Америка дөләт мәҗлисидә “уйғур сиясити қанун лайиһәси” қайта тонуштурулди

Мухбиримиз ирадә
2023.04.21
Young-Kim.jpg Америка авам палатасиниң әзаси яң ким (Young Kim) дөләт мәҗлисиниң йиғинида “уйғур сиясити қанун лайиһәси” һәққидә мәхсус сөз қилди. 2022-Йили 29-ноябир, вашингтон.
c-span

Америка авам палатасиниң әзаси яң ким ханим 2021-йили баш болуп түзүп чиққан вә америка кеңәш палатаси әзаси марко рубийо (Marco Rubio) тәрипидин америка дөләт мәҗлисидә тонуштурулған “уйғур сиясити қанун лайиһәси” (Uyghur Policy Act) америка дөләт мәҗлисидә қайтидин оттуриға қоюлди.

Кеңәш палата әзаси марко рубийо бу қанун лайиһәсини қайта тонуштурғанлиқи мунасивити билән тивиттерида елан қилған баянатида мундақ дегән:

“бу һәр икки партийә әзалириниң қоллишидики қанун лайиһәси американиң америка вә башқа дөләтләрдики уйғур диаспорасини қоллишини ашуриду, шундақла хитай компартийәсиниң қолида кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә учраватқан уйғурларниң шараитини яхшилашни тәшәббус қилиду.”

Бу қанунниң кеңәш палата нусхиси марко рубийо тәрипидин тонуштурулған болуп, авам палата нусхиси авам палата әзаси яң ким(Young Kim) вә ами бера (Ami Bera ) тәрипидин тонуштурулған.

Уйғур сиясити қанун лайиһәси 2022-йили декабирда америка авам палатасида бир қетим тонуштурулуп интайин юқири аваз билән мақулланған болсиму, әмма йеңи йилниң кириши билән рәсмий қанунға айлиниш үчүн вақит йәтмәй қалған иди. Америкадики уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң ташқи ишларға мәсул директори луиса гиривниң радийомизға билдүрүшичә бу нөвәт бу қанунниң мақуллинип чиқиш еһтималлиқи чоң икән. У мундақ деди:

“биз түнүгүн (20-апрел) бу қанун лайиһәсиниң қайта тонуштурулғанлиқи мунасивити билән авам палата әзаси яң ким ханимни ишханисиға берип зиярәт қилдуқ вә униңға рәһмәт ейттуқ. У бизгә бу лайиһәниң балдур тонуштурулғанлиқини, шуңа униң авам палата вә кеңәш палата һәр иккилисидин мақуллинип чиқиш еһтималлиқиниң юқирилиқини ейтип хатирҗәм қилди”.

“уйғур сиясити қанун лайиһиси” (уйғур поличй ачт) америка дөләт мәҗлисидә қайтидин оттуриға қоюлуш мунасивити билән яң ким(Young Kim) ханимниң ишханисида хатирә сүрәт. 2023-Йили апрел, вашингтон.
“уйғур сиясити қанун лайиһиси” (уйғур поличй ачт) америка дөләт мәҗлисидә қайтидин оттуриға қоюлуш мунасивити билән яң ким(Young Kim) ханимниң ишханисида хатирә сүрәт. 2023-Йили апрел, вашингтон.

20-Апрел, пәйшәнбә күни, кеңәш палатаси вә авам палатасида тонуштурулған “уйғур сиясити қануни” конкрет қилип ейтқанда уйғурлар үчүн төвәндики хизмәтләрни қилишни тәләп қилиду:

Америка ташқи ишлар министирлиқиниң дуняниң һәрқайси җайлиридики тонутуш программилириға уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчилирини киргүзүшини тәләп қилиш вә бу арқилиқ уйғур елида йүз бериватқан зулумни һәрқайси дөләтләрдики аммиви дипломатийә мунбәрлиридә сөзләшкә шараит һазирлаш; ташқи ишлар министирлиқиниң уйғур елидики лагерларни тәкшүрүши вә қолға елинған уйғурларниң қоюп берилишигә капаләтлик қилиш үчүн қоллинидиған истратегийә тәләп қилиш; америка ташқи ишлар министирлиқиниң чәтәлләрдики дипломатик хадимлириниң уйғур тили өгинишигә шараит яритиш, американиң хитай, түркийә вә башқа уйғур диаспора нопуси көпрәк дөләтләрдики консулханилирида кәм дегәндә бир уйғурчә сөзләйдиған дипломатик хадим атәқсим қилиш; американиң б д т дики баш әлчисини б д т паалийәтлиридә уйғурлар вә уйғур елигә мунасивәтлик мәсилиләрниң оттуриға қоюлушиға тосқунлуқ қилидиған һәр қандақ һәрикәткә қарши турушқа йетәкләш.

Юқиридикиләрдин башқа йәнә, бу қанун американиң америка ичи вә башқа дөләтләрдики уйғур диаспорасиға болған қоллишини ашуриду, шундақла йәнә хитай компартийәсиниң қолида зулум көрүватқан уйғурларниң шараитини яхшилашқа мунасивәтлик тәдбирләрни қоллинишқа йетәкләйдикән.

Луиса гиривниң билдүрүшичә, юқиридики қанун лайиһәси интайин муһим қанун болуп, у уйғур мәсилисидә әмәлий рол ойнайдикән. У мундақ деди: “бу қанунниң қайта тонуштурулуши интайин муһим. Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши бу қанун тонуштурулғучә болған икки йил җәрянида яң ким ханим билән бу қанун үстидә йеқиндин һәмкарлашти. Бу қанун кишигә үмид беридиған болуп, униңдики мәзмунлар әмәлий үнүмгә игә”.

Марко рубийо әпәнди бу һәқтә елан қилған Рәсмий баянатида Кеңәш палата әзалирини бу қанунни қоллашқа чақирип мундақ дегән:

“хитай компартийәси уйғурлар вә башқа мусулман милләтләргә ирқий қирғинчилиқ вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликидин ибарәт йиргинчлик ишларни қилмақта. Америка бундақ дәһшәтлик хорлаш алдида сүкүт қилмаслиқи керәк. Мән уйғурларға болған тонуш вә тәшвиқатни ашуруш үчүн қанунни қайта оттуриға қойғанлиқимдин пәхирлинимән вә хизмәтдашлиримниң бу қанун лайиһәсини тездин мақуллишини тәләп қилимән”.

Авам палата әзаси яң ким ханим елан қилған баянатида мундақ дегән:

“уйғурлар вә башқа аз санлиқ милләтләр пәқәт өзиниң кимлики сәвәбидин хитай компартийәси рәһбәрликидики җаза лагерлирида солинип, зулум көрмәктә, меңиси ююлмақта. . . Уйғур сиясити қануни американи шинҗаң уйғур аптоном районидики уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләрниң асасий кишилик һоқуқи вә пәрқлиқ кимликини қоллаш үчүн керәклик қораллар билән тәминләйду. Мән хитай компартийәсиниң дәпсәндичиликигә қәтий қарши туримән вә дуняниң кишилик һоқуқ вә әркинликини қоллаймән”.

Луиса гирив ханим сөзидә, кеңәш палата әзаси марко рубийо вә авам палата әзалири яң ким вә ами бера ларниң уйғурларниң қәһримани һесаблинидиғанлиқини тәкитлиди. У мундақ деди: “кеңәш палата әзаси марко рубийо вә авам палата әзалири яң ким вә ами бера ларниң уйғурларниң қәһримани һесаблиниду. Биз яң ким ханимни зиярәт қилғанда уларниң уйғурлар үчүн қиливатқан хизмәтлиридин уйғурларниң интайин миннәтдарлиқини уларға йәткүздуқ вә ким ханимға уйғурларниң әнәниви баш кийими болған сөсәр тумақ тәқдим қилдуқ”.

Нөвәттә америка һөкүмити вә мәҗлиси уйғурларниң кишилик һоқуқиға капаләтлик қилиш, уйғур мәҗбурий әмгикини аяғлаштуруш йолидики хизмәтлирини күчәйтишкә тиришиватқан болуп, йеқиндин буян бу җәһәттики паалийәтләр күчәймәктә. Американиң б д т 'да турушлуқ әлчиси линда томас гиринфийлд ханимму (Linda Thomas-Greenfield) 20-апрел күни, б д т кишилик һоқуқ алий комиссари волкәр түрк билән көрүшүп, уйғурларниң мәсилиси үстидә сөһбәтләшкән. У тивиттерида бу һәқтә чиқарған учурида, өзиниң волкәр түрк билән учришип дуняда йүз бериватқан бир қатар кишилик һоқуқ киризислири билән биргә, уйғурлар мәсилисини оттуриға қойғанлиқини дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.