Уйғур қизлирини хитайға тегишкә тәшвиқ қиливатқан хитайниң йеңи тактика-усуллири

Вашингтондин мухбиримиз шадийә тәйярлиди
2024.11.22
xitay-toy-qilish-xitaylashturush-nikah-uyghur-1920 Йеқинқи мәзгилләрдин буян, хитайниң “довйин” қатарлиқ иҗтимаий таратқу супилирида, уйғур қизлириниң хитайға тегишидә милләт пәрқиниң һечбир тосалғу болалмайдиғанлиқини тәшвиқ қиливатқан видийолар кәң тарқалмақта.
Photo: RFA

Йеқинқи мәзгилләрдин буян, хитайниң “довйин” қатарлиқ иҗтимаий таратқу супилирида, уйғур қизлириниң хитайға тегишидә милләт пәрқиниң һечбир тосалғу болалмайдиғанлиқини тәшвиқ қиливатқан видийолар кәң тарқалмақта. Буни тарқитиватқанларниң дейишичә, бүгүнки дуняда икки кишиниң той қилиши үчүн җинс вә ирқ пәрқи һечқандақ тосалғу болалмайдикән.

Бу видийоларда, муһәббәтниң күчини һечким тосалмайдиған бу дуняда хитай әрлириниң хатирҗәм һалда уйғур қизлирини алса болидиғанлиқи, уйғур қизлириниң хитайлар билән тойлишишниң милләтләр иттипақлиқи үчүн һәрикәтләндүргүч күч болидиғанлиқи, хитайчә билидиған уйғур қизлириға тил пәрқиниң һәргизму тосалғу болмайдиғанлиқи, бир-бириниң өрп-адәтлиригә һөрмәт қилсила болидиғанлиқи тәшвиқ қилинған. Һәтта хитай әрлири әгәр уйғур қизлирини алса, кәлгүсидә балилириниң чирайлиқ туғулидиғанлиқи әскәртилгән.

Америкадики сиясий анализчи илшат һәсән әпәнди X тә, бу хилдики видийоларниң бирини һәмбәһирлигән һәмдә бу һәқтики қаришини билдүрүп мунуларни язған: “ши җинпиң вә хитай мустәмликичилири уйғур билән башқа милләтләр оттурисидики никаһ мәсилисигә бәк көңүл бөлиду. Болупму хитайлар билән никаһлиниш мәсилиси хитай мустәмликичилириниң явуз вә вәһшийликини гәвдиләндүриду. Һалбуки, бу хилдики видийоларниң тарқилиши уйғур қирғинчилиқиниң тәһдити астидиму уйғурларниң хитай билән мәҗбурий тойлишишқа давамлиқ қарши туруватқанлиқини көрситип бериду. Биз ваз кәчмәймиз, уйғурлар ваз кәчмәйду!”

Илшат һәсән әпәндиниң бу һәқтә радийомизға билдүрүшичә, хитайниң бу хилдики тәшвиқатлири әслидә уларниң уйғурлар билән хитайларни той қилишқа мәҗбурлаш сиясәтлириниң күткинидәк үнүм бәрмәйватқанлиқини, шуниңдәк уйғурларниң бу җәһәттики қаршилиқ күчиниму намаян қилидикән.

Германийәдики уйғур мәдәнийәт тәтқиқатчиси, руне ситенберг (Rune Stenberg) ниң қаришичә, уйғур ирқий қирғинчилиқи давамлишиватқан йеқинқи йиллардин буян, хитайниң мәҗбурий ассимилятсийә вә ирқий йоқитиш сияситиниң тәсиридә уйғурларниң никаһ-той адәтлиридә җиддий өзгириш вә хирислар келип чиққан. Хитай нөвәттә мустәмликичи дөләтләр әзәлдин қоллинип келиватқан ассимилятсийә вә мәдәнийәт қирғинчилиқини түрлүк усул вә васитиләр билән йүргүзүп кәлмәктә икән.

Дәрвәқә, нөвәттә хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқи, мәдәнийәт бузғунчилиқиниң әң рошән ипадилириниң бири уйғурларниң никаһ-той адәтлиригә қиливатқан бузғунчилиқи һесаблиниду.

Америкадики уйғур тәтқиқат мәркизиниң мудири абдулһаким идрис әпәндиниң билдүрүшичә, уйғур қизлирини хитайға тегишкә қизиқтуруш тәшвиқатлириниң арқисида уйғур елидә давамлишиватқан мустәмликичилик вә миллий ассимилятсийә сияситиниң тәсири бар дейишкә болидикән.

Америкадики кишилик һоқуқ адвокати, анализчи тең бяв хитай һөкүмитиниң нөвәттә уйғур аяллириниң хитай әрлири билән той қилишини тәшвиқ қилидиған вә буниң үчүн асас яритидиған бир қатар “никаһ-той ислаһати” һәққидики сиясәтлири һәққидә тохтилип өтти. У сөзидә, хитайниң бу қилмишлириниң әмәлийәттә, “җәнвә ирқий қирғинчилиқ келишими” дә ирқий қирғинчилиққа берилгән изаһатниң бәзи мәзмуни билән бағлиниши барлиқини әскәртти. У мундақ деди:

“ирқий қирғинчилиқ келишиминиң бәш өлчими бар. Мәҗбурий никаһ бу бәш өлчәмниң биригә биваситә мас кәлмәйду. Әмма униң буниң ичидики төтинчи түр билән мунасивити бар. Бу изаһатлар болса коллектипни (милләт әзалирини) өлтүрүш; коллектипқа еғир җисманий вә роһий җәһәттин зиян йәткүзүш; коллектипни бойсундуруп, уларниң һаятини пүтүнләй яки қисмән бузуш; бу коллектипниң балилиқ болушиниң алдини елишни мәқсәт қилған тәдбирләрни қоллиниш, балиларни бир коллектиптин йәнә бир коллектипқа мәҗбурий йөткәш қатарлиқларни өз ичигә алиду. Буниң ичидә, коллектип көпийишниң алдини елиш үчүн бәзи васитиләрни йолға қоюш бар. Шуңа хитайниң нөвәттики уйғур қизлирини хитай әрлири билән той қилишқа тәшвиқ қилиши мана бу төтинчи түр билән мунасивәтлик. Әлвәттә, иккинчи түр биләнму мунасивәтлик. Шуңлашқа, буниңдин шуни көрүвелишқа болидуки, гәрчә хитайниң бу қилмишлири биваситә бу өлчәмләрниң биригә кирмисиму, бу мәҗбурий яки йерим мәҗбурий никаһлиниш вә хитай компартийәсиниң шинҗаңда қиливатқан башқа кишилик һоқуқ дәпсәндичилик қилмишлири хитай һөкүмитиниң ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтләрниң давамлишиши һесаблиниду.”

Мутәхәссисләрниң қаришичә, хитайниң тор чолпанлирини васитә қилип уйғур қизлирини хитай әрлири билән той қилишқа риғбәтләндүрүш тәшвиқатлириға сәл қарашқа болмайдикән. Буниң үчүн, уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә хәлқара тәшкилатлар бу мәсилини конкрет нуқтидин лагер ичи вә сиртида уйғур аяллири учраватқан бесим вә хорлуқ билән, чоң җәһәттин болса йеңичә мустәмликичилик вә миллий ассимилятсийә сиясити билән бағлап көзитиши вә тәкшүрүши керәк икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.