Америкада уйғурлар һәққидә тонуштурулған йеңи қанун лайиһәси американиң зулумға қарши ирадисини намайән қилған

Мухбиримиз ирадә
2022.08.05
rubio-menendez.jpg Америка кеңәш палатасиниң әзаси марко рубю әпәнди(солда) вә сенатор боб менендиз әпәнди.
REUTERS

Америка кеңәш палата әзаси марко рубийо (Marco Rubio) билән боб менендез (Bob Menendez) уйғурларға қаритиливатқан ирқий қирғинчилиқ вә мәҗбурий әмгәккә қатнашқан вә уни қоллиған шәхс һәм органларни җазалаш даирисни кеңәйтиш мәқситидә, йеңи бир қанун лайиһәси тонуштурған.

Кеңәш палата әзалири нөвәттә мәвҗут болған “уйғур кишилик һоқуқ сиясити қануни” бойичә гәрчә уйғурларниң һоқуқини дәпсәндә қилишқа вә уларни мәҗбурий қул әмгикигә селишқа четилған шәхсләр җазалансиму, әмма улар билән тиҗарәт қиливатқан орун вә шәхсләрниң давамлиқ һалда американиң пул-муамилә системисиға кирәләйдиғанлиқини нәзәрдә тутуп, бу йочуқни етиш мәқситидә, бу йеңи қанун лайиһәсини тонуштурған икән.

Сенатор марко рубийониң рәсмий тор бетидә елан қилинған баянатқа қариғанда, “қул әмгикини қоллиғучиларни җазалаш қануни” (Sanctioning Supporters of Slave Labor Act) дәп аталған бу қанун лайиһәсидә, уйғурларға қаритиливатқан зулумға четилғанларға берилидиған җазаниң даириси кеңәйтилидикән.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси питир ирвин радийомизға қилған сөзидә, бу қанун лайиһәсиниң интайин муһим бир йочуқни етидиғанлиқини билдүрди. У мундақ деди: “бу қанун лайиһәси һазирқи мәвҗут җаза тәдбирлириниң даирисини кеңәйтиду. Чүнки һазирқи мәвҗут җаза тәдбирлири шәхсләр вә органларниң хитайдики ‛йәр шари магнитский кишилик һоқуқ қануни‚ арқилиқ җазаланған орун вә шәхсләр билән давамлиқ түрдә тиҗарәт қилиши вә уларға мәбләғ селишини чәкләшкә йәтмәйду. Шуңа улар нормал алақисини давам қиливатиду. Мәсилә дәл мана мушу йәрдә. Шуңа бу қанун лайиһәси арқилиқ мәзкур йочуқни әткили болиду. Бу қанун лайиһәси мақулланса, җазаланған орун вә шәхсләр билән тиҗарәт қиливатқан, уларға мәбләғ селиш арқилиқ вәһшийликни қоллаватқан чәт әллик шәхсләр вә орунларниму җазалиғили болиду. Шуңа бир һесабта бу қанун ‛уйғур кишилик һоқуқ сиясити қануни‚ ни йәниму күчәйтиду.”

Мәлум болушичә, мәзкур қанун лайиһәсиниң авам палата нусхиси авам палата әзаси җим банкис тәрипидин бирла вақитта тонуштурулған болуп, бу мәзкур қанун лайиһәсиниң тез арида қанунға айлинишиға түрткә болидикән.

Америкадики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши вә уйғур һәрикити қатарлиқ тәшкилатлар бу мунасивәт билән дәрһал баянат елан қилип, мәзкур қанун лайиһәсиниң тонуштурулғанлиқини қизғин қарши алди. Уйғур һәрикити тәшкилатиниң башлиқи рошән аббас ханим радийомизға қилған сөзидә, зулум қилғучилар вә пайда-мәнпәәттин ваз кечәлмәй зулумға шерик болуватқанларни җазалайдиған бу қанун лайиһәсиниң американиң уйғур мәсилисини илгири сүрүштики қәтий мәйданини намайән қилип беридиғанлиқини ейтти.

Дәрвәқә, мәзкур қанун лайиһәсиниң тонуштурғучилириниң бири болған сенатор марко рубийо әпәнди дөләт мәҗлисидики тор бетидә елан қилған баянатида мундақ дәйду: “хитай компартийәсиниң уйғурларға қаритиватқан бастурушиниң қорқунчлуқ тәпсилатлири интайин толуқ испатланған. Бу җинайәтләрдә пәқәт биваситә мәсулийити болғанларни җазалашла купайә қилмайду, уларниң қоллиғучилириму охшашла җавабкарлиққа тартилиши керәк. Бу рәзил қилмишларға йол қойған һәрқандақ шәхсниң американиң пул-муамилә базиридин нәп елишиға йол қоймаслиқимиз керәк.”

Мәзкур қанун лайиһәсиниң тонуштурғучилириниң бири болған кеңәш палата әзаси боб менендез мундақ дегән: “хитай хәлқ җумһурийитиниң шинҗаңдики уйғурлар вә башқа түркий аз санлиқ милләтләргә пәскәшләрчә ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқанлиқи вә уйғурларниң мәҗбурий әмгәккә селинишиниң йәр шари тәминләш зәнҗирини бузуватқанлиқида шүбһә йоқ. Америка һөкүмити ‛уйғур кишилик һоқуқ сиясити қануни‚ (Uyghur Human Rights Policy Act) да бәлгиләнгән җазалар вә бу қанун бәргән һоқуққа асасән иш көрүши, иттипақдашлиримиз вә шериклиримиз билән һәмкарлишип, хитайниң җинайи җавабкарлиқини сүрүштә қилиши керәк.”

Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси питир ирвинниң қаришичә, бу қанун лайиһәси америка һөкүмити вә дөләт мәҗлис әзалириниң уйғур ирқий қирғинчилиқи вә уйғур мәҗбурий әмгикини тохтитиштики нийитиниң қәтийликини көрситип беридикән.

У мундақ деди: “мәнчә, бу уларниң мәқситиниң пәқәтла қанунларни чиқирип қоюп қарап олтуруш әмәсликини көрситиду. Билгинимиздәк, һазир уйғурларға аит ‛уйғур кишилик һоқуқ сиясити қануни‚ вә ‛уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни‚ бар. Әмди бу қанун лайиһәсиниң тонуштурулуши, америка дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқи вә мәҗбурий әмгикигә һәқиқий мәнидә қарши туруш, униңға чин мәнада зәрбә бериштәк арзусини намайән қилиду, дәп қараймән. Гәрчә бир қанчә айдин буян күнтәртиптики һәрхил мәсилиләр түпәйлидин қаримаққа уйғурлар мәсилиси диққәттин чүшүп қалғандәк көрүнсиму, әмма дөләт мәҗлиси йәнила уйғурлар мәсилисни күчлүк қоллаватиду. Бу биз үчүн интайин муһим.”

Кеңәш палата әзалири марко рубийо вә боб менендез “уйғур кишилик һоқуқ сиясити қануни” ниңму оттуриға қойғучилири болуп, бу қанун уйғурларға аит тунҗи мақулланған қанун болуп һесаблиниду. Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши вә уйғур һәрикити тәшкилати бу һәқтә елан қилған баянатлирида, юқириқи бу икки кеңәш палата әзасини өз ичигә алған америка дөләт мәҗлисидики һәр икки партийәдин болған мәҗлис әзаларниң уйғур киризисиға тақабил туруш үчүн бошашмай тиришчанлиқ көрсәткәнликигә рәһмәт ейтқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.