Тонулған рәссам әхмәтҗан әһәтниң йәккә көргәзмиси уйғур мәктипидә ечилди
2025.01.24
23-январ күни алмута шәһириниң достлуқ мәһәллисигә җайлашқан абдулла розибақийеф намидики 153-мәктәп-гимназийәсидә қазақистан җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән әрбаби, қазақистан рәссамлар иттипақиниң әзаси әхмәтҗан әһәтниң йәккә көргәзмиси ечилди. Униңға зиялийлар, җәмийәтлик бирләшмиләр вәкиллири, оқутқучилар, оқуғучилар қатнашти.
Мәзкур көргәзмә әхмәтҗан әһәтниң 70 яшлиқ тәвәллутиға беғишланған болуп, униң әсәрлири атақлиқ рәссам руслан йүсүпофниң хатирисигә беғишлап ечилған көргәзмә залиға қоюлди. Тамашибинлар рәссамниң май бояқ, графика, керамика қатарлиқ саһәләрдики әсәрлири билән тонушти.
Риясәтчиләр меһманларни көргәзминиң асасий мәқсити билән тонуштуруп, мундақ деди: “әхмәтҗан әһәт - бу исимни билмәйдиған адәм йоқ болса керәк. Қазақистанға хизмәт көрсәткән җәмийәт әрбаби, тонулған рәссамниң йеқинда ‛казарян сәнәт мәркизи‚ниң сизма сүрәтләр көргәзмә залида қириқтин ошуқ талланма әсири сәнәт мухлислириниң диққитигә һавалә қилинди. Бүгүн болса, қутлуқ билим дәргаһимизда хәлқиниң келәчики болған яш әвладни сәнәт дунясиға йетәкләп, чоңқур мәзмунлуқ әсәрлирини намайиш қиливатиду.”
Көргәзминиң ечилиши алдида биз әхмәтҗан әһәтни зиярәт қилғинимизда у мундақ деди: “бүгүн мәктәп-гимназийәдә көргәзмә ечиливатиду. Бу йәргә 20 дәк сүрәт қойдум. Асасий тема бизниң уйғурниң тар кочилири. Өзүм қәшқәр, турпанниң туюқ мазарлириға берип, көплигән сүрәтләрни тартқанидим, һазир 10-15 йил болди шу сүрәтләрни сизип чқиватимән. Улар мән үчүн бир дуня. Шу кочилардики һәр хил бояқлар. Бу кочилар тарихи чоң кочилар. Шу кочиларда йүсүп баласағуни маңған, мәһмут қәшқәри маңған. Шулар бойичә сүрәтлирим көплигән көргәзмиләргә қатнашти. Өткән йили вашингтонда болдум. Музейда, конгреста, уйғур өйидә бизни қизғин қарши алди. яхши тәсиратлар билән қайттуқ. Бүгүн бу сүрәтләрни мәктәпкә қойдуқ. Балилар көрсун дәп мушу көргәзмини уюштуруватимиз. Алдимизда хели пиланлар бар. Асасий мәқситим, уйғурниң мәдәнийитини, өрп-адәтлирини сизип, шу сүрәтләрни пүткүл дуняға тонуштуруш.”
Әхмәтҗан әһәт рәссамлиқ академийәсидә ишләватқан мәзгиллиридә көплигән шагиртларға билим бәргәнликини, шуларниң келәчәктә уйғур тәсвирий сәнитини раваҗландурушқа өз һәссилирини қошидиғанлиқини үмид қилди.
Уйғур мәктәп-гимназийәсидә уюштурулған көргәзминиң ечилиш нутқини “дуня сәнити” заманиви сәнәт галерийәсиниң мудири, мәдәнийәтшунаслиқ пәнлириниң кандидат доктори һакимҗан гулийеф сөзлиди. У, әхмәтҗан әһәтниң даим тәсвирий сәнәт қайнимида болуп, әсәрлирини дуняниң һәр қайси әллиридә ечилған көргәзмиләрдә көрситип, уйғур тәсвирий сәнитиниң бүгүнки әһвалини дуняға тонуштурушқа салмақлиқ төһписини қошуп келиватқан рәссамларни бири икәнликини баян қилди. У әхмәтҗан әһәт иҗадийити йөнилишлириниң һәр хил икәнликини билдүрүп, мундақ деди: “униңдики йәнә бир чоң еқим шәрққә, йәни вәтинигә болған муһәббити, болупму вәтәндики шәһәрләрниң һәр хил көрүнүшлири. Қәшқәр, турпанларға у өзи берип кәлгән. Шу йәрдә алған тәсиратлири билән өзиниң вәтәнгә болған муһәббити әнә шу әсәрлиридә әкс әтти, дәп ойлаймән. Шуниңдәк униң әсәрлиридә пәлсәпиви ойларму бар. Уларни мундақла чүшинишкә болмайду. Қисқиси, у бүгүнки күндә ‛модернизм‚йәни заманиви еқимда ишләватқан рәссамларниң бири.”
Мәктәптә өткән мурасимда сөзгә чиққан қазақистанниң сабиқ юқири палата әзаси марс батталоф, қазақистанниң пәхрий язғучиси, атақлиқ шаир җәмшит розахуноф, алмута шәһәрлик уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси османҗан обулоф вә башқилар уйғурларниң мәдәнийити, әдәбияти, сәнити, өрп-адәтлири һәққидә, шуниңдәк тәсвирий сәнәттики миллийлиқ һәққидә өз пикирлирини оттуриға қойди. Улар әхмәтҗан әһәтниң иҗадийитини, болупму униң уйғур миллий тәсвирий сәнитини дуняға тонуштуруштики ролини юқири баһалап, рәссамға иллиқ тиләклирини изһар қилди вә өзлириниң соғилирини тапшурди.
Шу җүмлидин абдулла розибақийеф намидики 153-мәктәп-гимназийәсиниң мудири шавкәт өмәроф әпәнди уйғур миллий сәнитини яш әвладқа тонуштурушни асасий мәқсәт қилған мәзкур көргәзмидә заман тәлипигә лайиқ яхши пикирләрниң ейтилғанлиқини билдүрди. У мушундақ көргәзмиләрни вә башқиму паалийәтләрни мәктәпләрдә өткүзүш арқилиқ яш әвладларға тәлим-тәрбийә беришниң чоң әһмийәткә игә икәнликини, буниң ақивитидә уларниң һаятқа болған көз қаришиниң өзгиридиғанлиқини, болупму уйғурларниң өз миллийликини сақлап қелиш үчүн пурсәт яритилидиғанлиқини баян қилди.
Мурасим ахирида сөзгә чиққан рәссам әхмәтҗан әһәт көргәзмигә қатнашқан барлиқ меһманларға, мәктәп мәмурийити, оқутқучилири вә оқуғучилириға өзиниң чәксиз миннәтдарлиқини изһар қилди вә албомлирини тәқдим қилди.
Зияритимизни қобул қилған тағ-кан инженери, пирофессор абдуллам самсақоф әпәнди мундақ деди: “буни, бизниң мәдәний һаятимиздики чоң вәқә дәп чүшинимән. Чүнки әхмәтҗан әһәт чоң рәссам сүпитидә йеқин аридила америкада икки шәһәрдә көргәзмә қилди. Униң алдида германийәгә, ташкәнткә барди. Астанада, алмутада көргәзмилирини намайиш қилип кәлгән чоң рәссам. У пәқәт уйғур миллий тәсвирий сәнити әмәс, қазақистан рәссамлириға вәкил болуп, дуняни айлинип йүриду. Әмма бүгүн мәктәптә ечилғини мениң үчүн интайин чоң иш. Чүнки бу мәктәптә бир йерим миңдин артуқ оқуғучи уйғур тилида дәрс оқуйду, йүздин артуқ алий мәлуматлиқ муәллимләр ишләйду. Булар һәммиси һөкүмәт тәминатида.”
Көргәзмә давамида тамашибинларға мәктәп оқуғучилири тәрипидин тәйярлиған консерт көрситилди.
Игилишимизчә, һазир қазақистанда әхмәтҗан әһәттин башқа азад һакимбәк, әркин зулпиқароф, күрәш зулпиқароф, һашим қурбаноф, һакимҗан гулийеф, гүзәл мәмәдинова вә уйғур миллий тәсвирий сәнитиниң көплигән кейинки әвлад вәкиллириму иҗад қилмақта. Уларниң әсәрлири қазақистанниң чоң шәһәрлиридә вә башқиму мәмликәтләрдә қоюлуп, көпчиликниң диққитини тартмақта.