Уйғур қизлириниң хитай әрлиригә ятлиқ қилиниш долқуни арқисидики сирлар
2024.12.23
Иҗтимаий таратқуларда тарқиливатқан синлиқ көрүнүшләрдин мәлум болушичә, хитай өлкилиридин уйғур қизлири билән тойлишиш үчүн айиғи үзүлмәй келиватқан хитай әрләрниң лайиқ тонуштуруш орунлири тәрипидин тонуштурулған уйғур қизлири билән тонушуп бирқанчә күн ичидила той хети еливатқанлиқидәк әһваллар мәлум болмақта, шундақла уйғур қизлириниң йәрлик һөкүмәт орунлириниң аричилиқи билән хитай әрлиригә ятлиқ қилиниш һадисисиниң йеңи бир долқун һасил қилғанлиқини ашкарилимақта.
Болупму хитай өлкилиридин мәхсус уйғур хотун елиш үчүн келиватқан хитай әрлириниң “чирайлиқ уйғур қизлирини хотунлуққа алғанлиқи” хитайниң “довйин” , “вечат” қатарлиқ иҗтимаий таратқулирида һаясизларчә тәшвиқ қиливатқанлиқи, муһаҗирәттики уйғурларниң ғурурини пучилимақта, шундақла еғир әндишиләрни пәйда қилмақта. Бу хил син көрүнүшлирини чәт әлләрдики иҗтимаий таратқуларда һәмбәһирлигән бир қисим уйғур тор кезәрлири бу син көрүнүшлиригә илавә қилған язмилирида уйғурларниң кәлгүсигә болған күчлүк әндишилирини билдүрмәктә.
Лагер шаһити зумрәт давут бу һәқтә пикир баян қилғанда, ички өлкиләрдики хитайларға уйғур вә башқа йәрлик милләт қизлиридин лайиқ издәшни тиҗарәт кәспи қиливалған бундақ ширкәтләрниң нөвәттә уйғур елиниң һәммә шәһәрлиридә дегүдәк қурулуватқанлиқини байқиғанлиқини тәкитләп өтти. Зумрәт ханимниң көзитишичә, хитай өлкилиридики хитайлар билән той қиливатқан уйғур қизлириниң сани мушу бир қанчә ай ичидә алаһидә көпәйгән. Илгири хитайларға тәгкән бир қисим уйғур аяллириниң уйғур қизлирини хитай өлкилиригә келип хитай әрлири билән той қилишқа дәвәт қилидиған әһваллар көрүлүшкә башлиған. Зумрәт давутниң ейтишичә, улар уйғур қиз-чоканлирини хитай әрләр билән тепиштуридиған кәспий мулазимәт орунлири вә тор супилирини қуруп, иш башлиған. Һазирқи уйғур қиз-чоканлириниң хитай әрлири билән тойлишиш долқуниниң йүз беришидә мушу хил торда лайиқ тонуштуруш супилириниң ойнаватқан ролиға сәл қарашқа болмайдикән.
Уйғур қизлири билән хитай әрлириниң тойлишишиға даир син көрүнүшлириниң әсли мәнбәси хитайдики “довйин” таратқусидин келиватқан болуп, униңда “уйғур-хитай тез тойлишиши” , “милләтләр иттипақлиқи тойи” , “шинҗаң гүли билән той қилиш” дегәндәк намларда мәхсус лайиқ тонуштуруш супилириниң ечилғанлиқи мәлум. Буларда уйғур қизлириниң гүзәллики тәсвирләнгәндин башқа йәнә, той хети елишниң әрзан вә асанлиқи, пәқәт кимликини елип кәлсила лайиқ тонуштуруш орунлириниң уларға той хети беҗирип беридиғанлиқи тәшвиқ қилинмақта икән.
Уйғурлар билән хитайларниң өз ара тойлишиш нисбитиниң 2010-йилидики хитайниң 6-қетимлиқ мәмликәтлик нопус тәкшүрүш истатистикисида хитай бойичә әң төвән нисбәттә, йәни бир пирсәнткиму йәтмәйдиғанлиқи мәлум болған иди. Һалбуки, йеқиндин буян уйғур елидә уйғур қизлириниң хитай әрлири билән тойлишиш нисбитиниң көрүнәрлик көпийиватқанлиқи оттуриға чиқмақта.
Хитайниң тәшвиқат видийолирида муһәббәтниң күчини һечким тосалмайдиғанлиқи, хитай әрлириниң хатирҗәм һалда уйғур қизлирини алса болидиғанлиқи, уйғур қизлириниң хитайлар билән тойлишишниң милләтләр иттипақлиқи үчүн һәрикәтләндүргүч күч болидиғанлиқи кәң көләмдә тәшвиқ қилинған. Бу хил тәшвиқатларда һәтта уйғур қизлириниң артуқ шәрт қоймайдиғанлиқи, хитай қизлиридәк юқири тойлуқ алмайдиғанлиқи, хитай әрлири әгәр уйғур қизлири билән той қилса балилириниң чирайлиқ туғулидиғанлиқидәк баянларму очуқ ашкара дейилгән.
Мәкит наһийәлик һөкүмәт торидин мәлум болушичә, 2023-йили 12-айниң 10-күнидин башлап, мәкит наһийәсидә никаһ тизимлаш “пүтүн район” бойичә бир туташ елип берилидиғанлиқи уқтурулған. Униңда, 2023-йили 10-декабирдин башлап йеңидин йолға қоюлидиған никаһ тизимлаш синақ бәлгилимисидә “хитай өлкилиридин келип той хети алидиғанлар шинҗаңда тизимлатса болидиғанлиқи, никаһқа тизимлатқан икки тәрәп нопус, кимлик, туруш кинишкиси биләнла той хети беҗирәләйдиғанлиқи” әскәртилгән.
Уйғур қизи билән хитай йигит той хети еливатқан бәзи син көрүнүшлиридинму, бу мулазимәт орунлириниң мәхсус хитай өлкилиридин келип уйғур қизлири билән той хети еливатқанлар үчүн мәхсус мулазимәт көзники тәсис қилғанлиқи мәлум болмақта.
Биз мәкит наһийәсидики лайиқ тонуштуруш ширкәтлириниң хитайниң дөләтлик аппаратлири билән болған мунасивити һәққидә йәниму тәпсилий мәлумат елиш үчүн, мәкиттики “қизғин сөйгү” (热恋) дәп исим қоюлған бир лайиқ тонуштуруш ширкитигә телефон қилдуқ.
Бу ширкәтниң хоҗайини хитай болуп, у исмини ашкарилимиған болсиму, әмма өзлириниң һөкүмәтниң “милләтләр иттипақлиқи” ни илгири сүрүш пирограммиси бойичә қоллашқа еришкән вә шу асаста қурулған мәкит наһийәсидики уйғур қизлириға ичкиридики хитай әрләрни тонуштуридиған бирдин бир мәхсус ширкәт икәнликини ашкарилиди. У мундақ деди: “шундақ, бу қәшқәрниң мәкит наһийәсидә һөкүмәтниң қоллиши билән қурулған бир ширкәт, мәкиттә бизниң бу ширкәттин башқа қанунлуқ тонуштуруш орни йоқ. Уйғур қизлар билән хитайларни тонуштуридиған мәхсус орунлар 2024-йилидин башлап қурулған, бурун йоқ иди. Бу һөкүмәт қоллайдиған, шундақла милләтләр иттипақлиқини қоғдайдиған бир орун. Биләмсиз, бизниң удулимиздила сақчи понкити бар, буму бизниң һөкүмәт йол қойған қанунлуқ бир орун икәнликимизни көрситиду” .
Биз униңдин һөкүмәт тәрәптин уйғур-хитай никаһланғучиларға мукапат пулиниң бар йоқлуқини сориғинимизда, у мундақ деди: “бәзи наһийәләрдә бар, бәзилиридә йоқ, һазир бизниң мәкиттә буниңға 40 миң иқтисадий ярдәм бериду” .
У йәнә өзиниң мулазимәт даирисиниң пәқәтла хитай өлкилиридики әрләргә ятлиқ болушни халайдиған уйғур қизлирини хитайларға тонуштуруш биләнла чәклинидиғанлиқини алаһидә әскәртти: “биз тонуштуридиған әрләрниң һәммиси пәқәт хитайниң ичкири өлкисидикиләрдур” .
Биз униңдин бир йил җәрянда хитайларға ятлиқ болған уйғур қизлириниң сани қанчилик икәнликини соридуқ. У мундақ деди : “бу бизниң сода мәхпийәтликимиз, дәп берәлмәймән. Бизгә тизимлатқан вә биз тонуштурған һәр қандақ бир уйғур қизи той қилмай қалмиди. Хитай әрләр билән той қилишни халайдиған һәрқандақ бир уйғур қизиниң өз лайиқини тепип той қилиши асан. Уларниң ичидә бәзидә қазақ, қирғиз вә таҗик қизларму бар. 20 яшқа толған болсила той хети алғили болиду” .
Биз униңдин хитай өлкилиридики әрләрни қандақ усулда уйғур қизлириға тонуштуридиғанлиқини сориғинимизда, у җаваб беришни рәт қилип, мундақ деди: “бу соал артуқ болуп кәтти. Әргә тәгмәкчи болғанлар алди билән хитай әрләрни яхши көрүши керәк, бизгә тизимлатсила болди, қалғинини шу чағда дәп беримиз. Икки тәрәп тохтам түзиду, той қилиду, әгәр әр яхши муамилә қилмиса, аҗрашса болидуғу! хитай әрләргә тәгмәкчи болғанлар мени издисила болди, башқиси муһим әмәс” .
Биз униңдин мәкитниң асаслиқ аһалиси уйғурлар туруқлуқ, уларниң немишқа уйғур йигитләргә тонуштуруш мулазимити қилмай пәқәтла хитай әрлиригә лайиқ тонуштуридиғанлиқиниң сәвәбини соридуқ. У мундақ деди: “хитайларға ятлиқ болғанда, турмуши яхши өтиду, ичкири өлкиләрдә муқимлиқ яхши, хитай әрләр аялиға көйүниду, аяллири немә халиса, шуни қилса болиду. Һәр айда аялиға хәҗләйдиған 20 миң йүән пул бериду, буни биләмсиз? ”
Биз униңдин йәнә әгәр уйғур қизлар хитайларға той қилса, иқтисадий капаләттин башқа, өзи яки аилә әзалириниң лагерларға киришиниң алдини елишқа охшаш сиясий капаләткиму игә болидиған яки болмайдиғанлиқини сориғинимизда, униң сәзгүрлүки бирдинла ешип, сөзини йиғиштурди: “бу, бу сән көңүл бөлидиған мәсилә әмәс, бу сән сорайдиған ишлар әмәс, һөкүмәт ярдәм қиламду-қилмамду, сениң кариң болмисун. Йенимиздила сақчи идариси бар, биләмсән! керәксиз соалларни мәндин сорима” .
Тәкшүрүп ениқлашлиримиздин мәкиттики бу лайиқ тонуштуруш орниниң 2024-йили 8-айда йәркәндә шәхсий ширкәт намида тизимлитилғанлиқи мәлум болди.
Мәлумки, мәкит наһийәси қәшқәр вилайитидә уйғурлар зич олтурақлашқан чоң наһийәләрниң бири. 2019-Йилидики нопус истатистикисиға қариғанда, мәкит наһийәсиниң омумий нопуси 272 миң 400 болуп, буниң ичидә уйғурлар 227 миң, хитай вә башқа милләтләр 44 миң икән.
Буниң алдида хитай даирилириниң уйғур диярида “шинҗаң ‛лайиқим‚ мәдәнийәт тарқитиш чәклик ширкити” ниң мәхсус уйғур қизлириниң хитай өлкилиригә берип турмушлуқ болуши үчүн һөкүмәт тәрипидин қурулған лайиқ тонуштурушни кәсип қилған мәхсус супа икәнлики ашкариланғаниди.
Хитайниң йеқинқи 10 йилдин буян мәхсус сиясәт вә тәдбир бәлгиләп, уйғур қизлириниң хитай әрләр билән тойлишишини илгири сүрүп келиватқанлиқи мәлум. 2014-Йили 21-авғуст чәрчән наһийәлик партком чиқарған “миллийлар билән хәнзулар тойлашқан аилиләрни мукапатлаш тәдбирлири” намлиқ һөҗҗәт ши җинпиңниң бу хил сиясәтлириниң уйғур елидә җиддий иҗра қилинишқа башлиғанлиқидин сигнал бәргәниди.
Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши 2022-йили 11-айда елан қилған “уйғур аяллириниң мәҗбурий тойлаштурулуши: хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистандики милләтләр ара тойлаштуруш сиясити” сәрләвһилик чоң һәҗимлик доклатида, хитай һөкүмити уйғур аяллирини хитай әрлири билән тойлаштуруш сияситини дөләт сиясити сүпитидә системилиқ иҗра қиливатқанлиқи, әмәлийәттә буниң ассимилятсийә сиясити вә мәдәнийәт қирғинчилиқиниң васитиси икәнлики көрситилгәниди. Мәзкур доклатта бу хил сиясәт-уйғурларни хитай җәмийитигә сиңдүрүветишни мәқсәт қилған бир тактика, дәп көрситилгән иди.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң сабиқ хитай ишлири директори софе ричардсон ханим бу һәқтә пикир баян қилип мундақ деди:
“инсанниң ким билән той қилиши һөкүмәт арилишидиған иш әмәс. Хитай һөкүмитиниң уйғур қизлири арқилиқ хитай ширкәтлиригә сода пурсити яритип бәргәнликидин башқа йәнә, һөкүмәтниң мәхсус бир гуруппиға қарита милләтләр ара тойлаштуруш тәдбирлирини йолға қоюши, дөләт аппаратлири қилидиған иш әмәс. Мән йеқинқи мәзгилләрдә хитай һөкүмитиниң бу хил уйғур қизларниң хитайларға тегишини ‛анарниң данисидәк уюшуш‚ дәп тәшвиқ қиливатқанлиқини көрдүм. Улар инсан, уйғурларға һөкүмәт васитиси билән еғир һалдики миллий кәмситиш хаһишида елип бериливатқан башқа милләтләр билән тойлаштуруш иши тәсәввур қилғусиз бир паҗиә. Бу һөкүмәт бекитип беридиған яки тартивалидиған һоқуқ әмәс. Уйғурлар хитай һөкүмити тәрипидин һәр тәрәптин йоқитилиш хәвпидә туруватқанда, хитай һөкүмитиниң ашкара давам қилдуруватқан бу қилмишлирини ирқий қирғинчилиқ сияситидин айрип қараш мумкин әмәс”.
Софе речардсон йәнә мунуларни тәкитлиди: “бизниң районда давам қиливатқан контроллуқ сәвәбидин, уйғур қизлириниң бу хил никаһ мунасивитини өз әркинлики билән таллиғанлиқини билишимиз интайин қийин. Хитайлар билән той қилған қизларниң һечқандақ авази болмиған бу хил әһвалда, буниң ихтиярий яки мәҗбурий никаһ икәнликини җәзмләштүрүшму тәс. Хитай һөкүмити әгәр бу һәқтики пакитларни йошурмайватқан, өзиниң тәшвиқатлиридикидәк уйғур қизлири өз ихтиярлиқи билән хитайларға никаһлиниватқан болса, бу гуманлиримизни йоқ қилиш үчүн, кишилик һоқуқ органлириниң уйғур районға берип тәкшүрүшигә йол қоюши, бу қизлар билән сөзлишип көрүшкә йол қуюши керәк”.