Харвард лексийәси: “хитай һөҗҗәтлиридә әкс әткән уйғур қирғинчилиқи”

Мухбиримиз әзиз
2023.04.05
“шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” немә дәйду? (1) “коммунизм қурбанлири хатирә фонди” рәтләп чиққан “сақчи һөҗҗәтлири” дә бу сүрәтни уйғур районидики җаза лагерлирида елип берилған маневир болуши мумкинликини илгири сүргән.
kommunizm qurbanliri xatire fondi

Хитай һөкүмитиниң уйғурларни қирғин қилиши “йәһудий зор қирғинчилиқи” дин буянқи инсанийәткә қарши әң зор җинайәт, дәп қарилишқа башлиғандин буян буниң “америка башчилиқидики ғәрб дуняси ‍ойнаватқан суйиқәст” икәнлики һәққидики тәтүр тәшвиқатларниңму бәлгилик дәриҗидә базар тепиватқанлиқи мәлум болушқа башлиди. Һалбуки хитай мәркизий һөкүмитиниң бу қирғинчилиққа биваситә мунасивәтлик мәхпий һөҗҗәтләрниң ашкара болуп кетиши түпәйлидин бу һәқтики бәзи билинмигән яки сәл қаралған мәсилиләрму җамаәтчиликкә мәлум болушқа башлиди. Әнә шу хил мәсилиләр қатарида хитай мәркизий һөкүмитиниң бу қирғинчилиқтики роли доктур адрян зензниң харвард университетида сөзлигән лексийәсидә йәнә бир қетим гәвдиләнди.

Бу қетимқи йиғинниң саһибхани, харвард университетиниң хитайшунаслиқ саһәсидики көзгә көрүнгән профессори марк еллйот (Mark C. Elliott) Йиғин әһлигә адрян зензниң тәтқиқат нәтиҗилири һәққидә чүшәнчә бериш билән биргә уйғурлар дуч келиватқан нөвәттики реаллиқниму қисқичә тәсвирләп бәрди. Адрян зенз бу қетимқи лексийәдә нуқтилиқ қилип уйғур қирғинчилиқи һәққидә ғәрб дунясидики нурғун кишиләрни дәргуман қилип келиватқан ачқучлуқ мәсилиләр һәққидә тохталди. Болупму қирғинчилиқниң мәвҗут яки әмәслики, бу һәқтики тәврәнмәс испатларниң немә икәнлики, шундақла буниң қисмән яки омумий характердики һадисә икәнлики мәркизий темилардин болди.

Доктур адрян зензниң бу һәқтики илмий мақалилири вә доклатлирида изчил алға сүрүлүп кәлгән бир муһим нуқта уйғур дияридики қирғинчилиқта мәркизий һөкүмәтниң йетәкчилик рол ойниши һәққидики баянлар һесаблиниду. Униң бу хил хуласигә келишидики муһим дәлил-испатлар қатарида 2021-йили ашкара болуп кәткән хитай рәиси ши җинпиң вә хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқиниң сабиқ министири җав кеҗи мунасивәтлик кадирларға сөзлигән “қәтий мәхпий” нутуқларни көрситиш мумкин. У бу һәқтики пакитларни йеқинда америка дөләт мәҗлисидә өткүзүлгән гуваһлиқ бериш йиғинидиму алаһидә оттуриға қойған болуп, уйғур дияридики қирғинчилиқниң хитай компартийәси мәркизий комитети биваситә йетәкчилиқ қиливатқан дөләт сиясити икәнликини алаһидә тәкитлигәниди.

Ши җинпиң вә җав кеҗиниң сөзлиридики қанчилик кишини “қайта тәрбийәләш” кә әвәтиш, “нәсәбини үзүп ташлаш вә йилтизини кесип ташлаш” һәққидики көрсәтмини қандақ иҗра қилиш, “дүшмән күчләргә қилчиму рәһим қилмаслиқ” қатарлиқ мәзмунлар бирдәк мушу “мәхпий һөҗҗәтләр” дә муһим салмақни игилигән. Шуниң билән биргә уйғур дияридики қирғинчилиқниң сиясәт асасиниң дәл бейҗиңдин келиватқан йолйоруқлар икәнликини, буниңда чен чуәнго, ма шиңруй, шөһрәт закир, әркин туняз қатарлиқларниң пәқәт буйруқларни иҗра қилғучи қорчақлар икәнликини намаян қилип бәргән. Шу сәвәбтин адрян зенз охшаш болмиған сорунларда америка һөкүмитини хитай мәркизий һөкүмитиниң юқири дәриҗилик әмәлдарлириға җаза елан қилишқа дәвәт қилип келиватқанлиқи мәлум.

Харвард университетиға охшаш бир даңлиқ билим юртида мушундақ бир лексийәниң өткүзүлүши һәққидә сөз болғанда мәзкур университетниң сабиқ аспирантлиридин болған иқтисад пәнлири доктори қәйсәр миҗит буниң өзгичә әһмийити барлиқини алаһидә тәкитләйду.

Қәйсәр миҗитниң қаришичә, доктур адрян зенз заманимиздики зиялийларниң зиялилиқ мәҗбурийитини ада қилишидики үлгилик шәхсләрдин болуп, униң һәқиқәтни пакитлар асасида йорутуп бериштәк роһи һәқиқәтән махташқа сазавәр. .

Нөвәттә америка вә явропадики илмий тәтқиқат мәркәзлири вә билим юртлирида мушу хилдики лексийәләр көпләп уюштурулуватқан болуп, уйғурлар мәсилисиниң техиму кәң қоллашқа игә болушини қолға кәлтүрүштә муһим әһмийәткә игә, дәп қариливатқанлиқи мәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.