Түркийә “илмий тәтқиқат институти” : “уйғурларға қаритиливатқан ирқий қирғинчилиққа йеңи васитиләр қошулған”
2024.01.12

Әнқәрәдики “академийлик (илмий) тәтқиқат институти” дәп аталған мәхсус түрк дуняси илмий тәтқиқат оргини түрк дунясиниң 2023-йили декабир ейидики муһим вәқәләр вә кишилик һоқуқ вәзийитигә аит доклатини елан қилди. Бу қетимлиқ доклатта дуня җамаәтчиликиниң шунчә бесимиға қаримастин хитайниң уйғурларға қаритиватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлириниң давам қиливатқанлиқи, ирқий қирғинчилиққа йеңи васитиләрниң қошулуватқанлиқи оттуриға қоюлған.
Һәр ай бир қетим елан қилинидиған айлиқ доклатта түркийә, әзәрбәйҗан, қазақистан, өзбекистан, қирғизистан, түркмәнистан вә шималий сипрус түрк җумһурийити қатарлиқ түркий җумһурийәтлири қатарида уйғур елидики вәзийәткиму мәхсус сәһипә аҗритилған. Униңда хитайниң уйғурларға қаритиливатқан вә инсанийәткә қарши җинайәт тәшкил қилидиған кәң көләмлик зиянкәшликиниң изчил давамлишиватқанлиқи, уйғур балиларниң хитайчә маарип вә тәрбийә арқилиқ хитайлаштурулуватқанлиқи, бу һәқтә иҗтимаий таратқуларда син көрүнүшләрниң ашкариланғанлиқи баян қилинған. Доклатта хитайниң уйғур қирғинчилиқини тезлитиш үчүн қайтидин лопнурдики ядро қораллири йәр асти синақ қурулушини мәхпий кеңәйтиватқанлиқиға орун берилгән. Доклатта, уйғур вә башқа түркий милләтләрниң бәхтлик турмуш көчүрүватқанлиқи тоғрисида иҗтимаий таратқуларда тарқитилған хәвәрләрниң кишилик һоқуқ тәшкилатлири елан қилған доклатлар арқилиқ ялған икәнликиниң испатланғанлиқи баян қилинған. Доклатта йәнә, хитай һөкүмитиниң бесим арқилиқ уйғурларни мәҗбурий ассимилятсийә қиливатқан бүгүнки күндә чәт әлдики уйғурларниң буни дуня җамаәтчиликигә аңлитиш үчүн 9-декабир “уйғур ирқий қирғинчилиқ” күнидә дуняниң һәр қайси җайлирида елип берилған паалийәтләр, уйғурларниң авази болған илһам тохтини 2024-йиллиқ нобел тинчлиқ мукапатиға намзат көрситиш паалийәтлиригиму орун берилгән. Қисқиси доклатта, хитай һөкүмитиниң һазир уйғурларни мәҗбурий ассимилятсийә қилиш сияситиниң давам қиливатқанлиқи билдүрүлгән.
Мәзкур “илмий тәтқиқат институти” тәйярлиған доклатниң елан қилиниши мунасивити билән мәзкур доклатниң “шәрқий түркистан” бөлүмини тәйярлиған мутәхәссис әлчин явуз әпәнди билән телефон сөһбити елип бардуқ. Әлчин явуз әпәнди мундақ деди: “шәрқий түркистан түрк дунясиниң қаниған ярисидур. Шәрқий түркистан хитайниң зулуми астидики земиндур. Шәрқий түркистансиз түрк дуняси болмайду. Шуңа биз һәр айлиқ доклатимизда шәрқий түркистандики уйғурларға қилиниватқан һәр тәрәплимилик зиянкәшликләргә орун бериватимиз. Бу айлиқ санидиму шәрқий түркистандики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә алаһидә орун бәрдуқ” .
У йәнә “түрк дуняси доклати” намлиқ айлиқ доклатни чиқириштики мәқсити тоғрисида тохтилип мундақ деди: “бу доклатни елан қилиштики мәқситимиз, түркийәдики ахбарат васитилиридә вә доклатларда мустәқил түрк җумһурийәтлиригә орун бериливатиду. Амма түрк дуняси уқуми пәқәтла мустәқил түрк дөләтлири билән чәклинип қалмаслиқи керәк. Биз түрк милләтчилириниң түрк дуняси уқуми түркий милләтләр туруватқан һәммә җайни өз ичигә алиду. Шуңа биз түркий хәлқләрниң мәсилилиригә көңүл бөлүшимиз керәк. Түрк дуняси уқуми, түркийә, әзәрбәйҗан, өзбекистан, қазақистан, қирғизистан вә түркмәнистан қатарлиқ мустәқил дөләтләрни өз ичигә елипла қалмай, шәрқий түркистан, қирим, мусул вә кәркүк дегән җайларниму өз ичигә алиду. Шуңа биз һәр ай юқиридики дөләт вә районларниң күн тәртипидики мәсилиләр тоғрисида доклат тәйярлап елан қиливатимиз. Бу доклатни тәйярлаштики әң муһим мәқситимиз бесим, ассимилятсийә вә ирқий қирғинчилиққа учраватқан түркий хәлқләрниң дәрдини түркийә һөкүмити вә җамаәтчиликигә аңлитиштин ибарәт”.
Түркийә түрк җумһурийәтлири билән болған сиясий, иқтисадий вә тиҗарәт мунасивитини тәрәққий қилдуруш үчүн у дөләтләр билән болған мунасивитигә алаһидә көңүл бөлмәктә. Шуңа түркийәдә нурғун университетлардики тәтқиқат мәркәзлири бу хил доклатларни чиқарғанда пәқәтла мустәқил дөләтләр тоғрисида тохтилиду. Дуня уйғур қурултийи вәхписиниң рәиси абдурешит абдулхәмит әпәнди бу доклатта уйғурларниң һазирқи еғир вәзийитигә орун берилишиниң зор әһмийәткә игә икәнликини тәкитлиди.
Әнқәрәдики мәзкур илмий тәтқиқат институтиниң доклатида, уйғурлардин сирт гиретсийә, шималий ирақ, русийә федератсийәси, қирим йерим арили вә сүрийәдики түркий хәлқләр дучар болуватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригиму мәхсус сәһипә аҗритилған.