Хитай һөкүмити уйғур районини кәң-көләмдә санаәтләштүрүш арқилиқ мустәмликә вә ассимилатсийә қәдимини тезләткән

Мухбиримиз җәвлан
2022.06.30
Хитай һөкүмити уйғур районини кәң-көләмдә санаәтләштүрүш арқилиқ мустәмликә вә ассимилатсийә қәдимини тезләткән Уйғур елда қурулған кийим тикиш завутида ишләватқан уйғур қиз
Xinjiang Daily

Америкадики C4ADS тәтқиқат орни өткән бир йиллиқ тәкшүрүп тәтқиқ қилишлар арқилиқ “хитай санаитиниң шинҗаң уйғур аптоном райониға кәң-көләмдә кириши” намлиқ бир доклатни тәйярлиған. Мәзкур доклатта, хитайниң шәрқидики өлкә-шәһәрләрдин кәлгән дөләт карханилири вә хусусий ширкәтләрниң 2009-йилдин бери уйғур райониға кәң-көләмдә йүрүш қилғанлиқи, 2016-йилдин кейин техиму тез сүрәттә кеңийип, “мәҗбурий әмгәктин нәп елиш қизғинлиқи” пәйда қилғанлиқини тәкшүрүп дәлилләп чиққан.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқат түригә мәсул хадими никол моргрет ханим (Nicole Morgret) бу доклатниң аптори болуп, у радийомизға қилған сөзидә бу доклатниң алдинқи йиллардики доклатқа охшимайдиған тәрәплири үстидә тохтилип, мундақ деди: “хитай һөкүмитиң һөҗҗәтлири вә һөкүмәт таратқулирида чиққан хәвәрләргә қариғанда, улар санаәтни уйғур райониға йөткимәктә. Мәнчә бу доклат конкрет санлиқ мәлуматлар арқилиқ бу йөткилишниң қанчилик көләмдә болғанлиқини көрситип бериду. Сиз өткән бир нәччә йилдики мәлуматларға қарап бақсиңиз, хитайдики ясаш санаитиниң техиму тез сүрәттә мәйданға кәлгәнликини көрәләйсиз. Корона вируси яки шуниңға охшаш мәсилиләрму санаәтниң уйғур райониға йөткилишини ақситип қоялмиди. Бизниң бу доклатни тәйярлишимиздики мәқсәт, қанчилик ширкәтниң йөткиливатқанлиқи һәққидә ениқ истатистикилиқ мәлуматларни тәминләш”.

Бу доклатта мундақ дейилгән: “мәҗбурий әмгәк кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң муһим қисми. Бу дәпсәндичилик уйғурлар бастурушқа учриған шинҗаң вә ичкири хитайда, қанунсиз тутуп туруш орунлирида вә тутқунлар қул қилинған завутларда йүз бәрмәктә. Хитайниң дөләт карханилири билән хусусий ширкәтләрму бу җинайәткә шериктур”.    

Бу доклатта көрситилишичә, хитай һөкүмити санаәт вә иқтисадни васитә қилип, уйғурларни бастуруш үчүн хели бурунла һәрикәткә өткән вә төвәндикидәк чариләрни қолланған:

Биринчидин, хитай һөкүмити 1997-йилдин башлиған “шинҗаңға нуқтилиқ ярдәм бериш” сияситини 2010-йилдин кейин техиму күчәйткән;  хитайниң 19 өлкә вә шәһиридики ширкәтләрни әрзан йәр, әрзан әмгәк күчи вә көплигән етивар сиясәтләр билән уйғур райониға көпләп җәлп қилған. Шуниң билән уйғур районидин байлиқ издәйдиған ширкәтләр шиддәт билән көпәйгән. Хитай һөкүмити йәнә ичкири хитайдики чоң ширкәтләрни “шинҗаң хизмити” ни қоллашни сиясий вәзипә қатарида көрүшкә буйруған.  2009-Йилдин һазирғичә уйғур райониға кәлгән ширкәтләр 40 миң 293 кә йетип, санаәт көлими мислисиз кеңәйгән; униңдин башқа,  нурғун йеңи ширкәтләр 2017-йилдин 2018-йилғичә қурулған болуп, кәң-көләмлик лагерларниң қурулуши вә тутқун қилишниң башлинишиға тоғра кәлгән.

Иккинчидин, хитайниң дөләт карханилири уйғур райониға ғайәт зор миқдарда мәбләғ салған. 2016-Йилдин 2020-йилғичә давамлашқан “13-бәш йиллиқ пилан” мәзгилидә хитайниң дөләт карханилири уйғур райониға 767 милярд йүән (120 милярд доллардин артуқ) мәбләғ салған.

Үчинчидин, хитай һөкүмити “санаәт бағчиси” қуруп,  җәнубтики 4 вилайәт-областни тәдриҗий муһим санаәт базилириға айландуруп, аһалисини “заманиви ишчилар” қилишқа башлиған. Уйғур районидики ширкәтләрниң 34 пирсәнти әнә шу “санаәт бағчиси” ға җайлаштурулған. Бу “санаәт бағчилири” хитайниң йәрлик уйғурларни иқтисадий җәһәттә қул қилиш вә яшаш муһитини өзгәртип ассимилатсийә қилиши үчүн пайдилиқ шараит яратқан.

Төтинчидин, хитай һөкүмити биңтуән вә дөләт карханилирини йөләш билән биргә, хусусий ширкәтләргиму ярдәм берип, уларниму уйғурларни талан-тараҗ қилиш вә ассимилатсийә қилиш сепигә елип киргән. Мәсилән, хитай һөкүмити гуаңдуңлуқ хоҗайинларниң пахта тоқумичилиқ ширкәтлиригә биңтуәнниң “санаәт бағчиси” дин орун бәргән. Бу ширкәттики аял ишчилар уюшмиси һөкүмәтниң ассимилатсийә сияситигә маслишип, “аз санлиқ милләт аяллириниң идийәсини өзгәртиш қурулуши” елип берип, уйғур қизлири билән хитай ишчиларни тойлаштуруш вә коллектип той мурасими өткүзүш вәзиписини үстигә алған.

Доклатқа асасланғанда, хитайдики 4642 хусусий кархана гуруһиниң уйғур районида тармақ ширкити мәвҗут болуп, буниң ичидә 1624 ширкәтниң баш шитаби уйғур райониниң сиртида икән. Улар  уйғур районидики тармақ ширкәтлиридә ишләватқан уйғурларни халиғанчә йөткәп ишлитәләйдикән. Уларниң иш-оқити уйғур районидин һалқип кәткән болуп, мал тәминләш линийәсиниму өз ичигә алидикән.

Бәшинчидин, хитай һөкүмити уйғур карханичилири, уйғур содигәрлири вә деһқанлириниң игиликини вәйран қилип, иқтисадтин айривәткән; көплирини әрзан баһалиқ ишләмчи яки һәқсиз ишләйдиған қул қиливәткән.  Уйғур районидики биңтуән, дөләт карханилири вә хусусий ширкәтләр һәр йили тоқулма боюмлар, еликтир сайманлири, йемәк-ичмәк қатарлиқлардин 20 милярд доллардин артуқ пайда тапсиму, буниңдин мәнпәәтлинидиғанлар асасән хитайлар болған. Уйғурлар бу ширкәтләрниң башқуруш қатлимиға кирәлмигән вә әң төвән иш һәққи елишқа яки һәқсиз ишләшкә мәҗбурланған.

Никол моргрет ханим хитайниң уйғур районини санаәтләштүрүши билән уйғурларни қул қилиши оттурисидики бағлинишни чүшәндүрүп мундақ деди:

“алди билән тәкитлимәкчи болғиним, хитай һөкүмити санаәтни уйғур райониға йөткигәндә, истатистикилиқ мәлуматлар шуни көрсәттики, ширкәт хоҗайинлири вә башқурғучиларниң һәммиси хитай, завутта ишләйдиғанлар уйғур. Деңиз бойи районлиридики санаәтни шинҗаңға йөткәш әһвалиға қарисақ, ширкәт хоҗайинлириниң көпинчиси уйғур райониниң сиртидин кәлгән. Шуңа улар йәрлик хәлқ вә мәдәнийәткә наһайити ят. Улар пәқәт уйғурлар бастурулған шараитта хатирҗәм завут қуралайду. Истатистикилиқ мәлуматларға қарисиңиз, 2016-2017-йилдики бастуруш һәрикитиниң тәсиридә, түркий-уйғурчә нам билән қурулған хели көп ширкәтләрниң сани бирдинла азийип кәтти. Униңдин кейинки бир қанчә йилдиму әслигә кәлмиди. Гәрчә кейинки йилларда техиму көп завутлар қурулған болсиму, уйғурлар игә болған завутлар азлап кәтти”.

C4ADS Тәтқиқат орниниң алдинқи қетимлиқ доклатидиму хитай һөкүмитиниң иқтисадни қорал қилип, уйғур вә башқа түркий хәлқләрни бастуруш вә ассимилатсийә қилиш ғәризигә йәтмәкчи болғанлиқи көрситип берилгәниди. Униңда берилгән мәлуматлардин қариғанда, хитай ширкәтлири уйғур районидин чиқидиған пахта, пәмидур, қизилмуч, яңақ меғизи қатарлиқ мәһсулатлар вә қуяш тахтисиға ишлитилидиған кристаллиқ кремний, карбунлашқан калтисий, бериллий метали, сүний тала, шамал чақпиләки қатарлиқ малларни ишләпчиқиришта мәҗбурий әмгәктин әң көп нәп алған. Бу мәһсулатларниң дуня базирида, җүмлидин мал тәминләш линийәсидә игилигән нисбити юқири болуп, пахта мәһсулатлири 19 пирсәнтини, карбунлашқан калтисий 22 пирсәнтни, бериллий метали 28 пирсәнтни, киристаллиқ кремний 40 пирсәнтни игилигән. Хитайниң қизилмуч ишләпчиқиридиған чеңгуаң био-техника ширкити 2018-йилдин 2022-йилғичә 147 милйон долларлиқ қизилмуч експорт қилған.

Бу қетим елан қилинидиған доклатта йәнә мундақ дейилгән: “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” иҗра қилинғандин кейин, уйғур районидики мәҗбурий әмгәккә четишлиқ малларға чәклимә қоюлиду, әмма уйғур районидики чиқидиған маллар хитайниң башқа җайлиридики експортчиларға тошулиду, бу мәсилини һәл қилмиғичә у маллар йәнила хәлқара мал тәминләш линийәсигә кирип қалиду”.

Никол моргрет ханим бу һәқтә чүшәнчә берип мундақ деди: “ <уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни> иҗра қилинғандила, униң әһмийити вә үнүми болиду. Биз бу доклатта муһакимә қилған темиларниң бири уйғур райони билән деңиз бойи районлири оттурисидики санаәт вә кархана мунасивити. Хитайниң ичкий қисмидики мал тәминләш линийәсини из қоғлап тәкшүрүш бәк тәс. Әгәр маллар уйғур районида ишлинип, деңиз бойи районлириға тошулса, андин хәлқара мал тәминләш линийәсигә кирип қалса, уни тәкшүрүп тепиш қийин. <Уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни> бир күндила һәммә мәсилини һәл қиливетәлмәйду. Бу йәрдә иҗра қилишқа тегишлик нурғун қанунлар бар. Җәмийәттин келидиған бесимлар ширкәтләрни уйғур районидин келидиған малларни алмаслиққа мәҗбур қилалиши керәк. Хитайниң ясаш санаитиниң көпинчиси деңиз бойи районлирида болуши мумкин, әгәр уларниң завутлири уйғур районида болуп қалса, булар хәтәрлик әһвал дәп қарилиши керәк”.

 C4ADSТәтқиқат орни санлиқ мәлумат тәһлили вә пакитлиқ учурлар арқилиқ дуняниң һәр қайси җайлиридики хилму хил кирзис, тоқунуш вә бихәтәрлик мәсилисини доклат қилидикән; шу қатарда уйғур районидики иқтисадий монопуллуқ, мәҗбурий әмгәк, мәдәнийәт ассимилатсийәси қатарлиқ мәсилиләр һәққидә йиллардин бери доклат берип кәлмәктә икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.