзүлгән 12-нөвәтлик “дуня математика тәклиплик мусабиқиси” да мис медалға еришкән. Униң бу нәтиҗиси иҗтимаий таратқуларда тарқалғандин кейин муһаҗирәттики уйғур җамаити арисида күчлүк алқишқа еришти.

“дуня математика тәклиплик мусабиқиси” дуняниң һәрқайси җайлиридики яш өсмүрләр арисида математикини тәшвиқ қилиш вә омумлаштуруш мәқситидә илгири тунҗи болуп тәйвәндә орунлаштурулған болуп, бу һәр йили бир қетим өткүзүлидиған хәлқаралиқ мусабиқә икән.

Биз бу хәвәрни аңлиғандин кейин абдулла пакзат вә униң дадиси абдукерим пакзатни техи улар сәпәр үстидә туруватқанда тепип зиярәт қилдуқ. Абдулла шундақ сәмимийлик билән һәмдә йәнә шундақ мукәммәл өгәнгән ана тили билән өзиниң һессиятини биз билән ортақлашти.

 Бу кичик математика маһири өзи интайин кәмтәр болуп, униң еришкән бу дәриҗиси унчә аддий әмәс иди. Мәзкур мусабиқә тор бетидин игилишимизчә, мусабиқиниң дәсләпки айланма мусабиқилири бу йил 1-айдин 3-айғичә болған арилиқта мусабиқигә әза болған дөләт вә районларниң өзидә өткүзүлгән. Абдулла пакзат дуняниң һәрқайси җайлиридин дәсләпки айланма мусабиқигә тизимлатқан 60 миң бала ичидин, ахирқи һәл қилғуч мусабиқигә талланған.

Һәл қилғуч мусабиқигә америка, австралийә, түркийә, русийә, тәйвән, һиндистан, хитай, малайсия қатарлиқларни өз ичигә алған җәмий 22 дөләттин кәлгән 904 нәпәр маһир қатнашқан болуп, абдулла әнә шуларниң бири. Бу йил түркийәдин һәл қилғуч мусабиқигә абдулла билән бирликтә җәмий 9 бала кәлгән.

Түркийәдә өсүп йетиливатқан 10 яшлиқ уйғур өсмүр абдулла пакзат малайсия пайтәхти куалалумпурда өткүзүлгән 12-нөвәтлик “дуня математика тәклиплик мусабиқиси” да мис медалға еришкән. 2024-Йили июл, куалалумпур
Түркийәдә өсүп йетиливатқан 10 яшлиқ уйғур өсмүр абдулла пакзат малайсия пайтәхти куалалумпурда өткүзүлгән 12-нөвәтлик “дуня математика тәклиплик мусабиқиси” да мис медалға еришкән. 2024-Йили июл, куалалумпур
Abdukerim Pakzat

Абдулла өзиниң йеши бойичә талланған мусабиқә гурупписи тәркибидә һәл қилғуч мусабиқигә чүшүп, көрүнәрлик нәтиҗә көрситип, мис медал мукапатиға еришкән.

Абдулланиң дадиси абдукерим пакзатниң бизгә дейишичә, бу абдулланиң тунҗи қетимлиқ хәлқаралиқ мусабиқә тәҗрибиси болуп һесаблинидикән. У, оғлиниң чәклик шараитлар астидиму бундақ бир нәтиҗә яратқанлиқидин хурсән болғанлиқини ейтти.

Абдулла буниңдин илгири йәнә, түркийәдә йилда бир өткүзүлидиған зор көләмлик математика мусабиқиси болған “кенгуру математика мусабиқиси” ға қатнашқан болуп, у бу мусабиқидә 4-йиллиқлар бойичә мусабиқигә қатнашқан тәхминән 9000 бала арисида 29-болған.

Абдулла пакзат малайсия пайтәхти куалалумпурда өткүзүлгән 12-нөвәтлик “дуня математика тәклиплик мусабиқиси” да еришкән мис медал вә шаһадәтнамә. 2024-Йили июл, куалалумпур
Абдулла пакзат малайсия пайтәхти куалалумпурда өткүзүлгән 12-нөвәтлик “дуня математика тәклиплик мусабиқиси” да еришкән мис медал вә шаһадәтнамә. 2024-Йили июл, куалалумпур
Abdukerim Pakzat

Абдулла кичикидин тартип, математикиға зор иштияқ бағлиған болуп, у ата-анисиниң һармай-талмай йетәклиши нәтиҗисидә өзиниң бу саһәдики талантини җари қилдуруп келиватқан икән. Абдулла йәнә аллиқачан компютер пирограмма тиллири асасиниму турғузуп болған болуп, у C/C++, Python тиллирида мурәккәп пирограммиларни язалайдикән.

Абдукерим пакзатниң дейишичә, у балисиниң математика пәнлиригә болған қизиқишини ашуруш үчүн кичикидин тартип униңға түрлүк математика оюнлирини ясап бәргән, униң билән бирликтә ойниған һәм униңға дәрс өгәткән. У ата-аниларниң балиларни пүтүн зеһни билән йетәклишиниң муһим роли барлиқини тәкитлиди.

Әмди, абдулла өзи математика һәққидә немә дәйду? у кичик балиларға математика өгиништә немиләрни тәвсийә қилидикин?

Биз абдулла билән техиму көп сөһбәтлишишни арзу қилған болсақму, әмма сәпәр мунасивити билән сөһбитимизни мушу йәрдә ахирлаштурдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.