Калифорнийә шитат мәҗлисидә уйғурларға аит қарар лайиһәси мақуллуқтин өтти
2023.03.29
Дүшәнбә, йәни 27-март күни калифорнийә штат мәҗлисидә мәҗлис әзаси җессе габриел (Jesse Gabriel ) тәрипидин тонуштурулған HR25 номурлуқ уйғур ирқий қирғинчилиқини әйибләш вә мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини чәкләш қарар лайиһәси йиғинға қатнашқан 79 нәпәр мәҗлис әзасиниң толуқ аваз бериши билән қобул қилинған.
Қарар лайиһәсини авазға қоюш йиғиниға шәрәп меһмини сүпитидә қатнашқан америкадики уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң директори өмәр қанат әпәндиниң билдүрүшичә, 27-март күни чүштин кейин калифорнийә шитат мәҗлисидә ечилған йиғинда, йәһудийлардин келип чиққан мәҗлис әзаси җессе габриел тәрипидин оттуриға қоюлған HR25 номурлуқ уйғур ирқий қирғинчилиқини әйибләш вә мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини чәкләш қарар лайиһәси қобул қилинди. Мәзкур қарар лайиһәсидә һәрқайси штатлардики һөкүмәт органлири уйғур ирқий қирғинчилиқини әйибләшкә вә дунядики даңлиқ марка ширкәтлири уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ мәһсулатлар билән болған мунасивәтлирини үзүш үчүн тәдбир елишқа чақирилғаникән.
Йиғинниң нәқ мәйдан син көрүнүшидә, мәзкур қарар лайиһәсини оттуриға қойған парламент әзаси җессе габриел нөвәттики уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқ вәзийитини тонуштуруп, уйғурларниң қул әмгики бәдилигә ишләпчиқирилған мәһсулатларға қарита чәкләш тәдбири елишниң муһимлиқи вә тәхирсизликини тәкитлигән.
Җессе габриел сөзидә хитайда еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә учраватқан уйғурларға қаритилған ирқий қирғинчилиқниң мусулманларниң рамзан ейи мәзгилидиму давам қиливатқанлиқини билдүргән.
У, сөзидә уйғурларға йүргүзүлүватқан ирқий қирғинчилиқ сияситиниң уйғурларниң миллий кимликини йоқитиш, диний етиқадини йоқитиш, ана тилини қоллиништин мәһрум қалдуруш, мәдәнийәт җәһәттә ассимилятсийә қилиш, уйғурларни мәҗбурий әмгәкчиләргә айландуруш қатарлиқ көп хил шәкилләрдә давам қиливатқанлиқини билдүргән. У, нөвәттә әң аз дегәндиму бир милйондин икки милйонғичә инсанниң түрмә вә лагерларда қамақлиқ икәнликини алаһидә тәкитлигән. У йәнә йиғин мәйданидики лагер шаһитлириниң исмини бирму-бир тилға елип, уларниң хитай һөкүмитиниң инсанийәткә қарши бу җинайәтлириниң гуваһчилири икәнликини билдүргән.
Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң директори өмәр қанат әпәндиниң билдүрүшичә, мәзкур қарар лайиһәсини тонуштурған җессә габриел әпәнди сөзидә йәнә йиғинға шәрәп меһмини сүпитидә қатнашқан лагер шаһитлириниң бу қарар лайиһәсиниң мақуллиниши үчүн елип барған паалийәтлиригә алаһидә миннәтдарлиқини ипадилигән.
Өмәр қанат әпәнди йәнә өзлириниң 27-март күни йиғин ечилиштин илгири калифорнийәдики бир қисим мәҗлис әзалири билән көрүшүп, улардин шу күни чүштин кейин оттуриға қоюлидиған уйғурлар һәққидики қарар лайиһәсигә аваз қошушини тәләп қилиш паалийәтлиридә болғанлиқини билдүрди.
Голландийә вә фирансийәдин келип, йиғинға шәрәп меһмини сүпитидә қатнашқан лагер шаһитлиридин қәлбинур сидиқ ханим вә гүлбаһар хативаҗи ханимму зияритимизни қобул қилди.
Қәлбинур ханим, өзлириниң калифорнийә шитат мәҗлис әзалири билән көрүшүп, уларға ирқий қирғинчилиққа учраватқан уйғурлар вәзийити вә өзлириниң хитай лагерлиридики кәчмишлирини аңлатқанлиқини билдүрди.
Гүлбаһар хативаҗи ханим болса, улар көрүшкән мәҗлис әзалириниң зор көп қисминиң аяллар икәнликини, уларға өзлириниң лагерлардики кәчмишлирини аңлатқанлиқини баян қилди. У, әрләр лагери вә аяллар лагериға айрим-айрим қамилип, мәҗбурий әмгәккә селинған уйғур әр-аяллири вә ата-анилиридин мәҗбурий айриветилип, “пәриштиләр мәктипи” намидики балилар лагерлириға қамалған уйғур балилириниң ечинишлиқ қисмәтлириниң парламент әзалири алаһидә көңүл бөлгән мәсилиләр болғанлиқини билдүрди.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлайсиләр.